Ваң лечуән немә үчүн өзиниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилиду?
2006.03.28

Хитайда партийә-һөкүмәт органлиридики кадирларниң өзлириниң вә аилә -тәвәлириниң хусусий мүлкини җәмийәткә ашкарилиши һәққидә мулаһизә елип бериливатқили 20 йилдин ашти. Мәркизи интизам тәкшүрүш комитети, дөләт кабинти ишханиси қатарлиқларму бу һәқтә 5-6 қетим уқтуруш чүшүрүп болди. Бәзи җайларда һәтта бу җәһәттә мәхсус синақ елип берилди. Әмма бу хизмәтни йолға қоюш мумкин болмиди.
Һөкүмәтниң буйруқини рәт қилған һөкүмәт башлиқлири
'Хитай учур мәркизи' хәвәр қилишичә, хитай коммунистик партийә мәркизи комитетиниң интизам тәкшүрүш комитети 3 - айниң 15 -күни йәнә бир қетим уқтуруш чүшүрүп, партийә -һөкүмәт органлиридики рәһбирий кадирларниң өзиниң вә аилә тәвәлириниң хусусий мүлкини 3 -айниң 28- күнидин бурун тамамән җәмийәткә ашкарилишини тәләп қилған. Бу қетим чүшүрүлгән уқтурушта һәммә рәһбирий кадирниң бу уқтурушни қобул қилидиған яки қилмайдиғанлиқини өз қоли билән имза қоюп йезип тапшуруши тәләп қилинған. Нәтиҗидә 25 нәпәр сиясий бюро әзасидин 11 киши имза қоюшни рәт қилған. Буниң бири хуаң җү, йәнә бири ли чаңчүн. Сиясий бюро әзалиридин ваң җавго, чен лияңйү, хуй лияңйү, ваң лечуән қатарлиқ 9 киши бу уқтурушни рәт қилған.
188 Нәпәр мәркизий комитет әзасииниң 60 нәччиси қошулған, қалған 120 нәччиси рәт қилған. 158 Нәпәр мәркизи комитет кандидат әзасиниң ичидә 83 и имза қоюшни рәт қилған. 31 Өлкә вә бивастә қарашлиқ шәһәрләрдики партийә вә һөкүмәт, хәлқ қорултейи, сиясий кеңәшләрниң биринчи қол башлиқлиридин 100 дәк адәм имза қоюшни рәт қилған.
'Көзитиш журнили' да елан қилинған обзорларда баян қилинишичә, һазир хитай коммунистик партийә мәркизи комитет сиясий бюроси әзалириниң 48% и, мәркизи комитет әзалириниң 3 тин 2 қисми, мәркизи комитет кандидат әзалириниң 50% и, өлкә дәриҗилик әмәлдарларниң 78% и вә униңдин төвән әмәлдарларниң 100% өзлириниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилмақта.
Ху җинтав қол астидикиләргә гепини аңлиталамду
Бәзи обзорларда "хитайда коммунистик партийә мәркизи комитети хиянәтчиләрни җазалаймиз дәватқили 20 йил болди, әмәлийәттә бу партийә өзи 'коммунистик партийиниң илғарлиқини сақлаш' дегән халта ичидә сесип, хиянәтчиләр партийисигә айлинип қалди" дәп баян қилинған. Йәнә бәзи мулаһизичиләр "һазир җәмийәттә хиянәтчиләрни паш қилиш һәрикити әвҗ алмақта. Әгәр ху җинтав бу қетим қол астидики әмәлдарларға гепини аққузалмиса, коллектип һалда вәзиписидин истипа бериши керәк" дегән.
Ваң лечуән немә үчүн өзиниң хусусий мүлкини ашкарилашни рәт қилиду?
Америкида туриватқан уйғур кишилик һуқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханимму йеқинда хитайда мәркизи һөкүмәт мәхсус уқтуруш чүшүрүп, әмәлдарларниң хусусий мүлкини җәмийәткә ашкарилашни вә алди билән әмәлдарлардин бу уқтурушни қобул қилидиған яки қилмайдиғанлиқини ипадиләп имза қоюшини тәләп қилғанлиқи һәққидә обзор елан қилип "ху җинтавниң бу һәрикитини бир хил илгириләш дәп қарашқа болиду, әмма униң хиянәтчиләрни җазалаш һәққидә бәргән вәдисиниң рас -ялғанлиқи, әмәлгә ашидиған яки ашмайдиғанлиқи техи намәлум, буни әмди көримиз" деди.
Рабийә қадир ханимниң , ваң лечуәнниң немә үчүн өзиниң вә аилә -тәвәлириниң уйғур аптоном районидики хусусий мүлкини җәмийәткә ашкарилашни рәт қилғанлиқи һәққидә өзи ениқ билидиған пакитларға асасән тәһлил қилишичә, ваң лечуән мәркәздики өзидин юқири әмәлдарларниңму шәрқий түркистанда хиянити барлиқини билиду, ваң лечуәнниң өзи вә уруқ -туққанлири улар билән көп җәһәттә ширик, шуңлашқа ваң лечуән мәркәзниң уқтурушини қорқмай рәт қилған болуши мумкин. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда, ваң лечуән уз шириклиридин қорқса керәк. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елиниң илим - пән саһәсидики чириклик мәсилиси
- Ваң лечүәнниң хәлқ қурултийида қилған доклатиға инкас
- Хитайдики "һөкүмәт ичидики һадисиләр" һәққидә мулаһизиләр
- Хитай тәптиш мәһкимиси һесабат мәсилисидә йәнә бир қетим тәкшүрүш елип барди
- Уйғур елидики йәп- ичиш шамили күз кириши билән йәнә күчәйди
- Қәһриман ғоҗамбәрди ваң лечүәнниң сөзлиригә рәддийә бәрди
- Мутәхәссисләр "үч хил күч" һәққидә тохталди
- Хитай даирилири нәнгүән сақчи понкитиниң қармиқида "рабийә қадир ишханиси" тәсис қилди