Америка ташқий ишлар министирлиқи "сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмити" ни етрап қилмайдиғанлиқини билдүрди


2004.11.23

Сүргүндики шәрқий түркистан оргини америка һөкүмитигә рәһмәт ейтти

Дүшәнбә күни вашингтонда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән сүргүндики бир тәшкилатниң рәһбири, америка һөкүмитигә "сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмити" ниң қурулушиға йол қойғанлиқи үчүн рәхмәт ейтти. Бирақ сүргүндики тәшкилат рәһбириниң сөзи, америка ташқий ишлар министирлиқи тәрипидин шу күни дәрһал рәт қилинди.

Мухбиримиз речард финнейниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, өзини "шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити" ниң "баш министири", дәп атиған әнвәр йүсүп, америка пайтәхти вашингтондики америка дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларға сөз қилип, америка һөкүмитиниң "сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмити" ни қоллаватқанлиқи һәққидә бишарәт бәргән. У мундақ дегән:

"Мән сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмитиниң баш министири болуш сүпитим билән, америка һөкүмитиниң сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмитиниң қурулушиға йол қойғанлиқи үчүн рәһмәт ейтимән."

Америка "сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмити" ни қоллиғанлиқини рәт қилди

Әнвәр йүсүпниң ашкарилишичә, "сүргүндики шәрқий түркистан һөкүмити" икки айниң алдидиа қурулған. У, 60 кишилик сүргүндики парламент тәсис қилинғанлиқини билдүрди.

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси там кәйсей, дүшәнбә күни әркин асия радиоси мухбирлирини қобул қилип, америка һөкүмитиниң "шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити" ни қоллиғанлиқини рәт қилди. У мундақ диди : "биз ундақ бир сүргүндики һөкүмәтни етрап қилмаймиз, шундақла америка һөкүмити һечқачан бундақ бир тәшкилатни қоллимайду."

Америка дөләтлик ахбарат кулубида сөз қилған әнвәр йүсүп, мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи билән пикир җәһәттә пәрқлинидиғанлиқини илгири сүрди. Әнвәр йүсүп мундақ дәйду: "дуня уйғур қурултийи мустәқиллиқни әмәс, аптономийини илгири сүриду, бирақ мән йәнила уларниң идийә вә пикригә һөрмәт қилимән."

Дуня уйғур қурултийи "шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити" ниң көз қаришини рәт қилди

Дуня уйғур қурултийи билән мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити, әнвәр йүсүпниң гурупписи билән оттурида мәлум мусапә сақлап кәлмәктә. Әнвәр йүсүпниң "дуня уйғур қурултийи аптйономийини илгири сүриду" дигән сөзлири, мәзкур тәшкилатниң баш катипи долқун әйса тәрипидин рәт қилинди.

Долқун әйса радиомизға мундақ дәйду: "дуня уйғур қурултийиниң мәқсиди мустәқиллиқ, мустәқиллиқ вә тамамән мустәқиллиқ." У йәнә "дуня уйғур қурултийи мәқсидигә еришиш үчүн өзи паалийәт елип бериватқан дөләтләрниң қанунлири вә б д т қанун - низамлири йол қойған пүтүн вастиларни қоллиниду" дәп көрсәтти.

Ахбарат елан қилиш йиғинида, америка һөкүмитидики бәзи әмәлдарлар билән достлуқ мунасивити барлиқини илгири сүргән әнвәр йүсүп, бу әмәлдарларниң исмини тилға алмиди. У, хитай һөкүмити билән вастилиқ қаналлар арқилиқ алақә орнитиватқанлиқини билдүрди. Бирақ, әнвәр йүсүп, сүргүндики мәзкур органниң малийә- иқтисади мәнбәәси қәйәрдин келидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.