Хитай-африқа муһакимиси вә ху җинтав ипадилигән сиясий бурулуш
2006.11.06
"Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, бейҗиңда 11 - айниң 3 - күни хитай -африқа муһакимиси вә хитай - африқа дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши башлинип 6 - ноябир күни аяғлашқан. Бу паалийәт аяғлишиш алдида ху җинтав җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләрниң президентлири билән айрим -айрим һалда учришип истратегийилик һәмкарлиқ орнитипла қалмастин, бәлки өзи билән пикир ихтилапи болған бенин, таго, еритирийә, зимбабуви, вә нигирийләрдики өктичиләр биләнму айрим-айрим көрүшүп, өз - ара зор пайда йәткүзидиған келишимләрни түзгән. Хитайда өткүзүлгән хитай-африқа муһакимиси вә хитай -африқа дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши һәққидә, бейҗиң университетиниң чәтәлләрниң иқтисадий нәзирийисини тәтқиқ қилиш мәркизидики профессор шя йелияң әпәнди билән америка шәрқ-ғәрб университетиниң сиясийшунас профессори яң лийү әпәнди әркин асия радиосида обзор елан қилди.
Ху җинтав бу қетимқи йиғин арқилиқ чоң бурулуш ясиди
Америка шәрқ-ғәрб университетиниң сиясийшунас профессори яң лийү әпәндиниң мулаһизә қилишичә, бурун мав зедуң африқа дөләтлирини "үчинчи дуня" дәп атап, "уларға ярдәм бериш" дегәнни көп тәкитлигән, җу инләйму африқа дөләтлирини уда 6 қетим зиярәт қилип алақә бағлашқа тиришқан болса, дең һоқуқ тутқандин кейин, у америка, яврупа дөләтлиригә көп әһмийәт бәрди, әмма африқа дөләтлиригә көңүл бөлмиди. Һазир ху җинтав бу қетимқи йиғин арқилиқ чоң бурулуш ясиди, африқа дөләтлиригә интайин көңүл бөлүшкә башлиди. Бу бир чоң бурулуш . Профессор яңниң мулаһизә қилишичә, хитайдики бу қетимқи чоң бурулуш асасән, биринчидин, хитайниң байлиқ мәнбәлиригә болған еһтияҗи, африқида мол нефит, төмүр, мис бәдән байлиқлири бар. Иккинчидин, хитайниң истратегийә еһтияҗи. Хитай дуняда бир чоң дөләт болмақчи. Африқида 50 нәччә дөләт бар, җәнубий африқа, мисир қатарлиқ хәлқарада тәсири күчлүк дөләтләргә бипәрвалиқ қилса болмайду. Хитай улар билән йеқинлишишта, америкиға тақабил турушни мәқсәт қилиду, әлвәттә. Үчинчидин, тәйвән мәсилиси. Тәйвән билән дипломатик мунасивити бар 24 дөләтниң 9 и африқида, хитай һазир тәйвәнни қоллайдиған дөләтләрни хитайни қоллайдиған қиливалмақчи.
Буниңда хитайниң техиму көп әһмийәт бериватқини сиясий мәқсәт
Бейҗиң университетиниң чәтәлләрниң иқтисадий нәзирийисини тәтқиқ қилиш мәркизидики профессор шя йелияң әпәндиниң мулаһизә қилишичә, африқида 50 нәччә дөләт бар, бу қетимқи хитай-африқа муһакимисигә 48и кәлди. Йиғинда хитай тәрәп африқа дөләтлиридин 10 милярд америка доллиридин артуқ қәрзни елип ташлиғанлиқини җакарлиди. Әмма хитайниң дөләт пуқралири буниңға "нам -абруй үчүн хәлқниң пулини бикарға беривәтти" дәп қарши туруватиду. Буниңда хитайниң техиму көп әһмийәт бериватқини сиясий мәсилә. Африқида нигерийә бир муһим дөләт, хитай әмди униңға төмүр йол ясап бериш арқилиқ, униң хитайға болған көз қаришини өзгәртип, өзигә беқинди қиливалмақчи.
Хитай африқа дөләтлиридики кишилик һоқуқ мәсилилири билән кари йоқ
Америка шәрқ-ғәрб университетиниң сиясийшунас профессори яң лийү әпәндиниң мулаһизә қилишичә, хитай билән африқиниң сода мунасивити аран 25 милярд америка доллирилиқ сода, бу сан гәрчә америка, яврупалар билән африқа оттурисидики сода мунасивитигә селиштурғанда наһайити көп йирақта турсиму, әмма хитай көпинчә һалда африқидики 800 милйон нопусқа вә уларниң игиликидики мол байлиқ мәнбәлиригә көз тикмәктә. Хитай бу мәқсәт үчүн африқа дөләтлириниң америка билән явропаниң әркинлик, демократийә, дөләтни қанун билән идарә қилиш дегән сияситини анчә халап кәтмәйдиғанлиқидин пайдиланған. Чүнки хитайниң улардики кишилик һоқуқ мәсилилири билән кари йоқ. Бәлки улар билән аң -пикир җәһәттә бир.
Хитайниң өзини дуняда чоң дөләт қилип тикләш арзусиму йоқ әмәс
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәһәммәт тохти әпәндиниң қаришичә, хитай - африқа мунасивитидики бу чоң өзгиришни хитай әң бурун африқа дөләтлиридин өзини б д т да етирап қилдуруш үчүн пайдиланған иди. Һазир көпинчә һалда тәйвәнни йетим қалдуруш үчүн африқидин пайдилиниватиду. Әң ахирқи һесабта йәнила америкиға тақабил турушни мәқсәт қилиду, хитайниң өзини дуняда чоң дөләт қилип тикләш арзусиму йоқ әмәс, униң әмәлгә ешиш яки ашмаслиқи башқа гәп. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайни африқида "иҗабий рол" ойнашқа чақирди
- Дуня банкиси африқа дөләтлиригә қәрз бериш мәсилисидә хитайниң банкилирини әйиблиди
- Америка хитайни суданға бесим ишлитишкә чақирди
- Замбийә президент кандидатиниң қилған сөзи хитайниң африқа стратегийисидә җиддий өзгүрүш пәйда қилмақта
- Хитай җәнубий африқиға екиспорт қилидиған тоқумичилиқ мәһсулатлирини қисқартидиғанлиқини билдүрди
- Вен җябав җәнубий африқини зиярәт қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: җуңго дунядики әң мәсулийәтсиз қорал- ярақ експорт қилғучи