Вен җябавниң апәт мәзгилидә хәлқтин кәчүрүм сориши сәмимийму?
2008.02.11
Хитай баш министири вен җябав алдинқи һәптә, қар апитигә учриған хәлқтин әпу сориди. Бу арқилиқ, хитай һөкүмитиниң тәбиий апәтләрдин мудапиә көрүш хизмитидики аҗизлиқни етирап қилди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, хәлқтин әпу сораш хитай һөкүмитиниң хәлқ билән мунасивәт тарихидики бир йеңилиқ. Бу йеңилиқ хитай һөкүмитиниң бүгүнки дуняви йүзлиниш болған демократик идийиниң тәсиригә учраватқанлиқиниң ипадисиму вә яки юз бериш еһтимали болған хәлқ исянидин һакимийитини қоғдашниң вақитлиқ бир чарисиму?
Көзәткүчиләрниң қариши һәр хил
Хәлқни һөкүмәттин үстүн билиш, һәқиқәтниң күчини қорал-ярақниң күчидин үстүн тонуш демократик әлләрниң қиммәт қаришидики муһим бир тәркип. Дәл мушу сәвәбтин,демократик әлләрдики һакимийәтләр өтмүштә өткүзгән хаталиқлири түпәйлидин өз хәлқидинла әмәс, қошна әлләрдинму әпу сориған.
Мәсилән, ғәрбий германийә баш министири конрад аденар, 1951 - йили йәһудийлардин әпу сориған вә герман һөкүмити исраилийигә төләм төләшкә қошулған. Шәрқи германийә парламенти 1990 - йили исраилийидин вә пүтүн дунядики йәһудийлардин әпу сориған. Америка парламенти 1988 -йили, 2 - дуня уруши мәзгилидә наһәқ муамилигә учриған америкидики японлуқ вәтәндашлиридин әпу сориған вә һәр бир зиянкәшликкә учриғучиға 20 миң доллардин төләм төлигән.
Совет иттипақи 1990 - йили 2 - дуня уруши мәзгилидә түрмидә қәтли қилинған полша офитсерлири үчүн, полшадин әпу сориған. 1992 -Йили җәнубий африқа президенти, F.W.Klerk Өтмүштә ирқий айримчилиқ түзүми сәвәбидин җәнубий африқидики 5 милйон ақ тәнлик пуқраниң 30 милйон қара тәнлик пуқра үстидин йүргүзгән мутләқ һөкүмранлиқи үчүн әпу сориған. 1998 -Йили канада, йәрлик милләтләр болған индианларниң мәдәнийитигә қарши елип берилған зораванлиқ һәрикәтлири үчүн әпу сориған.
Җуңгочә алаһидиликкә игә кәчүрүм сораш
Хитайда 2008 -йилиға қәдәр қошна әлләрдин әмәс, өз хәлқидинму әпу сораш болуп бақмиған. Пәқәт 2008 -йили кириши билән, хитай дөләт әмәлдарлириниң хәлқтин әпу сориши арқа-арқидин 3 қетим көрүлди, булар, шәнши өлкилик орманчилиқ назаритиниң сахта йолвас вәқәси һәққидә, хитай дөләтлик һава райи идарисиниң апәттин тоғра мәлумат берәлмигәнлики һәққидә, баш министир вен җя бавниң апәттин толуқ мудапиә көрәлмигәнлик һәққидә болуп, бу кәчүрүмниң сәмимийлик дәриҗиси йәнила көзәткүчиләрниң мулаһизә нуқтиси болуп кәлмәктә.
Хитай көзәткүчиләрдин лу җуниң баян қилишичә,хитай дөләт һава райи идарисиниң башлиғи җең чаған һарписида баянат елан қилип, өзлириниң һава райидин алдин мәлуматни тоғра берәлмигәнлики үчүн хәлқтин әпу сориған. Әмма кәчүрүмнамисиниң арқисида, бундақ узунға созулған қар йеғишидин алдин мәлумат беришкә һазирқи заман техникисиниң аҗизлиқ қилидиғанлиқини, бундақ бир апәттин чәт әлләрниңму тоғра мәлумат беришиниң мумкинсизликини әскәртип, баянатиниң баш қисмида тилға алған кәчүрүмини инкар қилған.
Бу кәчүрүмнамини җуңгочә алаһидиликкә игә кәчүрүм дәп қариған аптор вен җябавниң кәчүрүминиму охшашла сәмимий әмәс дәп қарайду. Көзәткүчиләрниң қаришичә, әгәр хитай растинла, хәлқни һөкүмәттин үстүн билидиған иш болса алди билән хәлққә әркин сайлам һоқуқини бәргән болатти; әгәр растинла хаталиқини тонуш вә етирап қилиш пәзилитини йетилдүргән болса алди билән, тәбиий апәттин әмәс, өзлири бивастә кәлтүрүп чиқарған сиясий апәт зиянлири үчүн әпу сориши керәк иди. Чүнки хитай коммунист һакимийитиниң әпу соришини күтүп турған чоң-чоң вәқәләр бар, булардин бири тйәнәнмен вәқәси, хитай коммунист һакимийити өз пуқралириниң демократийә тәлипини танка билән бастурған қилмишини хата дәп етирап қилмай туруп, башқа қилмишлиридин әпу сориши хәлқни алдаштин башқа нәрсә әмәс.
Хитай демократийә билән мустәбитликниң арисида йол издәватиду
Йәнә бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай коммунистлириниң 4 - әвлад рәһбәрлик қатлими өзини хәлқтин үстүн тутушқа писхологик нуқтидин қадир әмәс. Чүнки алдинқи әвлад коммунист рәһбәрлик қатламлири дуняда коммунизимниң ғәлибисигә шаһид иди, нөвәттики рәһбәрлик қатлими болса, коммунизимниң мәғлубийитиниң шаһидлири, улар бу мәғлубийәтниң хитайда йүз беришниң пәқәтла бир вақит мәсилиси икәнликини тонуп йетиглик. Шуңа улар, һакимийитини қоғдап қелишниң чариси сүптидә демократийә билән мустәбитликниң арисида бир оттура йол издәватиду. Вен җябавниң кәчүрүм сориши әнә әшу издиништин кичик бир ишарәт. (Шөһрәт һошур)