Түркийидә шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди


2004.11.15

Туркийидики шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши билән, рамзан ейиниң ахирқи җүмә күни 1933 - вә 1944 – йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң хатирә күни өткүзүлди.

Йиғинға уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан түрк алимлар, аммиви тәшкилатлириниң вәкиллири, мухбирлар, уйғурларниң қазақ. Қирғиз вә азари достлири болуп 300 гә йеқин адәм қатнашти.

Шәрқий түркистан вәхпи башлиқи муһәммәт риза бекин әпәнди сөз қилди. Мурасимда түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң башлиқи сөз қилип, дуняниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлмәйватқанлиқини ейтти.

Түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп таһип әрдован вә башқа бир қисим министирликләрниң министирлири вә тәшкилатлар рәһбәрлири алаһидә телеграм йоллап тәбриклиди.

Буниң тәпсилатини туркийидики ихтияри мухбиримиз назугумдин аңлаң

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.