Һизмәт абдуллин туғулғанлиқиниң 80 йиллиқи хатириләнди


2006.03.03

2-Феврал күни, совет уйғур әдәбиятиниң намайәндиси, "отлуқ чәмбәр" намлиқ тарихи романниң аптори һизмәт абдуллин туғулғанлиқиниң 80 йиллиқи алматида хатириләнди.

Қазақистан язғучилар иттипақи башқармисиниң залида өткүзүлгән хатириләш паалийитигә язғучилар иттипақи уйғур бөлүминиң башлиқи шайим шабайеф риясәтчилик қилди. Қазақистан язғучилар иттипақи рәиси нурлан оразалин қатарлиқ бирмунчә атақлиқ язғучилар һизмәт абдуллинниң иҗадий төһпилиригә юқири баһа бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.