Дуня сәһийә тәшкилати дуня хәлқини аста характерлик кесәлликләрниң алдини елишқа чақирди


2005.10.05

Дуня сәһийә тәшкилати йеқинда, һәрқайси дөләтләрдә, болупму кирими төвән яки орта һал болған дөләтләрдә аста характерлик кесәлликләргә гириптар болған вә мәзкур кесәлликләр түпәйлидин өлүп кетиватқан кишиләр саниниң күнсери көпийиватқанлиқини оттуриға қоюп, дуня хәлқини аста характерлик кесәлликләрниң алдини елишқа чақирди.

Дуня сәһийә тәшкилати йәнә, мәзкур тәшкилатниң аста характерлик кесәлликләрниң алдини елишта мәхсус һәрикәт пиланини түзүп чиққанлиқини шундақла мәзкур һәрикәт пиланини иҗра қилиш арқилиқ, кәлгүси 10 йил ичидә нурғунлиған кишиләрни өлүмдин қутқузуп қелишқа болидиғанлиқини оттуриға қойған.

Дуня сәһийә тәшкилати тәрипидин елан қилинған бу доклатта "һазир дуняда милйонлиған кишиләр йүрәк кесили, сәктә кесили, диабит кесили вә түрлүк рак кесәлликлири түпәйлидин азабланмақта һәтта һаятидин айрилмақта" дәп әскәртилгән болуп, көплигән аста характерлик кесәлликләрниң йәнила алдини алғини болидиғанлиқи шундақла дуняда тарқиливатқан аста характерлик юқумлуқ кесәлликләрни тосуп қелиш имканийитиму йоқ әмәслики көрситилгән.

Өлгәнләр сани әң көп болғини оттура яки төвән киримдики дөләтләр

Дуня сәһийә тәшкилати аста характерлик кесәлликләр вә сақлиқни сақлаш бөлүм башлиқи роберт бәглихол (Robert Beaglehole) әпәнди "көп сандики кишиләр аста характерлик кесәлликләрни пәқәт бай дөләтләрдики байлардила болиду дәп қарайду. Лекин әмәлий пакитларға асасланғанда аста характерлик кесәлликләр әң көп йүз бериватқан дөләтләр кирими төвән яки ортаһал болған дөләтләр болуп һесаблиниду, йәни мәзкур кесәлликләр түпәйлидин өлүп кетиватқан кишиләр саниниң 80٪ и кирими төвән яки ортаһал болған дөләтләрдә болуп, аяллар көп санни игилигән" дәп көрсәтти.

Хитайда, оттура яшлиқларниң өлүминиң асасий сәвәби аста характерлик кесәлликләр

Йеңи ингланлар медитсина жорнилида елан қилинған әң йеңи доклатта, хитайда һазир йүрәк кесили, сәктә кесили, диабит кесили вә түрлүк рак кесәлликлири оттура яшлиқларниң өлүминиң асаси сәвәби болуватқанлиқи мәлум қилинған һәмдә бундақ болуши юқири қан бесим, тамака чекиш вә йемәк - ичмәк қатарлиқлар билән зич мунасивәтлик икән.

Дуня сәһийә тәшкилати елан қилған доклатта көрситилишичә : 1991 - йилидин 2002 - йилиға қәдәр, хитайдики юқири қан бесимға гириптар болғанларниң нисбити 31٪ өрлигән. Диабит кесили болса 40٪ көпәйгән. Доклатта йәнә, кәлгүси 25 йил ичидә хитайдики йүрәк қан томур кесили түпәйлидин өлидиғанлар сани 9 милйонға йетидикән һәмдә көп сандикиси 35 яштин 64 яшқичә болған оттура яшлиқлар болуп һесаблинидикән.

Көкрәк раки түпәйлидин өлүп кетиватқанлар шиддәт билән көпәймәктә

Аста характерлик кесәлликләрниң әвҗ елиши билән бир вақитта, көкрәк ракиму аялларниң һаятиға зор тәһдит елип кәлмәктә.

Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвәрләр тор бетидә елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, 1991 - йилидин 2000 - йилиға қәдәр хитайдики көкрәк раки түпәйлидин өлүватқан аяллар сани илгирикидин 40٪ көпәйгән һәмдә мәзкур кесәллик түпәйлидин өлүватқан аялларниң көп сандикиси йеза аяллири болуп һесаблинидикән.

Хитай рак кесили җәмийитиниң башлиқи шү гуаңвий хитайда һазир һәр он миң аял арисида тәхминән 45 адәмниң көкрәк раки кесәлликигә гириптар болуватқанлиқини һәмдә көкрәк ракиға гириптар болғучиларниң 85٪ и 35 яштин юқири аяллар икәнликини мәлум қилған.

Уйғур аяллирида бихәстилик еғир

Уйғур елидики көплигән дохтурханиларниң мәлум қилишичә, йеқинқи йиллардин буян, мәзкур районда, аста характерлик кесәлликләр барғансери көпийишкә башлиған. Болупму аяллар арисида көкрәк рак кесәлликигә гириптар болуватқанлар нисбәт җәһәттә илгирикидин хелила юқирилиған.

Мәсилән, үрүмчидики медитсина университети 1 - тармақ дохтурхана ятақханисидики кәчлик нөвәтчи дохтур мәзкур дохтурханиға һәр 3 - 4 күндә бир көкрәк рак кесилигә гириптар болғучиниң келип туридиғанлиқини һәмдә мәзкур дохтурханидики дохтурларниң бимарлар үчүн бәкла ечинидиғанлиқини билдүрди.

Көкрәк рак кесәллики әң көп болған аптоном районлуқ өсмә кесәлликләр дохтурханисидики бир дохтурниң мәлум қилишичә, һазир уйғур елидики аялларниң һәммисидә дегидәк көкрәк бези өсүш аламити бар икән, лекин уйғур аяллири давамлиқ һалда ахирқи басқучға йәткәндә андин тәкшүрткили келидикән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.