Хитайниң ғәрбидики хәтәрлик сода
2006.01.05

Ғәрблик мутәхәссисләр, хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечиш сиясити, ғәрбий районларниң болупму, уйғур елиниң тәбий байлиқлиридин техиму көп пайдилинишни һәмдә бейҗиңниң бу райондики һакимийитини техиму мустәһкәмләшни мәқсәт қилидиғанлиқини, районда яшаватқан уйғурларниң иқтисадий җәһәттин бу сиясәттин пайдилиналмиғанлиқини билдүрмәктә. Әмма бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, гәрчә хитайниң бу сиясити иқтисадий җәһәттин уйғурларға чоң бир мәнпәәт елип кәлмигән болсиму, лекин уларниң оттура асиядики қериндаш хәлқләр вә ислам дуняси билән алақисиниң күчийишидә муһим рол ойнимақта һәмдә ислам дунясидики бәзи пикир еқимлириниң уйғур райониға киришигә сәвәб болмақта.
Диний ойғиниш
David Nguyen Ниң йеқинда асия вақти гезитидә елан қилинған "хитайниң ғәрбидики хәтәрлик сода" намлиқ мақалисидә баян қилинишичә, хитайниң ғәрбни ичиш сиясити билән оттуриға чиққан бүгүнки әһвални хитайдики мусулманларниң чиң сулалиси дәвридики һәмдә гоминдаң һакимийити мәзгилидики вәзийәт билән селиштуруш мумкин.
18 - Әсирдә ғәрб билән шәрқ оттурисида сәпәр қилидиған кишиләрниң саниниң көпийишигә әгишип, хитайдики мусулман хәлқләр арисида диний җәһәттә чоң бир ойғиниш долқуни қозғалған вә ислам диний тәриқәтлириниң бири болған сопизм хитайниң ғәрбий шимал районлирида тәсир даирисини кеңәйткән иди. Сопизм тәриқитиниң кәң тарқилиши уйғурлар арисида диний ислаһат елип берилишиға сәвәбчи болған. Хәлқниң диний һессиятиниң күчийиши билән бирликтә мусулманлар билән хитай һөкүмити оттурисида қанлиқ тоқунушлар йүз беришкә башлиған.
David Nguyen Ниң мақалисидә тәкитлинишичә, 20 -әсирниң башлирида йәнә хитайдики мусулманларниң ташқи дуня болупму ислам дуняси билән болған алақисиниң күчийишигә әгишип, хитайдики мусулманлар арисида ғәрбтин вә оттура шәрқтин кәлгән йеңи пикир еқимлири тарқилишқа башлиған. Лекин 20 - әсириниң оттурилиридин кейин, хитайниң ишиклирини ислам вә ғәрб дунясиға тақиши һәмдә совит иттипақи билән мунасивәтлириниң кәскинлишиши билән, хитайдики мусулманларниң болупму уйғурларниң сирт билән алақиси пүтүнләй үзүлди. Хитай һөкүмити, сиясий вә истратегийилик җәһәттин наһайити муһим болғанлиқи үчүн, уйғур елиниң чәтәлләр билән мунасивәт қурушиға қаттиқ диққәт қилип, қаттиқ чәклимиләрни йолға қойди.
Хитайда диң шавпиңниң һакимийәт бешиға келиши билән, хитайдики мусулманлар вә уйғурлар аста-аста сирт билән болупму мусулман дуняси билән қайтидин алақә қурушқа башлиди. Хитай һөкүмитиниң чәт дөләтләрни болупму мусулман дөләтләрни уйғур елидә мәбләғ селишқа үндиши, ислам дөләтлири билән уйғур мусулманлири оттурисидики мунасивәтни техиму қоюқлаштурди.
Мустәқиллиқ арзусиниң күчийиши
1990 -Йилларда совит иттипақиниң парчилиниши вә оттура асиядики түрки милләтләрниң өз мустәқил дөләтлирини елан қилиши, хитайдики азсанлиқ милләтләр арисида миллий аң вә миллий һессиятниң техиму күчийишигә сәвәб болди. Әйни чағда нурғун мутәхәссисләр, оттура асиядики уйғурлар билән қериндаш болған түркий милләтләрниң өз мустәқил дөләтлирини елан қилғанлиқи, тәбий һалда уйғурлар арисида мустәқиллиқ һәрикәтлирини күчәйтидиғанлиқини билдүргән иди.
Гәрчә уйғурлар һазирғичә мустәқил дөләт қуруш арзу, арманлириға еришәлмигән болсиму, дәйду, David Nguyen асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә,- әмма уйғур елидә яшаватқан уйғурлар билән оттура асия дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар арисида йеқин бир мунасивәт қурулди һәмдә уйғурлар билән ислам дуняси арисидиму қоюқ мунасивәт орнитилди.
Хитай билән оттура асия вә оттура шәрқ дөләтлири арисидики иқтисадий мунасивәтләр күчәйгәнсири, хитайдики мусулманлар билән мәзкур райондики мусулманлар оттурисидики мунасивәтниң күчийидиғанлиқи һәмдә ислам дунясидики пикир еқимлириниң хитайдики мусулманлар арисида тарқилип, кеңийидиғанлиқи ениқ.
Өтмүштә, - дәйду David Nguyen асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә,- хитайдики мусулманлар билән ислам дуняси оттурисидики алақиниң күчийиши, уларниң диний һессиятиниң һәмдә хитай һөкүмитигә қарши сиясий паалийәтлириниң күчийишигә, нәтиҗидә хитай һөкүмити билән мусулманлар арисида қаттиқ тоқунушларниң йүз беришигә сәвәб болған.
Әгәр хитай һөкүмити ғәрбни ечиш сияситини давамлаштуруп, ишикини қошна дөләтләргә дағдам ечивәтсә, хитайдики мусулманлар арисида йеңи һәрикәтләрниң оттуриға чиқишиға шараит һазирлап бериши мумкин. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә мәтбуатида хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити: маймун оюни
- Хитай һөкүмити "11- бәш йиллиқ пилан" да уйғур елини йәниму тез сүрәттә ечишни пиланлимақта
- "Хитайниң қарни" намлиқ франсузчә китабта уйғурлар алаһидә тонуштурулди
- "Хитайниң қамал астидики ғәрби райони"
- "Хитайниң ғәрбий чегрисиниң қоғдиғучилири"
- Шветсийә мәтбуатида уйғурлар
- японийә мәтбуатлирида уйғурлар