Хитайниң африқа сиясити


2007.01.10

15‏- Әсирдә башланған классик мустәмликичиликтә асасән чәтәл ишғалчи күчлири узақтики дөләтләрни ишғал қилип, уларниң ташқи сиясити вә иқтисадиниң контроллуқини қорал күчи билән өз қоллириға алатти һәмдә бу дөләтләрниң тәбий байлиқлирини талан ‏- тараҗ қилатти.

яврупа дөләтлириниң африқа вә асия қитәлиридә елип барған сияситини асасән классик мустәмликичилик дәп тәрипләш мумкин. Иккинчи дуня урушидин кейин асия вә африқа қитәлиридә мустәмликичиликкә қарши башланған һәрикәтләр, классик мустәмликичиликниң йәр йүзидин йоқилип, йеңи бир мустәмликичилик шәклиниң оттуриға чиқишиға сәвәб болди. Ғәрб дөләтлири африқа вә асия дөләтлиридә мәбләғ селиш вә илғар техник қораллирини ишлитиш арқилиқ мәзкур қитәләрдики йеңи мустәмликичи күчләргә айланди.

Африқа қитәсидики йеңи мустәмликичи

Йеңи мустәмликичилик дәп аталған бу мустәмликичилик шәкли, маһийәт җәһәттин кона мустәмликичилик билән охшаш болуп, пәқәтла чәт дөләтләрни ишғал қилиш шәртини өз ичигә алмайду. Шуниң үчүнму африқа вә асия қитәсидики нурғун дөләтләр шәкил җәһәттин болсиму, өзлириниң мустәқилиқини қоғдап кәлмәктә.

Йеңи мустәмликичиликтә, мустәмликичи күчләр аҗиз дөләтләрниң иқтсадий мәнбәлириниң, сиясий түзүминиң контроллуқини өз қоллириға елип, уларниң тәбий мәнбәлирини икспилататсийә қилиду.

Ғәрбтики нурғун сиясәтчиләр вә сиясий мулаһизичиләр он йил бурун африқа дөләтлириниң сияситидә һечқандақ ролға игә болмиған хитайниң, нөвәттә африқа дөләтлиригә мәбләғ селиш, бу дөләтләрни хитайда ишләпчиқирилған таварларни сатидиған базарға айландурувилиш, уларниң тәбиий байлиқлирини булаң-талаш қилиш вә ишчиларни халиғанчә икспилататсийә қилиш, африқа хәлқиниң демократийә вә кишилик һоқуқ тәләплирини әмәлгә ашурушиға тосқунлуқ қилиш арқилиқ африқа қитәсидики йеңи мустәмликичи күчгә айланғанлиқини билдүрмәктә.

Уларниң ейтишичә, гәрчә хитай һөкүмити бирәр африқа дөлитини ишғал қилип, бу дөләтләрдә һәрбий база турғузмиған болсиму, африқидики өз хәлқини қаттиқ қол сиясәт билән башқуруватқан дөләтләргә мәбләғ селиш, уларниң һәрқандақ сияситини қоллаш арқилиқ тәбий байлиқилирини ишлитиш һоқуқини қолға кәлтүрүп, өзиниң африқидики йеңи мустәмликичи күч икәнликини испатлимақта.

Хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә көз юмуши униңға қолайлиқ яратқан

Җашива айзинмән вә җашива курлантсикниң хитайниң африқа сиясити намлиқ мақалисидә билдүрүшичә, хитайниң африқа дөләтлиридә сиясий вә иқтисадий нопузини бундақ тез тиклишидә униң болупму башқа дөләрләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ тоғрисидики баянатлири муһим рол ойниған. Ғәрб дөләтлириниң мәбләғ селиш вә иқтисадий ярдәм мәсилисини демократик ислаһат вә кишилик һоқуққа һүрмәт қилиш шәртигә бағлиғанлиқи, африқидики диктатор һакимийәтләрниң өзлирини хитайниң қойниға етип, өз дөләтлиридә хитайға һәрҗәһәттин қолайлиқ яритип беришигә сәвәб болған.

Негерийә, судан вә ангола қатарлиқ дүләтләрниң нефит мәнбәлирини хитай ширкәтлиригә кәң ичивитиши һәмдә зимбабуви вә замбийә қатарлиқ дөләтләрниң телефон алақә сиистемисини хитай ширкәтлиригә тапшуруши, хитайниң һөкүмитиниң мушу сиястиниң бир нәтиҗисдур.

Лекин бәзи мутәхәсссиләрниң ейтишичә, африқа дөләтлиридики бәзи рәһбәрләрниң хитайни қарши алғанлиқи, бу қитәдики адди пуқраларму хитайни қарши алиду, дегәнлик әмәс әлвәттә. Шуниң үчүн гәрчә хитай нөвәттә африқидики тәсирини күнсери күчәйтиватқандәк көрүнсиму, әмма хитайниң африқидики диктатор һакимийәтләрни шәртисз қоллиши узун муддәттә бейҗиң үчүн наһайити зиянлиқ нәтиҗиләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.