Хитай мәтбуатлири ваң лечүәнниң "ашнидарчилиқ сәтчилики" гә четилип қалғанлиқини илгири сүрди
2007.09.24

Ваң лечүәнниң бейҗиңға йөткилидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр тунҗи қетим буниңдин 5 йил бурун йәни компартийиниң 16 - қурултийи җәрянида оттуриға чиққан болуп, шу қетимқи қурултайда ваң лечүән компартийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзалиқиға сайланған иди. Бу вәқә нурғун кишиләрдә "ваң лечүән ичкиригә кетидиған болди " дәйдиған туйғу пәйда қилған болсиму, лекин ваң лечүән ичкиригә кәтмәйла қалмай, уйғур аптоном райони парткоминиң секритарлиқиға йәнә бир қетим тәйинләнгән иди. У, һазирға қәдәр уйғур аптоном райони парткоминиң секритарлиқини ташлимиди. Бу қетимқи 17 - қурултайда ваң лечүәнниң орнида өзгириш боламду ? ваң лечүәнниң " ашнидарчилиқ сәтчилики" билән алақиси барму ?
Ваң лечүәнниң җ х министирлиқиға тәйинлиниш еһтимали азайған
Чәтәлдики хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бу қетим ваң лечүән уйғур аптоном районидики вәзиписини өткүзүп бәрсә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң министири җав юңкаңниң орниға қоюлатти. Ваң лечүәнниң аилиси болса көчүшниң тәйярлиқини башливәткән болуп, бейҗиңда йеңи туралғу җай салдурмақта иди. Лекин америкида тарқитилидиған довей ахбарат тори бу һәқтики бир хәвиридә, ваң лечүәнниң бейҗиңға йөткилиш ишида өзгириш болуш еһтимали барлиқини, чүнки ваң лечүән хитай малийә министири җин ренчиңниң ли вей исимлик ойниши билән " ашнидарчилиқ сәтчилики " гә четилип қалғанлиқини язди.
Дувей ахбарат ториниң әскәртишичә, гәрчә ваң лечүән сәндуңдин 1991 - йили айрилған болсиму, лекин униң йилтизи йәнила сәндуңда болуп, у сәндуңдики әмәлдарлар қатлими вә сода - санаәт саһәси билән зич алақисини сақлап кәлгән. Хәвәрләрдә җин речиңниң ашниси ли вейниң хитай компартийиси мәркизи комитет әзаси ду шичең, чен тоңхәй қатарлиқлар вә сәндуңда хизмәт қилған юқири дәриҗилик кадирларни өз ичигә алған 11 нәпәр әмәлдар билән "җинсий сәтчилик " кә ятидиған алақидә болғанлиқини, уйғур аптоном районидики ваң лечүәнниң бу сәтчиликкә четилип қалғанлиқини илгири сүрди.
Довей ахбарат агентлиқи, бу вәқә түпәйли ваң лечүәнниң җ х министирлиқиға тәйинлиниш еһтимали азайғанлиқини билдүрмәктә. Мәзкур ахбарат оргининиң қияс қилишичә, әгәр ваң лечүәнниң бу сәтчиликкә четилип қелиш вәқәси раст болса, җ х министири бу қетим башқа өлкиләрниң партком секритарлири ичидин таллиниши мумкин.
Чирикликни тазилаймән десә ху җинтавниң йенида адәм қалмайду
Бәзи анализчилар, бу вәқә раст болуп чиққан тәқдирдиму буниң ваң лечүәнгә чоң тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Америкидики хитай анализчи лю шавҗуй бу тоғрисида мундақ дәйду, "һазир әмәлийәттә буниңға охшаш вәқәләр компартийә юқири қатлимидикиләр үчүн чоң иш әмәс болуп қалди. Бурун мәтбуат вә тор бәтләрдә 5- әвлад кадирларниң һоқуқни вакалитән игиливалмайдиғанлиқини, уларда чириклик әһвали болмайдиғанлиқини язатти. Әмәлийәттә ху җинтавға садиқ болсила өстүрүлмәктә. Ашна тутуш, турмуш истилидики мәсилә черикликниң кичик бир қисимидинла ибарәт. Әгәр ху җинтав бу ишларни тосаймән десә әтрапида адәм қалмаслиқи мумкин."
Аз санлиқ милләтләрни бастуруш сияситидә өзгириш болмайду
Җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 20 - әсирниң 50 - вә 60 - йиллирида наһайити муһим орун һесаблинатти. Лекин 1977 - йили әйни дәврниң җ х министири хуа гофең компартийә рәһбәрлик һоқуқини өткүзүвелип, җ х министирлиқиниң министири сиясий бюроға әза болуш вәзийитигә хатимә берилгән. Лекин бу вәзийәт һазирқи җ х министири җав юңкаң дәвридә өзгәрди вә җ х министири сиясий бюрониң әзалиқини үстигә алидиған болди. Ваң лечүән, 2002 - йили компартийиниң 16 - қурултийида компартийә сиясий бюросиниң әзалириға сайланған болсиму, лекин у йәнила уйғур аптоном районидики вәзиписини ташлимай кәлмәктә иди.
Көзәткүчиләр әйни чағда бу уйғур елини төмүр мушт билән сораватқан ваң лечүәнни тәқдирләшла әмәс, бу йәнә уйғур елиниң истратегийилик әһмийити вә хитайниң аталмиш хәлқара террорчилиққа қарши туруш сиясити билән мунасивәтлик, дәп тәкитлигән. Америкидики анализчи лю шавҗуниң әскәртишичә, әгәр ваң лечүән җ х министирлиқиға йөткәлсә, бу бастуруш сияситиниң давам қилидиғанлиқини көрситидикән.
11 - Сентәбир вәқәси ваң лечүәнгә пурсәт яратти
Бу вәзипидә ваң лечүәнниң уйғурларни бастуруш тәҗрибисини көздә тутқан дейишкә болиду, дәп тәкитлигән лю шавҗу, " бу һәйран қаларлиқ иш әмәс. Чүнки уларниң аз санлиқ милләтләрни бастурушта болупму шинҗяң вә шизаңдики бесими йеникләп бақмиди. Униң йеникләйдиғанлиқидин бишарәтму йоқ. Шуңа җ х министириниң шинҗяңдин чиқиши уларниң һазирқи сияситидә һечқандақ өзгириш болмайдиғанлиқини көрситиду. Уларниң дөләт һакимийәт аппаратлирини күчәйтип, охшимиған пикир вә қараштики кишиләргә давамлиқ зәрбә бериши чоқум "дәйду.
Америкиниң 2002 -йили шәрқий түркистан ислам һәрикитини террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүшини тәнқид қилғучилар, америкиниң қарари ваң лечүәнниң компартийә ичидә шөһрәт қазинип, уйғур елида һоқуқини мустәһкәмләш, уйғур сиясий өктичилиригә зәрбә бериш һәрикитини тепилғусиз пурсәт билән тәминлигән. Чүнки у, бир кечидила аталмиш хитай вә хәлқара террорчилиққа қарши туруш күришиниң алдинқи сепидики рәһбәрлик салаһийитигә еришкән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йопурғиниң ешәк базисиға айлиниши йәрлик деһқанларға немә елип кәлди?
- Хитай дөлити терроризимниң тәһдитигә учраватамду?
- Коммунист хитай рәһбәрлири демократийә һәққидә хәлққә әвладму-әвлад ялған вәдә берип кәлмәктә
- Ваң лечуәнниң сөзигә қарита оттуриға қоюлған алтә суал
- Хитай һөкүмити уйғур елидә йәнә бир көләмлик бастуруш һәрикити елип бериш бешаритини бәрди
- Майкел шәриданниң уйғурлар тоғрисидики зиярәт хатирисиниң торлардики инкаси
- Уйғур елидики вәзийәт вә аптоном районлуқ һөкүмәтниң йеңи бәлгилимилири һәққидә уйғур елидин йеңи чиққан бир уйғур билән сөһбәт
- Манас наһийисидә әмгәк күчлири йетишмәслик әһвали йүз бәрмәктә
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Исмайил сәмәт хитай һөкөмити тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинди