Шинхуа агентлиқи - дунядики әң чоң тәшвиқат аппарати
2005.10.24
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати " шинхуа- дунядики әң чоң тәшвиқат апарати" дегән бу тәкшүрүш доклатини йезиш җәрянида, шинхуа агентлиқидики бәзи мухбирлар, вәзиписидин айрилған мухбирлар вә шундақла илгири шинхуа агентлиқида ишлигән франсийилик мухбирниң ярдимигә еришкән. Улар, шинхуа агентлиқиниң қандақ қилип һәқиқәтни бурмилайдиғанлиқи, хәвәр бәргәндә қандақ қилип кишиләрдә болупму америка вә японийигә болған дүшмәнликни қозғитидиғанлиқи вә дунядики әң қәбиһ болған бир қисим һакимийәтләрни қоллайдиған хәвәрләрни таллап беридиғанлиқини паш қилған.
Шинхуа - сахта хәвәр тарқитиш мәркизи
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң бу асаста елан қилған доклатида ейтилишичә, йәнә үч йилдин кейин олимпик тәнтәрбийә йиғини бейҗиңда ечилип, дуняниң һәр қайси җайлиридики нәччә миңлиған мухбирлар бейҗиңға келиду. Шинхуа агентлиқиниң нәччә миңлиған хизмәтчилириму гәрчә пүтүнләй очуқ болмисиму, бу вәқәни хәвәр қилишта мувәппиқийәткә еришиши мумкин.
Шундақ болушиға қаримастин, шинхуа агентлиқи йәнила 1949 - йилидин тартип һакимийәт йүргүзүватқан хитай компартийисиниң хәвәрләрни тәкшүрүш вә ялған хәвәрләрни тарқитиш мәркизи.
Хитайдики орни юқири, хәвәр тарқитиш сани көп доклатта көрситилишичә, дунядики әң чоң һесабланған бу ахбарат агентлиқи барғансири ишәнчлик ахбарат орниға айлиниватқандәк көрүнмәктә. Мәсилән: Google ниң хәвәрлиридә даим шинхуа агентлиқиниң хәвәрлири башқа хәлқара ахбарат агентлиқлириниң хәвәрлири билән бир қатарда тилға елинип, пәрқләндүрүлмәйватиду. Шинхуа агентлиқи йәнә интернет арқилиқ өзигә оқурмәнләрни җәлип қиливатиду. У йәттә хил тилда хәвәр тарқитиду, нурғун дөләтләргә хәвәрлирини һәқсиз тәминләйду. Бу вастиләр шинхуани хәлқара ахбарат саһәсидә чоң рол ойнатмақта.
Хитай компартийисиниң шинхуа агентлиқи мухбирлириниң каллисини ююши интайин үнүмлүк болған. Хитай әмәлдарлири мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәндә, шинхуа мухбирлири партийиниң йөлинишидә әң қәтий туралайду. Улар соал сориғанда, пәқәт һөкүмәт аңлашни халайдиған соалларни сорайду. Бәзи шинхуа мухбирлири һәтта һөкүмәт әмәлдарлири сөзләватқанда, өзини тутувалалмай чавак челипму кетиду.
Доклатқа қариғанда, шинхуа агентлиқи һәр күни миңдин артуқ хәвәр тарқитидиған болуп, буниң ичидә йәттә йүздин көпрәки хәлқара хәвәрләр, үч йүздин артуқ дөләт ичи хәвәрлири. Шинхуа йәнә дөләт ичидики барлиқ мәтбуатларни монопол қилиду. Хитайниң һәр қайси җайлиридики 306 радио истансиси, 369 телевизийә истансиси, 2119 гезит вә 9038 жорналларниң хәвәрлириниң мәнбәси шинхуа.
Доклатта ейтилишичә, шинхуа пәқәтла хитай компартийисиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған тәшвиқат аппарати болуп, униң хәлқаралишиши, заманивелишиши дегәндәкләр йүзәкила бир әһвал.
Шинхуа агентлиқиниң түзүлмиси мурәккәп, униңда ишләйдиған нурғунлар мухбир әмәс. Һөкүмәт елан қилған мәлуматларға қариғанда, шинхуа агентлиқида 8400 адәм бар. Һалбуки франсийә ахбарат агентлиқиниң пәқәт 2000 әтрапида адими бар болуп, уларниң 1900 дин артуқи мухбир вә тәһрирләр.
Доклатта көрситилишичә, шинхуаниң чәтәлдә турушлуқ мухбирлириму идеологийә җәһәттики чәклимигә учриғанлиқтин, уларниң нәқ мәйданға берип, хәвәр игиләш қабилийити төвән.
Доклатниң илгири шинхуаниң парижда турушлуқ ишханисидики бир мухбирниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, улар күн бойи ишханисидила олтуридиған болуп, шинхуаниң париж тармиқи хитайниң 2 - әлчиханисиға айлинайла дәп қалған.
Һөкүмәт тәрипини яқлаш
Доклатта мундақ дейилгән: "хитай компартийисиниң шинхуа агентлиқи мухбирлириниң каллисини ююши интайин үнүмлүк болған. Хитай әмәлдарлири мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәндә, шинхуа мухбирлири партийиниң йөлинишидә әң қәтий туралайду. Улар соал сориғанда, пәқәт һөкүмәт аңлашни халайдиған соалларни сорайду. Бәзи шинхуа мухбирлири һәтта һөкүмәт әмәлдарлири сөзләватқанда, өзини тутувалалмай чавак челипму кетиду".
Телевизор көрүп хәвәр тарқитиш доклатта йәнә ашкарилинишичә, шинхуа агентлиқиниң чәтәлдики мухбирлири көп һалларда чәтәл телевизорлирини көрүп хәвәр язидикән. Шинхуа мухбирлири йәнә өзлири хитайға достанә дәп қариған дөләт һөкүмәтлириниң елан қилған хәвәрлиригә тайинипла, хәвәр беридикән. Шинхуаниң бермидики шөбиси берма һәрбий һакимийити тарқатқан хәвәрнила берип, һәтта нобел тинчлиқ мукапатиға еришқан берма өктичилириниң рәһбири ансансучи вә башқа сиясий мәһбусларниң паалийәтлирини пәқәтла хәвәр қилмайдикән.
Сәзгүр мәзмунлар - ички пайдилиниш хәвәрлири
Доклатта йәнә шинхуа агентлиқи вә хитай компартийиси мәркизи тәшвиқат министирлиқиниң мунасивити чүшәндүрүлгән. Униңда ейтилишичә, шинхуа агентлиқи компартийә үчүн мулазимәт қилидиған болуп, у икки хил охшаш болмиған хәвәрни чиқириду. Бир хили хәлқләр көридиған, йәнә бир хили партийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири көридиған. Хәлқ пәқәт йүзәки, бурмиланған хәвәрләрнила көрәләйду. Һалбуки һәқиқи хәвәр қиммитигә игә, хәлқ көңүл бөлүдиған сәзгүр мәзмунларни болса, шинхуа агенлиқи ичкий пайдилиниш хәвәрлири шәкли билән пәқәт хитай рәһбәрлик қатлимидикиләрниң оқушиға суниду.
Шинхуаниң түзүлмә вә башқуруш шәкилиму, тәшвиқат министирлиқиниңкидин пәрқләнмәйду. Тәһрирләр комитети, шинхуа агентлиқи парткоминиң әзалиридин тәркиб тапқан болуп, һәр заман шинхуани назарәт вә контрол қилиду. Тәшвиқат министирлиқи йәнә шинхуаниң хәвәр бериш йөлүнүшини бәлгиләп бериду. Униң шинхуа агентлиқиға болған контроллиқи болупму сарс кесили, ирақ уруши вә йеқинқи қуш зукуми тарқалған мәзгилдә алаһидә күчәйтилгән.
Мәхпийәтликни ашкарилиған мухбир еғир җазалиниду
Доклатта йәнә, "ички пайдилиниш һөҗҗәтлири" дәп мәхпий тутулған хәвәрләрни ашкарилиған мухбирлар " сатқун" һесаблинип, уларниң сүрити, исим -фамилиси вә қилмишлири идариниң кириш еғизидики елан тахтисиға чиқирилидиғанлиқи, бәзилириниң болса қолға елинип еғир җазалинидиғанлиқи көрситилгән.
Доклатниң мисалға елишичә, шинхуа агентлиқи дөләт ичи сиясәт бөлүминиң мухбири ву шишин дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән әйиблинип, 1993 - йили муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Униң хитайниң нәзиридики җинайити, җяң земинниң хитай компартийисиниң 14 - қурултайда сөзләйдиған нутуқиниң тезисидин бир парчини хоңкоңдики бир гезиткә әвәтип бәргән икән.
Доклатта көрситилишичә, шинхуа агентлиқи чәтәлгә елан қилидиған ингилизчә хәвәрлиридә, өзини худди чәтәл мәтбуатлири билән бир қәдәмдә кетиватқандәк қилип көрситишкә урунидикән. 2004 - Йили 11 - айда шинхуа агентлиқи ингилизчә хәвиридә, хитайлар билән туңганлар оттурисида йүз бәргән тоқунушни хәвәр қилған. Һалбуки хитай тилидики хәвиридә болса бу хәвәр елан қилинмиған.
Һәқиқәтни сөзләшму яки партийини мәдһийләшму?
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати йәнә шинхуа агентлиқиниң асаслиқ ахбаратчилиқ принсиплириға хилаплиқ қилидиғанлиқини әйиблиди. Уларниң билдүрүшичә, ахбарат орунлири әсли хәвәрниң һәқиқи вә адиллиқиға капаләтлик қилишқа тиришиду. Әмма шинхуа агентлиқи өзиниң, хитай компартийисиниң йитәкчиликидә 70 йилдин буян қолға кәлтүргән нәтиҗисиниң һәқиқи хәвәрләрни тарқитиш әмәс, бәлки актиплиқ билән марксизм идийисини тәрғип қилиш икәнликини җакарлиған.
Шинхуа агентлиқи бу йил өктәбирдә қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянатнамисидә, өзини "хәлқ аммисиниң бүйүк нәтиҗилирини мәдһийиләп сотсиялизимчә җуңгониң гүзәл образини яритишта муһим төһпә қошти" дәп билдүргән.
Ирақ уруши һәққидики хәвәрләрниң мәнбәси
Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң йәнә билдүрүшичә, иккинчи қетимлиқ ирақ уруши мәзгилидә, шинхуа агентлиқи, хәлқара ахбарат агентлиқиниң хәвирини әмәс, бәлки ирақ һөкүмити ахбарат министириниң хәвирини өзлириниң хәвәр мәнбәси қилған.
Доклатта көрситилишичә, шинхуаниң хәвәрлириниң 80% и иҗабий мәзмунларда болуп, көп қисим хәвәрләр хитай рәһбәрлириниң паалийәтлирини мәзмун қилған . Шинхуа агентлиқи хәвиридә тәнқидий мәзмунларниң азлиқи, униң хәвәрни бир тәрәп қилиш усулини чүшәндүрүп беридикән.
Шинхуа хәлқара мәсилиләрни хәвәр қилғанда, дунядики әң қәбиһ бир қанчә һакимийәтләрниң баянатчисиға айланған. Мәсилән: бирму хитай мухбири садам һөсәйинни диктатор дәп атимиған. Буниң әксичә, америка башчилиқидики бирләшмә армийини болса шинхуа агентлиқи "бесивалғучилар" дәп көрсәткән. Берма, судан вә пакистандики һәрбий мустәбит һакимдарларму шинхуаниң қоллап хәвәр беришигә муйәссәр болған.
Доклатниң ахирида, шинхуа агентлиқида хизмәт қилған, 4 - июн тйәнәнмин вәқәсидин кейин ғәзәплинип хизмитидин истипа бәргән мухбир вуниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, хитай компартийисиниң 50 йилдин буянқи контроллиқи һечқандақ өзгәрмигән.
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ахирида, хитай һөкүмити ахбарат ислаһати елип бериш һәққидә җиддий ойлиниши керәкликини билдүрди һәмдә хәлқара җәмийәтниң, болупму хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиңни ахбаратқа болған контроллуқни бикар қилиш һәққидә агаһландуруш мәсулийити барлиқини көрсәтти.
Мәзкур доклат елан қилинғандин кийин, хитайниң вашингтондики әлчихана даирилири бу доклатқа баһа беришни рәт қилди. Шинхуа агентлиқиниң бейҗиңдики баш штабиму бу доклат һәққидә позитсийә билдүрмиди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоңда мәтбуат вә йиғилиш әркинлики чәкләнмәктә
- Хитай һөкүмити ахбарат саһәсигә қаратқан контроллуқни йәниму күчәйтти
- Хитайда интернет ишлитишниң хәвпи барғансери ашмақта
- "Мухбирларни тәқдирләш бәлгилимиси" ниң мәқсиди немә?
- Хәлқарадики тәшкилатлар ахбарат әркинлики мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәктә
- 700 Дин ошуқ хоңкоңлуқ ахбарат әркинликиниң боғулушиға қарши намайиш қилди