Хәйрулла әпәнди түркийә ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл билән көрүшти
2006.01.30

29- январ күни қәйсириликләр җәмийитиниң орунлаштуруши билән, әнқәрәдики дәдәман меһманханисида қәйсириликләр кечилики өткүзүлди. Бу кечиликкә түркийә ташқи ишлар министири абдулла гүл, түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут, парламент әзалири вә көп санда қәйсириликләр қатнашти. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи хайруллаһ әфәндигил әпәндиму тәклипкә бинаән қатнашти.
Йиғилишта, ташқи ишлар министири абдулла гүл, бир қәйсирилик болуш сүпити билән қатнашти вә сөз қилди. Абдулла гүлниң сөзидин кейин, йиғилишқа қатнашқан бир қисим һөкүмәт әмәлдарлири ихтияри мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип, өзлириниң уйғурлар һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.
Қәйсиридин сайланған парламент әзаси танар йилдиз әпәнди қәйсиридики уйғурлар һәққидә тохтилип, қәйсириниң уйғурларға қучақ ачқанлиқи, уйғурларниң өзлириниң таҗи дәп қарайдиғанлиқини, шундақла уйғур мәсилисиниң түркийә дөләт сияситидики орни һәққидә тохталди.
Кечиликкә тәклип билән қатнашқан хайрулла әфәндигил әпәнди ихтияри мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип, өзиниң ташқи ишлар министири абдулла гүл вә башқа юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшкәнликини вә уйғур мәсилисини уларға аңлатқанлиқи һәққидә тохталди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийә парламенти хитайниң кишилик һоқуқ әһваллирини көзәтмәкчи
- Түркийидики шәрқий туркистан тәшкилатлири инсан һәқлири күни мунасивити билән паалийәт өткүзди
- "Үрүмчи, қәшқәр вә тәклимакан чолидә 4 күн "
- Түркийә парламент әзаси нәвзат ялчинташ әпәнди уйғурлар һәққидә тохталди
- Түркийиниң азадлиқ урушида түркистанлиқлар (2)
- Түркийиниң азадлиқ урушида түркистанлиқлар (1)