Хитай вә японийә вуйиниң токйо зияритини балдур ахирлаштурғанлиқи мәсилисидә бир- бирини әйиблиди
2005.05.24

японийини зиярәт қилған хитайниң муавин баш министири вуйи әслидә дүшәнбә күни японийә баш министири койзоми билән учришип, сәйшәнбә күни хитайға қайтатти. Бирақ хитай һөкүмити униң койзоми билән болидиған сөһбитини туюқсиз бикар қилип, уни пиландин бир күн бурун хитайға қайтуруп кәлди.
ясукуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилиси
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куңчүән, хитай һөкүмитиниң бундақ қилишиға, японийә баш министири койзоминиң йеқинда " ясукуни бузрукгаһи" ни зиярәт қилиш мәсилисидә оттуриға қойған көз- қарашлириниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.
Куңчүәнниң мухбирларни күтүвелиш йиғинида билдүрүшичә, хитай һөкүмити койзоминиң японийә урушлирида өлгәнләрни қойидиған " ясукуни бузрукгаһи"ни йәнә зиярәт қилишни пиланлиғанлиқидин интайин нарази болған. Чүнки мәзкур қәбристанлиққа қоюлғанлар ичидә хитайда уруш " җинайәтлири" ни садир қилғанларму бар икән.
Куң чүән сөзидә: " вуйиниң зиярити җәрянида, японийә рәһбири ясукуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилисидә, хитай- японийә мунасивәтлири үчүн пайдисиз сөзләрни қилди. Биз буниңдин интайин биарам болдуқ" деди.
Хитайниң муавин баш министири вуйи 17 - май күни японийигә қилған зияритини башлиған иди. Буниңдин үч күн кейин, японийә баш министири койзоми өзиниң шәхсий етиқади сәвәбидин "ясукуни бузрукгаһи" ни тавап қилип келиватқанлиқини, бу мәсилидики мәйданидин янмайдиғанлиқини билдүргән иди.
Койзомини осал әһвалға чүшүрмәкчи
Америка вискансин университетиниң сиясәт профессори ваң җйән вейниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити сиясий җәһәттә өз- ара чүшиниш һасил қилишқа көзи йәтмигәндин кейин, ахирқи минутта вуйи билән койзоминиң учришишини бикар қилип, койзомини осал әһвалға чүшүрүп қоймақчи болған.
"Хитай һөкүмити әслидә койзоми билән сөһбәт өткүзүп, " ясукуни бузрукгаһи" ни зиярәт қилиш қатарлиқ бир қатар сиясий мәсилиләрдә ортақ көз- қараш һасил қилишни ойлиған. Бирақ бундақ еһтималлиқиниң йоқлиқини байқиғандин кейин, вуйиниң зиярити пәқәт сода мунасивәтлирини чөридигән. Койзоминиң мәйдани чиң болғандин кейин, икки тәрәп көрүшкәндин, көрүшмигини яхширақ" .
Койзоми: сәвәби ениқ әмәс
Әмма японийә баш министири койзоми, вуйиниң немә үчүн өзи билән болған учришишини бикар қилғанлиқини чүшинәлмигәнликини билдүрди. Униң дүшәнбә күни мухбирларға билдүрүшичә, вуйи билән болған учришиш хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә орунлаштурулған икән. У йәнә һәр қандақ вақитта, хитай рәһбәрлири билән көрүшүшни халайдиғанлиқини ипадилиди.
японийә әмәлдарлири хитайни әйиплиди
японийиниң бир қисим әмәлдарлири болса, хитай һөкүмитиниң дүшәнбә күнидики қилмишини дипломатик қаидә- йосунға тоғра кәлмәйду дәп әйиплиди. японийә ташқи ишлар министири мачимура, хитай һөкүмитиниң вуйиниң зияритини тосаттин ахирлаштурғанлиқи һәққидә, японийигә өзрә ейтмиғанлиқидин үмидсизләнгәнликини билдүрди.
У йәнә, хитайниң японийә баш министири койзомиға қилған бу муамилисини, өткән айда хитайниң бир қанчә чоң шәһәрлиридә йүз бәргән японийигә қарши намайишлардики қопаллиқларға охшатти. японийиниң өткән айда хитай тәрипидин 2 - дуня урушидики қилмишлири пәдәзләнгән дәп қаралған йеңи тарих дәрслик китабини тәстиқлиши билән хитайда кәң көләмдә япунийигә қарши намайишлар көтүрүлгән. Икки дөләт мунасивитиму җиддийләшкән иди.
Хитай һөкүмити вуйини чақиртип кетишидин бир күн бурунла, хитай дөләт рәиси хуҗинтав японийини агаһландуруп, японийә рәһбәрлириниң чоқум " ясукуни бузрукгаһи" ни зиярәт қилмаслиқи керәкликини, болмиса, икки дөләт мунасивитиниң вәйран болидиғанлиқини билдүргән. Әмма японийә һөкүмити болса,япон рәһбәрлириниң " ясукуни бузрукгаһи"ни зиярәт қилишини өзлириниң шәхсй паалийити дәп көрсәтмәктә.
Вуйи моңғулийини зиярәт қилди
Бу арида, ғәрб мәтбуатлириниң хәвиридин мәлум болушичә, "дөләт ичидики җиддий вәзипә" ни бир тәрәп қилиш нами билән японийидин чақиртип кетилгән хитай муавин баш министири вуйи, сәйшәнбә күни моңғулийигә зиярәткә барған. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- ясикуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилиси хитай - японийә мунасивитидә көңүлсизлик яратти
- Хитай әмәлдари ву йи японийидики зияритини туюқсиз ахирлаштурди
- японийидә һазир хитайға қарита күчлүк тәдбир қоллиниш тәшәббус қилинмақта
- Хитай, японийигә қарши намайишқа четилған 16 кишини қолға алди
- японийә хитай билән болған мунасивәтни яхшилаш үчүн басқан йәнә бир йеңи қәдәм