Ваң лишюң әпәнди "миниң ғәрбий диярим, синиң шәрқий түркистаниң" намлиқ китаби һәққидә изһат бәрди
2007.11.19

язғучи ваң лишюң әпәндиниң1999 - йили шинҗаң мәсилисини тәтқиқ қилишқа башлиғандин кейин 'дөләт мәхпийәтликини оғрилиған' дегән җинайи нам билән шинҗаң бихәтәрлик назарити тәрипидин қамаққа елинғанлиқи тәсвирләнгән 'шинҗаң хатирилири' дегән китабини буниңдин бурун тәпсилий аңлатқан идуқ. Шуниңдин буян ваң лишюң әпәндиниң тәтқиқати вә һекайилири уйғурларға тонуш. Әмди 9 йил өткәндин кейин, 2007 - йили 10 - айда, ваң лишюң әпәндиниң "мениң ғәрбий диярим - сениң шәрқий түркистаниң" намлиқ йәнә бир китаби тәйвәндә нәшр қилинди. Һазир бу китабтики бир парчә фото сүрәт китабниң өзидинму күчлүк инкас қозғимақта.
Бүгүн ваң лишюң әпәнди өзи мәзкур китаби һәққидә изаһат бәрди.
"Бу китабим шинҗаң мәсилисини уйғурларниң көңлидики гепи билән баян қилидиған китабқа айланди"
Ваң лишюң әпәндиниң баян қилишичә, униң бу китаби шинҗаң мәсилисини уйғурларниң көңлидики гепи билән баян қилидиған шәкил билән йезилған.
Мән 1999 - йили тәтқиқат үчүн шинҗаңға берип тәкшүрүш елип бардим,- дәйду ваң лишюң әпәнди китаби тоғрисида бәргән изаһатида, - шу вақиттила шинҗаң мәсилисини тәтқиқ қилишқа тәйярлиқ қилған идим. Әмма тәтқиқат үчүн тәкшүрүш-издиниш җәрянида, күтүлмигән һалда, шинҗаң даирилири мини дөләт 'мәхпийәтликини оғрилаш' дегән нам билән түрмигә солап қойди.
Шуниң билән мениң тәтқиқатим өксүп қалди. Әмма бу вәқә мәндә башқа бирхил өзгириш пәйда қилди. Шинҗаң мәсилисидә, мәндә өзгичә көзитиш ноқтиси, йеңи пикир пәйда болди. Демәк, мениң шу вақиттин тартип йезишқа киришкән бу китабим, бурунқи тәсәввур билән түптин охшимайдиған услубта пүтти. Дәсләптә шинҗаңни сирттин туруп көзитишкә башлиған болсам , шу қетимқи вәқәдин кейин, шинҗаң мәсилисини уйғурлар йүзләнгән әһвалдики һессият билән, уйғурларниң өзиниң һессияти вә еһтияҗиға асасән көзитидиған вә пикир қилидиған болдум. Нәтиҗидә миниң бу китабим шинҗаң мәсилисини имкан қәдәр уйғурларниң көңлидики гепи билән баян қилидиған китабқа айланди.
"Бу китабтики бир фото сүрәт растинла йүз бәргән бир вәқәниң көрүниши"
Ваң лишюң әпәндиниң бу китабида елан қилинған бир парчә фото сүрәт бар. Бу сүрәтни һазир көрүватқан адәм наһайити көп, кишиләр интернет арқилиқ бу сүрәтни бир-биригә әвәтип беришиватиду. Бу сүрәттә уйғур аптоном районниң мәлум бир йеридә сақчилар билән азадлиқ армийә бирликтә бир түркүм уйғурларни қоршивелип, уларни йүкүндүрүп олтурғузуп қоюп, зорлуқ -зумбилиқ қиливатқан ечинишлиқ көриниш бар. Ваң лишюң әпәнди буһәқтә изаһат берип мундақ деди:
Мән бу фото сүрәтни маңа ким бәргәнликини ейтмаймән, , мән у кишиниң бихәтәрликини қоғдишим лазим. Әйни вақитта, маңа бу фото сүрәтни бәргән адәм өзиму буниңдики көринишниң қачан йүз бәргән вә қандақ вәқә икәнликини ениқ ейтип бәрмигән. Әмма 80 - 90 - йилларда йүз бәргән бир вәқә икәнликини ениқ пәрәз қилиш мумкин, шуни ейталаймәнки, бу һәқиқий йүз бәргән бир вәқәниң көрүниши. Мушу көринишниң өзи бизгә көп мәсилисни чүшәндүрүп берәләйду.
"Мән өзәм 'бизниң ғәрбий дияримиз' ла әмәс һәм уйғурларниң ' шәрқий түркистани' икән дәп чүшинидиған болдум"
Ваң әпәнди бу китаби арқилиқ ипадиләшкә тиришқан арзуйи һәққидә тохтилип мундақ деди: мениң бу китабим мәндәк бир хәнзуниң нәзири билән тәтқиқат елип берип йезилған. Әмма һечболмиғанда, мән уйғурларниң көңлидики мәсилини баян қилишқа тириштим. 'Шинҗаң мәсилиси' дегән бир ортақ мәсилини һәммә китабханлиримниң алдиға қойдум, шинҗаң мәсилиси, етирап қиламсән- қилмамсән, у бир риал мәсилә. Бу мәсилә бир тәрәпниңла мәсилиси әмәс.
Хәнзулар яки уйғурлар өзи һәл қиливалидиған мәсилиму әмәс, икки тәрәп бирликтә туруп һәл қилидиған мәсилә. Шуңлашқа мән бу китабниң намини "мениң ғәрбий диярим - сениң шәрқий түркистаниң" дәп қойдум. Чүнки мән һазир узун тарихий заманлардин буян хәнзулар 'бизниң ғәрбий дияримиз' дәп қарайдиған бу җайни, уйғурлар вә башқа йәрлик милләтләр 'бизниң шәрқи түркистанимиз' дәп қарайдиғанлиқини билдим. Мән өзәм бу җай 'бизниң ғәрбий дияримиз' ла әмәс һәм уйғурларниң ' шәрқий түркистани' икән дәп чүшинидиған болдум , шундақла бу китабим арқилиқ бу мәсилини икки тәрәп бирликтә олтуруп һәл қилишқа тоғра келидикән дегән көз қарашни баян қилдим. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийиси тоғрисида әслимә (2)
- Шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясида мәйданға кәлгән әсәрләр
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)
- Станбулда шәрқий түркситан җумһурийитиниң қурулғанлиқини хатириләш йиғини өткүзүлди
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийиси тоғрисида әслимә (1)
- Түрк мәтбуатида шәрқий түркистан мәсилиси
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Шәрқи түркистан җумһурийити-уйғур тарихидики унтулмас сәһипә
- Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси абдувәлиҗан вапат болди
- Сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (3)