Ваң лечүән: шинҗаңда мәсилә түгимәйду


2008.02.20

Wanglechuan-150.jpg
Ваң лечуән, 5 - феврал һарписида, шәрқи түркистан бөлгүнчилири тоғрисида доклат бәргән. Source: www.xj.chinanews.com.cn

Уйғур аптоном районлуқ партком секритари ваң лечүән, бу йил 18 ‏ - феврал күни хоңкоңдики сумруғ телевизийә истансиниң зияритини қобул қилған, у зияритидә 1990 ‏ - йиллардин буянқи шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикәтлири һәққидә мәлумат бәргән. У мәлуматида, шунчә қаттиқ бастуруш елип берипму "шинҗаң" мәсилисини түгитәлмигәнликини етирап қилған.

Ваң лечүән: 5 - феврал вәқәси "чәтәлдики бөлгүнчи күчләрниң қутритиши билән келип чиққан һәрикәт"

Ваң лечүән, шәрқи түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң 1990 ‏ - йилдин башлап әвҗ алғанлиқини болупму, 1995 ‏ - вә 1997 ‏ - йиллири арисида пәллигә чиққанлиқини билдүргән. У афғанистанниң совит иттипақи үстидин ғәлибә қилиши вә совет иттипақиниң парчилинишини уйғур елидики миллий мустәқиллиқ һәрикәтлириниң күчлинишигә қутратқулуқ рол ойнап қалди дәп көрсәткән. Ваң лечүән 5 ‏ - феврал вәқәсини "чәтәлдики бөлгүнчи күчләрниң қутритиши билән келип чиққан һәрикәт" дәп әйибләп мундақ дегән: " у күни улар ашкара намайиш қилди, һөкүмәткә ашкара қарши турди." Ваң лечуән бу сөзи арқилиқ хитайда намайиш өткүзүшниң қанунсиз һәрикәт дәп қарилидиғанлиқини ашкарилиған.

5 ‏ - Феврал намайишниң алдидики иҗтимаий вәзийәт һәққидә һеч тохталмиған ваң лечүән намайишчиларниң һөкүмәт идарә - җәмийәт ишханилирини уруп - чаққанлиқи вә хитай пуқралирини өлтүргәнлики, бу сәвәбтин буларниң бәзилиригә өлүм җазаси бәргәнликини билдүргән, мухбир чәтәл радиолирида хәвәр қилинған ‏5 ‏ - феврал вәқәси һәққидики ечинишлиқ вәқәләрни тилға алғанда, ваң лечуән рәт қилип мундақ дегән: "у күни сақчилиримиз җинайәтчиләрни сот мәйданидин түрмигә қайтуруп әкиливатқан. Бөлгүнчиләр, җинайәтчиләрни түрмә машинисидин елип қечиш үчүн вилсипитләр билән тәйярлинип турған икән, улар түрмә машинисиға йопурулуп келишти, машиниға 3 метирчә йеқинлап қалғанда, сақчимиз улардин бирини етип өлтүрди."

Әслидә бу вәқәни шаһидлар, мәһбуслар билән видалишиш үчүн түрмә машиниси тәрәпкә қарап маңған кишиләр сақчилар тәрипидин оққа тутулди дәп баян қилған иди.

Ваң лечүән: " шәрқи түркистанчиларниң биринчи номурлуқ дүшмини мән "

Мухбир, шәрқи түркистанчиларниң қолида қара тизимлик бар дәп аңлидуқ дәп сориғинида, ваң лечүән " шундақ биринчи номурлуқ дүшмини мән " дәп җаваб бәргән вә дөләт бихәтәрлик идарисиниң тәминлиши билән бу тизимликни көргәнликини билдүргән вә бу һәқтә мундақ дегән: " әслидә тизимликкә язмисиму, мән уларниң көзигә қадалған миқ икәнликимни биләттим, шуңа тизимликкә чүшкинимгә һәйран қалмидим. Әгәр тизимликтә болмиған болсам һәйран қалаттим, чүнки сәпниң алдида һәрикәт қиливатқан мән."

BasturulghanUyghurlar1-200.jpg
"Бу сүрәт, уйғур елидики хитай салдатлириниң уйғурларни бастуруватқан көрүнүши, хитай язғучиси ваң лишоңниң "мениң ғәрби диярим, сениң шәрқи түркистаниң" дегән китабида берилгән болуп, язғучи сүрәтни бир уйғурдин алған икән. Бу сүрәтниң қандақ әһвал астида тартилғанлиқи, кимниң, қайси вақитта, нимә арқа көрүнүштә тартқанлиқини җәзимләш қийин болуп, буни пәқәт, бурун шинҗаңда йүз бәргән бир һәқиқи әһвал дәп чүшәндүрүш мумкин." 王力雄:"我的西域,你的东土" http://woeser.middle-way.net/?action=show &id =264

Ваң лечүән бу сөзлири арқилиқ, мәркизи һөкүмәткә өзиниң төһписини доклат қиливатқан болса керәк, әмма өз бастуруш һәрикитиниң җавабкарлиқидин әндишә қилидиғанлиқиниму төвәндики сөзлири арқилиқ иқрар қилған: " тизимликкә киргинимдин қорқмидим, әмма шундақтиму һушярлиқимни өстүрдүм, мудапиәлинишни күчәйттим, чүнки җанни әрзимәс йәрләрдә қурбан қиливетишкә болмайду‏ - дә."

Ваң лечүән: " барғансери қаттиқ қол болуватимиз "

"Раст гәпни қилсам, - дәйду ‏ ваң лечүән, ‏ - 1995 ‏ - йилиғичә, мәсилини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә мениңму калламда сан йоқ иди, мәркәз 1996 ‏ - йили 7 ‏ - номурлуқ һөҗҗәтни чүшүргәндин кейин, ишниң йолини үгәндуқ. Бурун мәсилә көрүлгәндин кейин һәл қилип кәлгән болсақ, кейин мәсилә көрүлүштин аввал бир тәрәп қилидиған болдуқ: бурун дүшмән баш көтүргәндә йоқатқан болсақ, әмдиликтә, дүшмән баш көтүрүштин аввал қезип ачиқип зәрбә берип уҗуқтуриватимиз ."

Ваң лечүән юқириқи сөзлири арқилиқ уйғур елидики қаттиқ бастуруш һәрикитиниң җавабкарлиқини мәркәзгә йүкләватамду вә яки төһпини мәркәзниң қилиш арқилиқ юқириға хошамәт қиливатамду? ваң лечүәнниң сумруғ телевизийисидә қилған техиму муһим бир сөзи мундақ: барғансери қаттиқ қол болуватимиз, барғансери заманивий вастилар билән бастуруватимиз, әмма шинҗаңда мәсилә түгидиму дәп сорисиңиз , буниңға түгиди дәп җаваб берәлмәймән; әгәр қачан түгәйду дәп сорисиңиз буниңға техиму җаваб берәлмәймән."

Ваң лечүән: " шинҗаңда мәсилә түгимәйду "

Тарихчи ерпан тохтийопниң йеңи һаят гезитидә елан қилинған бир мақалисидә дейилишичә, зозуңтаң, 1870 ‏ - йиллардики бастуруш һәрикәтлиридин кейин, мәркәзгә йоллиған хетидә" йәрлик хәлқниң ичидә қолиға қорал алғудәк җасарити бар кишини тирик қоймудум, бу милләт қайта исян көтүрмәйду " дәп доклат йоллиған.

Абдуреһим откүрниң из романида дейилишичә, яң зеңшин "шинҗаң һәр 3 йилда бир топилаң, 10 йилда бир қозғилаң болуп туридиған җай дәп " хуласә чиқарған, 1950 ‏ - йилларға кәлгәндә ваң җен: шинҗаңда әксийәтчиләр кала түкидинму коп икәнликидин шикайәт қилған, 1990 ‏ - йилиға кәлгәндә ваң енмав: шинҗаңға асасий хәвп мәмликәт ичи - сиртидики бөлгүнчиләрдин келиду дәп агаһландурған, хитай әмәлдарлириниң юқириқи һәр бир җүмлиси һәр бир дәврниң вә тарихниң хуласиси болуп, бу хуласиләр зәнҗиригә ваң лечүән йеңи бир һалқа қатти: у болсиму ": шинҗаңда мәсилә түгимәйду." (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.