Хитай - африқа мунасивәтлири явропалиқларни биарам қилмақта
2006.11.17
Ғәрб дөләтлиридики нурғун мутәхәссисләр узундин бери, хитайниң африқидики паалийәтлиригә диққәт қилип, уни йеқиндин көзитип келивататти. Хитай һөкүмитиниң йеқинда бейҗиңда 48 африқа дөлитиниң рәһбәрлири билән өткүзгән алий дәриҗилик учришиши вә бу учришиш җәрянида хитай билән африқа дөләтлири оттурисида имзаланған 2 милярд долларлиқ иқтисадий келишим һәмдә хитай дөләт рәиси ху җинтавниң мәзкур алий дәриҗилик учришишта, хитай һөкүмитиниң африқа дөләтлирини 5 милярд долларлиқ төвән өсүмлүк қәрз билән тәминләйдиғанлиқини шундақла хитай ширкәтлирини африқа дөләтлиригә мәбләғ селишқа үндәш үчүн бәш милярд долларлиқ бир фонд қуридиғанлиқини җакарлиши, ғәрб дөләт рәһбәрлириниң вә мутәхәсссилириниң диққитиниң техиму көп хитай - африқа мунасивәтлиригә қаритилишиға сәвәб болди.
Хитайниң африқидики тәсири
явропа дөләтлири ичидә африқа қитәсидә әң көп тәсиргә игә болған, болупму, франсийидики сиясәтчиләр вә сиясий мулаһизичиләр, бир нәччә айдин бери хитайниң африқа дөләтлиридә күнсери күчийиватқан тәсиригә диққәт қилиш керәкликини тәкитләп кәлмәктә.
январ ейида франсийилик сиясий мулаһизичи җен пийәр токой ли монд гезитидә узун бир мақалә елан қилип, хитайниң африқидики кеңәймичилик сиясити үстидә тохталған иди.
Хитай һөкүмитиниң африқидики иқтисадий вә сиясий паалийәтлирини йеқиндин көзитиватқан франсийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған мәлуматларға қариғанда, 2000- йилидин бери хитай билән африқа дөләтлири арисидики тиҗарәт һәҗми бәш һәссә көпәйгән болуп 2008- йили 50 милярд долларға йетиши мумкин икән. Шундақла 800 әтрапида хитай ширкити һазирғичә 43 африқа дөлитигә 5 милярд 500 милйон доллар мәбләғ салған. Бу хитайни америка вә франсийидин кейин африқа дөләтлириниң әң чоң тиҗари ширикигә айландурған.
Җеин пийәр токойниң мақалисидә билдүрүшичә, бүгүн хитай қурулуш ишчилирини пүтүн африқа дөләтлиридә учритиш мумкин икән.
Хитай һөкүмити, африқа дөләтлири билән иқтисадий җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтиш билән бирликтә, сиясий мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруп, һәтта иқтисадий җәһәттики тәсиридин пайдилинип бәзи дөләтләрниң ички ишлриғиму арилишишқа башлиған.
Хитай африқиға мәбләғ селишта кишилик һоқуқни көздә тутмиған
Германийидики хәлқара бихәтәрлик институтиниң африқа мутәхәссиси деинс тул, хитай һөкүмитиниң африқа дөләтлиридики тәсир даирисиниң күчийишигә асаслиқи, хитай һөкүмитиниң африқа дөләтлирини һәтта судан вә зимбабуви қатарлиқ дуня бойичә кишилик һоқуқни әң көп дәпсәндә қиливатқан дөләтләрниму шәртсиз қәрз билән тәминлишиниң сәвәб болуватқанлиқини билдүрмәктә.
Униң ейтишичә, африқа дөләт рәһбәрлири хитай рәһбәрлириниң ғәрбтики кәсипдашлириға охшаш, кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қоймиғанлиқидин наһайитиму хурсән. Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хитайниң африқа дөләтлири билән болған мунасивәтлиридә кишилик һоқуқ, демократийә қатарлиқ уқумларниң һечқандақ әһмийити болмиғанлиқи үчүн, диктаторилиқ билән идарә қилиниватқан көплигән африқа дөләтлириниң рәһбәрлири, хитай һөкүмитиниң африқида өзиниң иқтисадий вә сиясий тәсирини күчәйтиш һәрикитини қизғинлиқ билән қарши алмақта.
Африқида хитай билән әң йеқин мунасивәтләргә игә рәһбәрләрниң бери, дөлитидә ирқий кәмситиш сиясити елип бериватқанлиқи үчүн дуня җамаәтчиликиниң қаттиқ тәнқидигә учраватқан зимбабувиниң президенти робәрт мугабидур. Бейҗиң һөкүмитиниң африқа дөләтлиридики әң муһим иттипақдашлиридин бери судан болуп, бу дөләт хәлқара җамаәт тәрипидин дарфур районида қирғинчилиқ елип берилишиға рухсәт бериватиду дәп әйибләнмәктә.
Демәк, хитайниң африқидики тәсириниң күчийишидә, хитай һөкүмитиниң африқидики әң қанлиқ һакимийәтләрниму шәртсиз қәрз билән тәминләп, уларни қоллап- қуввәтлиши, инсанлиққа қарши җинайәт ишлигән дәп дуня җамаәтчилики тәрипидин қаттиқ тәнқид қилинған вә чәткә қеқилған һакимийәтләрни бағриға бесиши муһим рол ойнимақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай-африқа муһакимиси вә ху җинтав ипадилигән сиясий бурулуш
- Америка хитайни африқида "иҗабий рол" ойнашқа чақирди
- Дуня банкиси африқа дөләтлиригә қәрз бериш мәсилисидә хитайниң банкилирини әйиблиди
- Америка хитайни суданға бесим ишлитишкә чақирди
- Замбийә президент кандидатиниң қилған сөзи хитайниң африқа стратегийисидә җиддий өзгүрүш пәйда қилмақта
- Хитай җәнубий африқиға екиспорт қилидиған тоқумичилиқ мәһсулатлирини қисқартидиғанлиқини билдүрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: җуңго дунядики әң мәсулийәтсиз қорал- ярақ експорт қилғучи
- Хитай б д т қисимлирини дарфур райониға әвәтиш мәсилисидә назлиниватиду