Дуня сәһийә тәшкилатиниң 2003 - йилидики сарс апити һәққидики китабида хитай әйибләнди
2006.05.18
Дуня сәһийә тәшкилатиниң 2003 - йилидики сарс апити һәққидә тәйярлиған китаби пәйшәнбә күни хоңкоңда нәшр қилинди. Мәзкур китабта, вйетнам билән сингапорниң 2003 - йили партлиған сарс кесили вәқәсидики ипадисигә юқири баһа берилиш билән бир вақитта, әйни чағда вәқәни йошурған, болупму дәсләпки 3 ай ичидә сарс кесилиниң тарқалғанлиқини етирап қилмай изчил инкар қилип турувалған хитай һөкүмити қаттиқ әйибләнгән.
Хитай әйни чағда әмәлийәтни йошурған
Дуня сәһийә тәшкилати тәрипидин йезилған "сарс - бир қетимлиқ дуняви юқумлиниш вәқәси қандақ тохтитивелинған" намлиқ бу китабта, хитай һөкүмитиниң 2002 - йил ахиридин 2003 - йил бешиғичә болған җәрянда, мәмликәт ичидә апәт болуватқан сарс кесилини күчиниң беришичә йошурғанлиқи алаһидә тәкитләнгән болуп, дуня сәһийә тәшкилатидики көплигән әмәлдарларниң узундин буян дейәлмәй кәлгән гәплири очуқ - ашкара һалда оттуриға қоюлған.
Мәзкур китабта ашкарилинишичә, дуня сәһийә тәшкилатиниң филипинда турушлуқ асия ишханисиниң сарс һәққидә әң дәсләпки учурға игә болған вақти 2003 - йили 2 - айниң 10 - күни икән. Лекин хитайниң гуаңдуң өлкисидә, әң дәсләптә 2002 - йили 11 - айдила сарс кесили пәйда болған икән һәмдә көплигән мутәхәссисләр мәзкур җайни "сарс кесили әң дәсләптә тарқалған җай" дәп қариған. Лекин хитай һөкүмити изчил һалда буни инкар қилған. 2003 - Йили 3 - айға кәлгәндә ветнамниң хеней районида сарс кесили аламәтлири көрүлүшкә башлиған мәзгилдә, дуня сәһийә тәшкилати хитай һөкүмитидин мунасивәтлик учурларни йәткүзүп беришни тәләп қилған, лекин хитай һөкүмити бу һәқтә дуня сәһийә тәшкилатиға йетәрлик ярдәм бәрмигән. Шундақтиму дуня сәһийә тәшкилати көп қетим хитай һөкүмитиниң мунасивәтлик органлири билән алақилишип, уларниң сарс кесилиниң тарқилиши һәққидә учур беришини үмид қилған, лекин йәнила һечқандақ үнүми болмиған.
Түзүм характерлик алдамчилиқ қилмиш
Америка дөләт сәһийә тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси ху зоңйи әпәнди хитай һөкүмитиниң әйни чағда сарс кесилини түрлүк амаллар билән йошурғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди :
"Әйни чағда йүз бәргән вәқә адәмни һәқиқәтән наһайити әпсусландуридиған бир иш. У бир түзүм характерлик алдамчилиқ қилмиш. Сарс кесили әң дәсләптә гуаңҗуда пәйда болғанда, бу һәқтә аддийла бир қисқа хәвәр берилгән иди. Лекин, кейин һөкүмәт мәтбуатни бастуруп, бу һәқтә хәвәр беришни чәклиди. Кесәл вируси бейҗиңға тарқилип барғанда, бейҗиңдики дохтурханилар сарс вируси билән юқумланған бимарларни йошуруп қойған, кейин, дуня сәһийә тәшкилати бейҗиңға берип тәкшүрүш елип барғинида, дохтурханилар бимарларни машиниға йошуруп қоюп, бир йәрдин йәнә бир йәргә әпқечип йүргән һәмдә телевизорларда һәдисә 'хитайни бихәтәр' дәп җакарлиған. Мушундақ қилип йүрүп нәччә айни өткүзүветип ахирида ашкарилимиса болмайдиған һаләткә йәткәндә алдин елан қилған. Әгәр хитай һөкүмити бу һәқтә балдуррақ мәлумат берип, тездин чарә - тәдбирләрни қолланған болса, һәргизму ундақ яман ақивәт келип чиқмиған болатти ".
Дуня сәһийә тәшкилати нәшр қилған сарс һәққидики бу китабта көрситилишичә, гәрчә әйни чағда сарс кесәл вируси хитайниң һәрқайси районлирида охшимиған дәриҗидә тарқилип һәтта ташқи дуняғиму тарқилишқа башлиған болсиму, хитай һөкүмити мәзкур кесәлниң тарқилиш әһвали һәққидә һечқандақ агаһландуруш бәрмигән. Пайтәхт бейҗиңдики дохтурханилар очуқ - ашкара һалда сарс кесилигә аит барлиқ учурларни йошурушқа урунған. Пәқәт 2003 - йили 4 - айға барғанда, хитай дөләт рәһбәрлири мәзкур мәсилигә сәл қарашни тохтитип, мәмликәт ичидә сарс кесилигә тақабил туруш һәрикитини қозғиған.
Мәзкур китабта сарс апитиниң хитай рәһбәрлири үчүн бир чоң тәҗрибә - савақ икәнлики алаһидә тәкитлинип, "сарс апитигә охшаш бундақ җиддий бир пәйттә, алди билән һөкүмәт интайин тез лик билән инкас қайтуруши керәк. Әгәр һөкүмәтниң инкаси аста болуп, мәсилигә сәл қаралса, дуня хәлқи сақлиқни сақлашта зор дәриҗидә тәһдиткә учрайду" дәп көрситилгән.
Йәрлик һөкүмәт рәһбәрлири давамлиқ юқирини алдап төвәнни бастуруп кәлгән
Америкидики доктор шя мин әпәнди " немә үчүн хитай һөкүмити әйни чағда сарс кесилиниң тарқилиш әһвали һәққидики учурларни шу қәдәр йошурди " дегән мәсилә һәққидә тохтилип, өз көз қарашлирини мундақ баян қилди:
"Бу йәрдики әң асасий сәвәб шуки, йәрлик һөкүмәт рәһбәрлири давамлиқ юқирини алдап төвәнни бастуруп кәлгән. Улар юқирини алдап көз боямчилиқ қилиш арқилиқ өзлиригә сиясий төһпә топлайду. Улар һәр заман өз образиға тәсир йәткүзмәйдиған ишнила ойлайду. Шуңа давамлиқ чоң ишларни кичиклитип, кичик ишларни йоқ қиливитишкә уруниду. Йошуралиғудәк ишла болидикән, күчиниң беричә йошуруп, мәркизи һөкүмәткә доклат қилмайду. Бу болсиму узундин буян хитайниң сиясий қурулмисида мәвҗут болуп келиватқан бир чоң мәсилә. Бундақ әһвал астида гуаңдуң өлкисиму өзиниң йәрлик иқтисадий мәнпәәтини көздә тутуп, җәмийәттә ғулғула қозғайдиған бу хәвәрни бастуруп қойған ".
2003 - Йили партлиған сарс кесили апитидә, мәзкур кесәл 30 дин артуқ дөләткә тарқалған болуп, 8000 адәмниң юқумлинишини вә 800 адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайниң сарс вәқәсидики ипадисини тәнқид қилди
- Дуня сәһийә тәшкилати екологийилик булғиниш мәсилиси һәққидә дуняни агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайда қуш зукими һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип бармақчи
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайдики қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвалидин әндишә қилмақта
- Дуня сәһийә тәшкилати дуня хәлқини аста характерлик кесәлликләрниң алдини елишқа чақирди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни тоңгуз вирус тоғрисида тәтқиқат елип беришқа чақирди