Америка малийә министири хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндиди


2005.10.11
JAPAN-US-SNOW-TANIGAKI-28.jpg
Америка сода министири җон снов японийидики зиярити җәрянида пайтәхт токйодики бир рестуранда. AFP

Сәйшәнбә күни америка сода министири җон снов вә америка федерал хәзинә комитетиниң рәиси әлен гринспән башчилиғидики америкиниң юқири дәриҗилик сода әмәлдарлири бейҗиңға йетип кәлди. Улар хитайдики бир һәптилик зияритидә 15 - өктәбир бейҗиңда чақирилидиған хәлқара малийә министирлири йиғиниға қатнашмақчи.

Коң чүән: пул қиммити, игилик һоқуқ мәсилисидур

Америка малийә министири җон снов сәйшәнбә күни токйодин хитайға қарап йолға чиқишниң алдида, хитайни хәлқ пулиға болған контроллуқини бошитип, униң доллар билән болған тегишиш нисбитини әркин базаға қоюп беришкә үндиди. Әмма хитай һазирчә хәлқ пулини тәңшәш тоғрисида һечқандақ шәпә бәрмигән.

Хитай һөкүмити, җон сновниң сәйшәнбә күнидики сөзлирини йеқиндин көзәтти. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, нурғун амилларниң хитайниң хәлқ пулини қайси вақитта тәңшишигә тәсир көрситиши мумкинликини билдүрди. У сөзидә йәнә, "түптин ейтқанда, бу бир дөләтниң игилик һоқуқ мәсилиси. Биз өзимизниң ретимиға вә өзимизниң сүритигә асасланған асаста, хитай иқтисадий вә дуня иқтисадиға әң пайдилиқ болған усул билән хәлқ пули қиммити түзүлмисидә ислаһат елип баримиз" деди.

Америка тәрәп: хитай хәлқ пулини аз дегәндә 40% төвән мөлчәрлимәктә

Америка малийә министири җон снов токйодики мәзгилидә йәнә, хитайниң хәлқ пулиниң америка доллири билән болған бивастә бағлинишни әмәлдин қалдуруш қарарини тәбриклиди. Чүнки хитай даирилири америкиниң бесими астида, бу йил 7 - айда, улар 10 йилдин буян йүргүзиватқан хәлқ пулини америка доллириға бивастә бағливелиш сияситини ахирлаштурған иди. Лекин шундақтиму, хитай йәнила хәлқ пулини америка доллири, йовро вә японийә пулини өз ичигә алған бир кичик рамка ичигә еливалди. У чағда хитай хәлқ пулини аран 2.2% Өстәргән. Әмма америка даирилири болса, хитайниң хәлқ пулини аз дегәндә 40% төвән мөлчәрләватқанлиқини тәкитләйду. Бирақ җон снов японийидики мәзгилидә, хитайниң басқан бу кичик қәдиминиму қарши елип, "биз хитайниң мушундақ йолни давамлиқ бесишини көрүшни халаймиз" дәп билдүрди. У йәнә, хитай хәлқ пулиға болған контроллуқни бошитип, уни әркин базарға қоюп бәргәндила, андин хитай иқтисадида һазир мәвҗут болуп туриватқан бәзи тәңпуңсиз амилларниң һәл болидиғанлиқини ейтти.

Җон снов хитайниң хәлқ пулиниң һөкүмәт тәрипидин қәстән төвән мөлчәрләнгәнликини әйибләп, буниңға америкила қарши туруп қалмастин, 7 дөләт гуруһиму хитайниң, хәлқ пули қиммитидә тездин ислаһат елип беришини көп қетим тәләп қилғанлиқини әскәртти. У "җанлиқ пул қиммити түзүми, хитайниң мәнпәәтигә мас келиду. Шундақла бу йәнә пүтүн дуняниң иқтисадиғиму пайда йәткүзиду" деди.

Америкиниң хитай билән болған сода пассип баланиси тез өрлимәктә

CHINA_CURRENCY2005_200.jpg
Хитайниң 100 йүәнлик пули. Америка даирилири узундин бери хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини әркин қоюветишини тәләп қилмақта. AFP

Америкида йеқинқи бир нәччә йиллардин буян , хитайниң хәлқ пулини төвән тутқанлиқи сәвәбидин, хитайниң әрзан маллириниң америкиға төкмә болуп кирип, америкиниң хизмәт пурситигә еғир тәһдит боливатқанлиқи һәққидә нурғун наразилиқлар көтүрүлгән иди. Һәтта америкидики ишләпчиқириш билән шоғуллинидиған сода орунлири вә бир қисим дөләт мәҗлиси әзалири, хитайниң хәлқ пулини бундақ қатмаллиқ билән контрол қиливелишиниң, америкиниң хитай билән болған сода пассип баланисини кәлтүрүп чиқарған асаслиқ амил икәнликини тәкитлиди һәмдә өткән йили америкиниң хитай билән болған сода пассип баланиси рекорд яритип, 162 милярд америка доллириға йәткәнликини билдүрди. Нөвәттики мөлчәрләшләргә қариғанда, америкиниң бу йиллиқ сода пассип баланиси һәтта 200 милярд долларға йетиши мумкин икән.

Буниң әксичә хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң йеқинда елан қилишичә, хитайниң бу йиллиқ сода ешинди пайдиси өткән йилдикини икки қатлап, 100 милярд америка доллириға йәткән.

Снов билән гринсипән хитай әмәлдарлири билән көрүшмәкчи

Хитайға йетип кәлгән америка малийә министири җон снов билән федерал хәзинә комитетиниң рәиси әлен гринспән, бейҗиңда ечилидиған 20 дөләт гуруһи малийә министирлири йиғинида хитай әмәлдарлири билән көрүшүп, хәлқ пули қиммити мәсилисидә җиддий сөһбәт елип бармақчи. Америкидики ишләпчиқириш саһәсидики орунлар, бу йиғинға үмид билән қарап, америкиниң иқтисад саһәсидики бу алий әмәлдарларниң чоқум бир көрүнәрлик нәтиҗә һасил қилидиғанлиқиға ишәнмәктә.

Америка дөләт мәҗлиси хитайниң хәлқ пули түзүмигә техиму қаттиқ позитсийә тутиватқан болуп, улар һәтта әгәр хитай бу һәқтә дәрһал һәрикәт қолланмиса, у һалда америкиға киридиған барлиқ хитай маллириға 27.5% Баҗ қойидиғанлиқини агаһландурған иди.

Хитай даирилири дөләт мәҗлисиниң бу кәскин қарариға қарита һазирғичә һечқандақ күчлүк инкас қайтурмай туривалди. Лекин хитайниң мәркизий банкисиниң башлиқи җов шявчүән йеқинда, хитайниң пәвқуладә тез ешиватқан сода пайдисиға асасән, һәқиқәтән хәлқ пули қиммитини қайта тәңшәшкә зөрүр болидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.