Хитай һөкүмитигә қарши вашингтонда намайиш


2007.10.01

Namayish-100107-200.jpg
2007 - Йили 10 - айниң 1 - күни, америка, вашингтондики хитай баш әлчиханисиниң алдидики намайиш. RFA Photo

Бүгүн 1-өктәбир, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 58 ‏- йиллиқ, шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 52 ‏-йиллиқ хатирә күни. Бүгүн йәнә , 1944 ‏- йили ғулҗида қурулған шәрқи түркистан җумһурйитигә хатимә берилгинигә 58 йил болған күн.

Бу күн уйғур сясий тарихида зор бир бурулуш пәйда болған күн. Мана мушу сәвәбтин, бу күнни дуня уйғур қурултийи уйғурларниң миллй матәм күни дәп елан қилған иди. Бүгүн, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлирини намайишқа тәшкиллиди.

Америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдидиму вашингитон әтрапида яшаватқан уйғурларниң қатнишши билән йиллардикигә охшашла хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди.

юқиридики улиништин, вашингтондики мәзкүр намайишниң тәпсилатини мухбиримиз үмүдварниң намайиш мәйданидин бәргән мәлуматидин аңлайли.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.