Хитай һөкүмити әрәб бирләшмә хәлипилики билән җинайи ишлар тоғрисида келишим имзалиди


2007.05.29

2007- Йили 27- май күни әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу даби шәһиридә, хитай хәлқ җумһурийити билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида җинайи мәсилиләр тоғрилиқ икки тәрәп қанун келишими имзаланди.

Әрәб бирләшмә хәлипилики хитай билән 3 келишим орнатқан

Әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дубәй шәһиридә чиқидиған "күнлүк хәвәрләр" гезитиниң хәвәр қилишичә: келишимгә хитай хәлқ җумһурийити тәрипидин хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қанун ишлири мәсули яң йөчйән, әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин әдлийә министирлиқиниң вәкили абдуреһим ивәзләр риясәтчилик қилди.

Мәзкур гезитниң хәвиригә көрә, абдуреһим ивәз келишимдин кейинки баянатида мундақ деди:" дөлитимиз хитай хәлқ җумһурийити билән икки дөләт оттурисида җинайи мәсилиләр һәққидә қанун тәрәптин һәмкарлишишқа иттипақлашти. Мәлумки, бу дөлитимиз билән хитай хәлқ җумһурийити оттурисида имзаланған үчинчи чоң келишимдур. Мундин бурун икки дөләт оттурисида икки чоң келишим имзаланған иди. Уларниң биринчиси, җинайәтчиләрни тапшуруш тоғрилиқ, иккинчиси сода ишлирида һәмкарлишиш тоғрилиқ иди."

"Әрәб бирләшмә хәлипиликидә ишләйдиған хитай сани 100 миңға йәтти"

Абдуреһим ивәз йәнә мундақ деди: әрәб бирләшмә хәлипилики хитайниң маллирини импорт қилишта оттура шәрқтики биринчи чоң дөләттур. Бу әрәб қолтуқиға җайлашқан дөләтләргә кәлгән хитай маллириниң йүздә атмиш пирсәнтини тәшкил қилиду. Өткән төт йилдин бири хитай дубәйгә мал екиспорт қилишта японниң орнини алди. Хитай дөлити явропа вә асия дөләтлиригә йөткәйдиған барлиқ маллирини пәқәт дубәй арқилиқ йөткәйду. Һазир һазир әрәб бирләшмә хәлипиликидә ишләйдиған хитай вәтәндашлириниң сани йүз миңға йәтти. "

2007- Йили 28- май күни әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дөләт телевизориға баянат бәргән обзорчи муһәммәд сами әпәнди мундақ дәп сөзлиди:" әрәб бирләшмә хәлипиликигә хитай хәлқ җумһурийитидин келидиғанлар хитайниң охшашмиған өлкә вә шәһәрлиридин келиду. Уларниң асаслиқи 30 яшниң астидики хитай яшлири болуп, улар аз вақит ичидә көп пул тепиш, яхши һаят кәчүрүш нийити билән кәлгән муһаҗирлардур. Һазир әрәб бирләшмә хәлипиликидә хитай хәлқ җумһурийитиниң бир миңдин көпрәк сода ширкити ишлимәктә. Икки дөләт оттурисидики сода көлими 2006- йили 14 милярд 206 милйонға йәткән иди. Һазир униңдинму ашмақта. "

У йәнә мундақ деди: "хитай хәлқ җумһурийити билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида дипломатийә алақиси бағланған йигирмә йилдин көпрәк вақит ичидә хитай дөлити интайин чоң иқтисадий нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болди. Буниңдин ташқири әрәб бирләшмә хәлипилики тәвәсидә ишләйдиған йүз миңдин көпрәк хитай муһаҗирлириниң йүздә атмиш пирсәнти дубәйдә ишләйду. Улар бинакарлиқ, содигәрлик, деңиз арқилиқ мал тошуш қатарлиқ ишлар билән шуғулланмақта. Хитайларниң әрәб бирләшмә хәлипиликидәк кичик бир дөләткә бундақ кәң көләмлик аққун қилиши кишини әндишигә салмай қалмайду. Һазир хитайлар бу мәмликәттә һиндилар билән филиппинликләрдин қалса көп санлиқни игиләйдиған болуп қалди."

Әрәб бирләшмә хәлипиликидә чиқидиған"әрәб қолтуқи дөләтлири хәвәрлири"гезитиниң 28- май санида елан қилинған бир мақалидә ейтилишичә, хитай хәлқ җумһурийитиниң әрәб бирләшмә хәлипилики билән болған дипломатийә алақиси 1984- йили башланған болуп, 1985- йили икки дөләт оттурисида иқтисад вә пән - техника ишлирида һәмкарлишиш һәққидә тунҗи келишим имзаланған икән.

Шундин бери икки дөләт оттурисида көплигән келишим вә иттипақлар түзүлүп кәлгән. Буларниң мәшһурлири 1993- йили қурулған иқтисадий һәмкарлиқ комитети билән 1990- йили имзаланған авиатсийә келишимидур. 2005- Йилидин етибарән хитай хәлқ җумһурийити әрәб бирләшмә хәлипиликидин нефит сетивелишни башлиған. (Өмәрҗан тохти)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.