Ваң лечуәнниң сөзигә қарита оттуриға қоюлған алтә суал
2007.08.09
Хәлқарада кәң тарқилидиған 'йеңи әср журнили'да 8 - айниң 9 - күни "ваң лечуән һөкүмранлиқидики шинҗаңда зади немә вәқә йүз бәрди?" намлиқ бир мақалә елан қилинди. Журналниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди мәзкур мақалиниң аптори си махән әпәндиниң кимлики вә нәдә туруватқанлиқини ашкарилашни халимиди. Әмма бу мақалиниң, дәл һазирқи 'шинҗаң мәсилиси' дегән мәсилидә, коммунист хитай һөкүмитиниң ички қисмида пәйда болған җиддий ихтилапларниң инкаси икәнликини муқимлиди.
Ваң лечуән сөзидә 'америка башчилиқидики ғәрбниң дүшмән күчлири' дәп тилға алған
---'Шинҗаң гезити' дә 8 - айниң 7 - күни елан қилинған 'террорчилиққа қарши күрәшни чуңқур вә пухта йолға қоюп, шинҗаңниң муқимлиқини қоғдайли' дегән мақалини оқудум, --- дәп башлайду си махән әпәнди 'йеңи әср журнили'да елан қилған "ваң лечуән һөкүмранлиқидики шинҗаңда зади немә вәқә йүз бәрди?" намлиқ мақалисини.
Униң баян қилишичә, коммунист партийә мәркизи комитет сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң лечуән шинҗаң мәсилисини хәлқаралиқ сиясий көрәш җәһәттики йүксәк ноқтидин тәһлил қилип "америка башчилиқидики ғәрбниң дүшмән күчлири кишилик һоқуқ, милләт, дин қатарлиқ мәсилиләрдин пайдилинип бизгә қарита 'ғәрбләштүрүш' , 'парчилаш' ни йолға қоюватиду, уларниң ахирқи мәқсиди биздики коммунист партийә рәһбәрликини, сотсиялизим түзүмини ағдуруш, бизниң территорийә һоқуқимизни йоқ қилип, һәр қайси милләтләрдә бөлүнүш, қалаймиқанчилиқ вә балайи-апәт пәйда қилиштин ибарәт" дегән вә кишиләрни " бу көрәшниң узун муддәтликини, кәскин вә мурәккәпликини чуңқур чүшинип йетиш"кә чақирған.
Ваң лечуән саңа мәркизи һөкүмәткә вакалитән депломатийә сияситини бәлгиләйдиған һоқуқни ким бәрди?
--- Ваң лечуән немә үчүн шинҗаңдики бөлгүнчилик һәрикәтлирини 'узун муддәтлик, кәскин вә мурәккәп' дәп көрситиду? --- дәйду аптор си махән әпәнди йеңи әср журнилида елан қилған мақалисидә ваң лечуәнниң сөзлиригә қарита оттуриға қойған алтә түрлүк суалиниң биринчисидә.
--- Әгәр шинҗаңда мәркәзниң 'адәмни асаси орунда қоюш' дегән сиясити иҗра қилинған болса, йәрлик хәлқ бөлгүнчилик қиламти?
Иккинчи суал : чәтәл дүшмән күчлири шинҗаңниң чегрисидин қандақ кирипту , силәр чегрини қандақ сақлиған? шинҗаңда бөлгүнчилик қиливатқанлар қайси дөләтләрдин кәлгән? исләр буниңға дәлил -пакит көрситәләмсиләр? үчинчи суал: шинҗаңни җуңгониң һәрбий қошунлири сақлаватиду, силәр өзәңлар бөлгүнчиләр мувәппәқийәт қазиналмайду, дәйсиләр, әгәр шундақ болса, йәнә немә үчүн шинҗаңдики йәрлик хәлқ бөлгүнчилик қиливатиду, дегәнни ағзиңлардин чүшүрмәйсиләр? төтинчи суал: шинҗаңда йәрлик хәлқни бастуруп болуп, кәйнидин уларға бөлгүнчи дәп қалпақ кәйгүзидиған әһвал мәвҗутму? хизмәттики хаталиқларни юшуруш үчүн мәркәзни вә пүтүн җуңго хәлқни алдайдиған мәсилә мәвҗутму?
Бәшинчи суал: сән ваң лечуән , йәрлик партком мәсули, әмма мәркизи һөкүмәткә вакалитән, һәтта мәркизи һөкүмәт билән охшимайдиған депломатийә сиясәтлирини бәлгиләйдиған һоқуқни саңа ким бәргән?
Алтинчи суал: шинҗаңда зади қандақ вәқә йүз бәрди? ваң лечуәнниң йолға қойғини растинла 'идийини мәркәзниң сиясәтлиригә вә йәрлик парткомларниң хизмәт орунлаштурмисиға тоғрилаш'тинла ибарәт болдиму?
Аптор си махән әпәнди йеңи әср журнилида елан қилған "ваң лечуән һөкүмранлиқидики шинҗаңда зади немә вәқә йүз бәрди?" дегән мақалисидә оттуриға қойған суалларниң мәзмунидин қариғанда, бу суаллар әһвални күзитиватқан мәлум рәһбири органдики бир кадирниң ваң лечуәнниң сөзигә қарита оттуриға қоюлған суаллирила әмәс, бәлки ваң лечуәнниң сөзини аңлиған һәммә адәмниң ойлап көрүши үчүнму оттуриға қойған суаллар икәнлики ениқ.
Аптор мақалисидин кейин оқурмәнләргә тәқдим қилған сәлбий материял
Аптор йеңи әср журнилида елан қилған "ваң лечуән һөкүмранлиқидики шинҗаңда зади немә вәқә йүз бәрди?" намлиқ мақалисидин кейин, хитайниң 'шинҗаң гезити'дә елан қилинған ваң лечуәнниң сөзлири вә аптоном районлуқ парткомниң муавин секритари нур бәкриниң йәрлик бөлгүнчиләрни рәһимсизлик билән паш қилиш, шинҗаңни чәтәлләргә яхши тәшвиқ қилишни тәләп қилған, шундақла өзиниң җуңгочә сотсиялизм қуруш ирадисини ипадилигән сөзлири һәққидики текистләрни оқурмәнләргә сәлбий материял сүпитидә тәқдим қилған. (Вәли)