Қазақистанда шәрқий түркистан җумһурийитиниң 60 йиллиқи хатириләнди


2004.11.12

Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди, тарихчи сабит абдурахман башчилиқидики бир топ сиясий паалийәтчилириниң орунлаштуруши билән, қазақистанниң алмута шәһиридә шәрқий түркистан җумһурийитиниң 60 йиллиқи хатириләнди.

Бу паалийәткә әйни вақитта көрәшкә қатнашқан, һәр милләт җәңчи – офитсерлири, йирақ – йеқиндин кәлгән меһманлар, қазақистан вә чәтәл мухбирлиридин болуп 300 дәк киши қатнашти.

Шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин елихан төрә билән әхмәтҗан қасиминиң рәсимлириниң йиниға шәрқий түркистан җумһурийитиниң ай юлтузлуқ көз байрақ есилған болуп, әйни вақитта тартилған фото сүрәтләр көргәзмигә қоюлди.

Йиғилишта әйни вақитта мустәқиллиқ урушиға қатнашқан һәр милләт вәкиллири сөзгә чиқип, әйни вақиттики уруш қәһриманлирини әсләп өтти.

Буниң тәпсилатини қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.