Ваң лечүән, қош тиллиқ маарип түзүминиң маһийитини ашкарилиди


2008.02.22

WANGLECHUEN-150.jpg
Уйғур райониниң партком секритари ваң лечүән. AFP Photo

Уйғур райониниң партком секритари ваң лечүән, 18 ‏- феврал күни хоңкоңдики сумруғ телевизийисиниң зияритини қобул қилған чеғида, уйғур елидә йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип түзүминиң маһийитини ашкарилиған. У сөзидә, уйғур елидики миллий исянларни бесиқтуруш үчүн һәм қаттиқ, һәм юмшақ вастә қолланғанлиқини, қолланған юмшақ вастилиридин бириниң қош тиллиқ маарип түзүми икәнликини¡ қош тиллиқ маарип түзүминиң мәқсити уйғурларда җуңхуа миллити еңини йетилдүрүш икәнликини ашкара тилға алған.

Қош тиллиқ маарип билән "қаттиқ зәрбә бериш" тәң башланған

Ваң лечүән 2002 ‏- йили 28 ‏- март күни франсийә ахбарат агентлиқиниң соалиға җаваб бәргәндә мундақ дегән иди: "аз санлиқ милләтләр тилиниң сиғимчанлиқи наһайити кичик, бу тил билән заманивий пән-техникиға аит уқумларни ипадилигили болмайду, шуңа заманивий пән-техника буйичә тәлим-тәрбийә елип барғили болмайду.". Ваң лечүән бу сөзлиридин кейин қош тиллиқ маарип түзүмини аз санлиқ милләт маарипиниң сүпитини өстүрүш вә аз санлиқ милләтләрни заманивий маариптин бәһриман қилиш үчүн дәп чүшәндүргән иди.

Тәңритағ ториниң 2005 ‏- йили 7 ‏- декабир хәвәр қилишичә, уйғур елидә қош тиллиқ маарип буйичә оқуватқан оқуғучи сани 1999 ‏- йили 2629 нәпәр болған, 2004 ‏- йили болса 35948 нәпәргә, 2005 ‏-йили болса 145000 нәпәргә йәткән. Қош тиллиқ маарип оқуғучилири саниниң тез йүксәлгән вақти, ваң лечүәнниң үч хил күчләргә қарши қаттиқ зәрбә беришни башлиған йилиға тоғра келиду.

Хитайниң тунҗи қетим өз өлкилиридики 12 шәһәрдә, шинҗаң синипи ачқан вақит 1997 ‏-йили болуп, бу, хитай мәркизи һөкүмити мәхсус уйғур райониниң муқимлиқини қоғдаш үчүн 7 ‏-номурлуқ һөҗҗәт чиқарғандин бир йил кейингә тоғра келиду. Бу мәлуматлар, уйғур районидики қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш һәрикити билән, уйғур районидики аталмиш миллий бөлгүнчиликкә қарши һәрикәтниң тәң қәдәмдә кетиватқанлиқини көрсәтмәктә.

Қош тиллиқ маарип түзүми дәсләпки қәдәмдә үрүмчи, чөчәк вә турпандин ибарәт 3 шәһәрдә синақ синиплирини ачқан болса, нөвәттә уйғур нопуси мутләқ үстүнлүктә туридиған җәнубтики вилайәтләрдиму иҗраати башланған. Гуаңмиң күндилик гезитиниң 2005 ‏-йили 12 ‏-декабир хәвәр қилишичә, хотән вә атушта қош тиллиқ маарипни омумлаштурушни 2012 ‏-йилғичә тамамлап болуш пиланланған. Қош тиллиқ маарипни тез омумлаштуруш үчүн, дөләт 430 милйон хәлқ пули аҗратқан.

Ваң лечүән: " қош тиллиқ маарип муқимлиқниң капалити"

Ваң лечүән, қош тиллиқ маарип түзүминиң сиясий ғәрәзлик икәнликини 2005 ‏-йилиму бир нөвәт ашкарилиған. Шу йили 6‏-айниң 24 ‏-күни бир хизмәт йиғинида қилған сөзидә, сияси идийиви тәрбийә ичкиридики шинҗаң синипиниң баш вәзиписи дәп көрсәткән болса, 2006 ‏-йили җяңсуда ечилған шинҗаң синипи сөһбәт йиғинида мундақ дегән:"шинҗаң синиплирини ечиш дөләтниң пүтүнлүки вә аманлиқини капаләт астиға елишниң узун мәзгиллик истратегийилик пилани."

Ваң лечүән тәрипләватқан бу түр қош тиллиқ маарип, ялғуз уйғур райониниң аптономийә қануни вә хитай хәлқ җумһурийитиниң асасий қануниға хилап болупла қалмастин, хәлқара қанунлардики көплигән келишимләргиму хилап. Хитайниң қош тиллиқ маарип сияситиниң маһийитини хәлқара җәмийәтләргә паш қилиш чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң хизмәтлиридики муһим бир нуқта. Әмма, ваң лечүән ашкара тилға еливатқан, қош тиллиқ маарипниң маһийитини рәис нур бәкри дуняға пәдәзләп көрсәтмәктә. У өткән ай, чәтәл мухбирлириниң соалиға җаваб бәргәндә қош тиллиқ маарипни аз санлиқ милләтләрниң маарип сүпитини өстүрүш дәп чүшәндүргән, уйғур тилиниң йоқулуш хәвпини уйғурларниң миллий мәвҗудийитигә тәһдит әмәс дәп көрсәткән.

Ваң лечүәнниң сумруғ телевизийисидә қилған "уйғурларни кичикидин җуңхуа миллити қилип йетиштүрүш" дегән сөзи, б б с хәвәр торида, уйғурларни кичикидин башлап хитайлаштуруш дәп берилди. Әмма шинҗаң хәвәр торида ваң лечүәнниң сөзиниң бу қисми чиқириветилгән. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.