Қазақистан уйғурлириниң хитай вәкилләр өмикиниң қазақистан зияритигә инкаси
2005.11.04
Қазақистан җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң орунлаштуруши билән, йеқинда қазақистанда бир һәптилик зиярәттә болған уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси җаппар һәбибулла риясәтчиликидики хитай вәкилләр өмики қазақистандики сәпири җәрянида уйғурлар зич олтурақлашқан районларни зиярәт қилип, җәмийәтниң һәр қайси қатламлиридики уйғурлар билән учрашқан.
Бу учришишлар җәрянида, хитай вәкилләр өмикигә, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида елип бериватқан сияситини махтап, мәдһийлишигә яхши имканийәт яритип берилгән.
Қазақистандики уйғурлар җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң хитай вәкилләр өмикигә, хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити тоғрисида тәшвиқат елип беришиға имканийәт яритип бәргәнлики, уларниң қазақистандики уйғурлар ичигә сиңип киришигә пурсәт яритип бәргәнлики вә учришишларға қатнашқан уйғурларниң хитай вәкилләр өмикидин хитайниң уйғур аптоном районида елип бериватқан сиясити һәққидә суал соришиға рухсәт берилмигәнликигә наразилиқ билдүрүшти.
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз өмәр қанатниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райони вәкиллирини қазақистанға тәклип қилған қазақистан уйғурлири билән сөһбәт
- Уйғур аптоном райониниң вәкиллири қазақистанда
- Уйғур вәкиллири зияритини ахирлаштуруп алматиға қайтти(2)
- Уйғур вәкиллири зияритини ахирлаштуруп алматиға қайтти(1)
- Қазақистандики уйғур вәкиллири уйғур елини зиярити мунасивити билән мурат әхмидини зиярәт
- Қазақистандики уйғур вәкиллири хитайниң тәклипи бойичә уйғур елини зиярәт қилди
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети хадими минди лаймур билән сөһбәт
- Назилийә юсунива ғулҗида көргәнлирини аңлатти