Америка дөләт мәҗлиси әзаси хәлқ пули қиммитини тәңшәшни тәләп қилди
2005.06.09

Америкиниң нйо-йорк штатидики кеңәш палата әзаси шумер чарлиз чаршәнбә күни вашингтондики хәлқара мунасивәтләр комитетида, америка кеңәш палатасиниң немә үчүн хәлқ пули қиммитини тәңшәшни тәләп қилидиғанлиқини чүшәндүрди һәмдә әгәр хитай буниңға чарә қолланмиса, у һалда америка тәрәпниң хитайниң америкиға екиспорт қилидиған барлиқ маллириға 27.5٪ Баҗ қойидиғанлиқини билдүрди.
Қаттиқ тәләп
Америка кеңәш палатаси бу йил 4 -айда, кеңәш палата әзаси шумер чарлиз вә җәнубий каролина шитатиниң җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси линдсий грәһәмниң, хәлқ пулини тәңшәш мәсилисидики қарар лайиһисини көп санлиқ аваз билән мақуллиған болуп, лайиһидә хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, улар 10 йилдин буян өзгәртмәй турувалған хитай пулиниң америка доллири билән болған тегишиш нисбитини 6 айниң ичидә өзгәртиш керәклики тәләп қилинған һәмдә әгәр хитай буниңға қошулмиса яки дәрһал чарә қолланмиса, америкиниң хитай америкиға екиспорт қилидиған барлиқ маллириға 27.5٪ Җаза характерлик баҗ қоюш тәләп қилинған.
Палата әзаси шумер йәнә, өзиниң бу мәсилидики мутәхәссисләрдин игилигән мәлуматлириға асаслинип, хитай хәлқ пули қиммитиниң аз дегән 15٪ тин 40٪ кичә аз мөлчәрләнгәнликини билдүрди. У мундақ деди:
"Биз хитай һөкүмитини бир ахшамниң ичидила хәлқ пулини муқим тутувелиштин әркин қоюп беришкә өтүшини тәләп қилмаймиз. Биз хитайниң хәлқ пулини әркин қоюп бериш пилани түзүлгән ениқ вақит җәдвилини көрситишини тәләп қилимиз. Шундақ болғанда андин биз хәлқ пулиниң әркин базарға йүзлиниш қәдиминиң қандақ бесиливатқанлиқини ениқ көрүп туралаймиз".
Мәқсәт әркин содиниң һәқиқи ролини җари қилдуруш
Бир қисим кишиләр, америка һөкүмитиниң күнсайин ешиватқан сода пассип баланисини азайтиш үчүн хитайға хәлқ пули контроллуқини бошитиш һәққидә давамлиқ бесим ишлитиватқанлиқини көрсәткән болуп, бу һәқтә тохталған кеңәш палата әзаси шумер әпәнди буниң түп сәвәб әмәсликини билдүрүп мундақ деди:
Бизниң һазирғичә қолға кәлтүргинимиз пәқәт хитайниң қуруқ вәдилири болди. Шуңа әгәр мушундақ қуруқ сөһбәтла болуп, башқа илгириләш һасил болмиса, бундақ сөһбәтниң һечқандақ әһмийити болмайду.
"Бу лайиһә һәргизму америкиниң сода тәңпуңсизлиқини һәл қилишни мәқсәт қилмиған. Лекин әлвәттә, хитай пули тәңшәлсә, америкиниң сода пассип баланисиға пайдиси болуши мумкин. Мәсилән бу һәтта 25٪ төвәнлиши мумкин. Әмма бу йәнә башқа асия дөләтлириниңму пулиға мунасивәтлик. Шундақла хитай, хәлқ пулини тәңшәштин сирт йәнә, пулни әркин қоюветиш түзүлмисини орнутуши керәк. Шуңа биз чиқарған бу лайиһиниң мәқсити, әркин содиниң һәқиқий ролини толуқ җари қилдуруш халас".
Пайдинила көзләп мәсулийәттин өзини қачуруш хитайниң нөвәттики сиясити
Шумер сөзидә йәнә хитайниң, пәқәт дуня әркин содисидин пайда көрүшнила билип, әркин содида ада қилишқа тегишлик мәсулийәттин өзини тартиватқанлиқини, һәтта хитай һөкүмитиниң хитай ширкәтлириниң америкиниң әқлий мүлкигә дәхли-тәруз қилиш қилмишлириға көз юмуватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә, америка һөкүмитиниң хелидин бери диалог вә сөһбәт йоли арқилиқ бу мәсилини һәл қилишқа тиришип кәлгәнликиниму әскәртти. У мундақ деди:
"Биз ишинимизки, хитай билән сөһбәтла елип барғанниң һечқандақ үнүми болмайду. Чүнки, биз хитай билән сөһбәтлишиватқили 3-4 йил болди, лекин буниң һечқандақ нәтиҗиси болмиди. Бизниң һазирғичә қолға кәлтүргинимиз пәқәт хитайниң қуруқ вәдилири болди. Шуңа әгәр мушундақ қуруқ сөһбәтла болуп, башқа илгириләш һасил болмиса, бундақ сөһбәтниң һечқандақ әһмийити болмайду".
Сода әркин болуватқандикин, хәлқ пулиму әркин болсун
Кеңәш палата әзаси шумер сөзидә йәнә, улар мақуллиған мәзкур лайиһиниң, хәлқ пулиниң тегишиш мәсилисидә хитай һөкүмитигә болған позитсийиниң қәтийликини көрситипла қалмай, хитайниң хәлқ пули мәсилисидики мәйданини қайта ойлишишиға түрткә болидиғанлиқини билдүрди.
Шумер әпәнди, бәзи кишиләрниң "хитайниң пүтүн дунядики импорт-екиспорт содиси асасий җәһәттин тәңпуң. Хитайға қаритилған хәлқ пули қиммитидики әйибләшләрниң һәммиси хитайни қәстән яман көрситиш" дегән көз қарашлириға җавабән мундақ деди:
"Бизниң һәргизму хитайни яман көрситиш мәқситимиз йоқ. Адәттә сиз бирсини әйиблигәндә, у һаман сизгә уни яман қилишқа урунғанлиқиңиз билән тақабил туриду. Әгәр хитайниң дунядики импорт-екиспорт содиси һазир тәңпуң боливатқан болса, у һалда хитай хәлқ пулиниму әркин тутсун!".
Шумер әпәнди сөзидә йәнә, улар оттуриға қойған бу лайиһиниң дуня әркин содисини қоғдаш билән биргә, хитайни әркин содиниң бәлгилимилиригә бойсундурушни мәқсәт қилғанлиқини әскәртти.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшини йәнә тәләп қилди
- Америка, хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә үндиди
- Америка хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүш тоғрисидики бесимини күчәйтти
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини көтүрүш бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка хитайға қаратқан сияситини чиңитмақта