Қирғизистандики уйғур зиялийлири, пешқәдәм уйғур шаир, язғучи вә алимларниң туғулған күнини тәбрикләйдиған вә шу мунасивәт билән уларниң иш-излири һәм төһпилирини хатириләйдиған бир исил адәтни давам қилип кәлмәктә. Буниң қатарида вәтәнгә беғишлап язған шеирлири билән уйғурлар арисида чоңқур тәсир қойған уйғур шаир мәрһум әзимҗан низами туғулғанлиқиниң 70 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
Бу һәқтики мәлуматларни, қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia