Мәккидики уйғур вәхпә биналириниң тарихи
2007.06.06
Уйғурлар әзәлдин мәрд, сехи, қоли кәң милләт болуп, бу хусуста башқа милләтләргә үлгә яритип кәлгән. Уйғурлар әвладлириниң ғемини йейиш вә улар үчүн берәр меһнәт, берәр төһпә қалдуруп кетишни миллий вә диний бурч дәп билиду. Өзлири қанчилик җапа тартсиму, әвладлириниң раһити үчүн өзлириниң пул - мелини, күч - қуввитини вә һәр нәрсисини беғишлаш уйғурларға хас есил пәзиләтләрдур. Буниңға мисаллар наһайити көп. Аддий бир мисални алсақ, өтмүшләрдики уйғурлардин һәрәм сәпиригә атланғанлири мусапирчилиқниң қаттиқлиқи вә һәҗ сәпириниң қийинлиқини һес қилғандин кейин, кейинки әвладлириниң ғемини йегәнликтин, улар мәккә вә мәдинә шәһәрлириниң шу заманларға нисбәтән әң һәшәмәтлик биналирини сетип елип, уйғур елидин һәрәмгә келидиған кейинки әвладлири үчүн вәқип қилип қойған икән.
Мәккидики рибатлар
Һазир сәуди әрәбистаниниң мәккә вә мәдинә шәһәрлиридә уйғур елиниң һәр қайси шәһәр вә наһийилириниң намида вәқип қилинған биналар көптур. Вәқип биналири бу җайда"рибат" дәп атилиду. Уйғурларниң бу җайлардики вәқип биналири "қәшқәр рибат", "кучар рибат", "атуш рибат"," хотән рибат", "қағилиқ рибат"," шаһяр рибат"," учат рибат" дегән намлар билән мәшһурдур. Өтмүштики уйғурларниң сехийлиқи, мәртлики вә әвладлириниң ғемини йейиштәк мәсулийәтчанлиқиниң түрткиси билән барлиққа кәлгән бу рибатлар уйғур елидин һәҗ вә өмрә қилиш үчүн мәккигә келидиған уйғурларниң бирдинбир панаһлиниш орниға айланған.
Бу рибатларниң болғанлиқи үчүн уйғур һаҗилар йетип қопидиған җайниң ғемини қилмайду. Улар мәккә вә мәдинә шәһәрлиригә кәлгән һаман бу рибатларға худди өзлириниң өйлиригә киргәндәк раһәт кирип орунлишалайду. Башқа милләтләргә охшаш меһман күтүшләрдә йетишқа мәҗбур болмиғанлиқи үчүн артуқ чиқим тартмайду.
Атуш рибат
Мәккә вә мәдинә шәһәрлиридики уйғур рибатлириниң мәйданға келиш тарихлири вә бешидин кәчүргән вәқәликлири һәқиқәтән қизиқарлиқтур. Мисал үчүн мәккә мукәррәмә шәһиридики атуш рибат үстидә тохтилимиз.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдуләзиз юнус һаҗим атуш рибатниң мәйданға келиш тарихи һәққидә тохтилип мундақ деди.
" Мундин тәхминән 80 йил илгири атуштин абдурахман таш дегән бир адәм мәккидә атушлуқ һаҗилар намида бир вәқип бинаси сетип елиш үчүн пул әвәтип бәргән икән. Кейинчә бу пул тиҗарәт билән өстүрүлүш нәтиҗисидә көпийип, мәккидики кона атуш рибат сетип елинған икән."
Атушлуқ содигәр абдурахман таш, уйғур елидә туруп атуш рибатни алдурған
Һәрәмдики уйғурлар дегән темида бир қанчә кишиниң тарихини топлиған әһмәд әпәнди атуш рибатниң мәйданға келиш тарихини бир қәдәр тәпсили баян қилип мундақ дәп язиду. " 1930- яки 1931- йиллири астин атушлуқ содигәр абдурахман таш дегән киши сода ишлири үчүн үрүмчи тәрәпкә кетиватқинида, ақсудики бир дәңдә һәҗ сәпири үчүн тәйярлиниватқан кучарлиқ бир киши билән учришип қалиду.
Абдурахман һаҗим у кишигә: " мән саваблиқ үчүн мәккидин бир рибат елип қоюшқа бир миқдарда пул топлиған идим. Өзүмниң яшинип қалғанлиқ сәвәбидин баралмайдиған охшаймән. Бу пулни силигә бәрсәм, уни мәккидә бирәр атушлуққа берип қойсила, униңға атушлуқ һаҗилар үчүн бирәр рибат елип қойған болса" дәп өтүнүп пулни тапшуриду.
Абдурахман һаҗимниң шу вақиттики пулиға елинған җай абдуреһим қариниң күч чиқириши билән мәккиниң мәсфәлә маҗид мәһәллисидә кона атуш рибат болуп қалған иди. 1987- Йили сәуди әрәбистан һөкүмити орниға йол вә көврүк селиш зөрүрийити билән бу рибатни йиқитип ташлап униң бәдилигә 4 милйон риял(600,000 доллар)пул бәргән икән. 1988- Йили мәккидики уйғурлардин абдул әзиз һаҗим билән қасимҗан һаҗимлар башчилиқида ианә топлинип 600,000 риялға йеқин пул йиғиш қилишиду. Шундақ қилип 4 милйон алтә йүз миң риял пулға һазирқи атуш рибатни сетип алиду.
Бу рибатниң бинаси әслидә йеңисарлиқ аббас һаҗим дегән кишиниң бинаси болуп, у киши аптомобил қазасида вапат болуп кәткәндин кейин, униң мирасхорлири бу бинани атуш рибатни алғучиларға сетивәткән икән. Һазир бу рибат аз дегәндә 3 милйон америка доллириға ярайдикән.(Өмәрҗан тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәҗ паалийитидә һадисә йүз берип 300 дин артуқ адәм һаятидин айрилди
- Һәҗ паалийити һәққидә сөһбәт
- Мәккидә бир бина гүмүрүлүп чүшүп, көп адәм қаза қилди вә яриланди
- Чәтәлләрдики уйғурлар, өз қериндашлириға игә чиқидиғанлиқини билдүрмәктә
- Бешкәктә рабийә қадирниң қоюп берилгәнликини тәбрикләп йиғин өткүзүлди
- Бешкәктики уйғур тиҗарәтчиләрниң нөвәттики әһвали қандақ?
- Хитай һөкүмити апәткә ианә қилиш баһанисида хәлқтин мәҗбури пул йиғмақта