Хитай һөкүмити вәкиллириниң қазақистандики зиярити канададики уйғурларниң диққитини қозғиди


2005.11.10

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи мәсуллириниң бир нәчә айниң алдида ,уйғур райониға қилған зияритигә җавабән ,уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси җаппар һәбибулла башчилиғидики хитай вәкиллири өмики алдинқи һәптидә қазақистанни зиярәт қилғаниди. Бу хитай вәкилләр өмики қазақистанниң һәрқайси саһәлиридики уйғурларни вә хитайлар үчүн назук орган һесабланған қазақистандики уйғуршунаслиқ орниниму зиярәт қилған. Улар хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини тәшвиқ қилғанну , амма қазақистандики уйғурларниң хитайниң сиясәтлири һәққидә суал соришиға йол қоймиған.

Канададики уйғурлар хитайниң бу зияритиниң мәқситини қазақистандики уйғурларни парчилаш вә бу йәрдики уйғурларниң садалирини йоқутуп ташлаш, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.