Хитайлар африқиниң байлиқлирини сүмүрмәктә


2008.02.28

Лондонда чиқидиған" оттура шәрқ" гезитиниң 2008- йили 28 - феврал күнидики санида "хитайлар африқиниң байлиқлирини сүмүрмәктә"дегән темида бир парчә мақалә елан қилинған болуп, мундақ дәп йезилған: "африқа дөләтлири мустәмликидин қутулуп, өзлириниң һәқ - һоқуқлирини қолиға алған вә көплигән еғир синақларни баштин кәчүргәндин кейин, өзлириниң ички урушлириға хатимә берип, сиясий вә иҗтимаий җәһәтләрдин муқимлиққа игә болған мушу вақитларда, көплигән дөләтләр африқиниң байлиқлирини талишип, африқа дөләтлиригә ширкәтлирини елип кириштә бәсләшмәктә. Буларниң алдида хитайлар туриду."

Африқиниң байлиқи наһайити мол

Африқа дөләтлири әзәлдин көп миқдарда нефит, уран, вә запас көмүр байлиқлириға игә болуп, бу байлиқлар һәммә дөләт еришишкә тиришидиған алдинқи қатардики еһтияҗлиқ маддилардур. Хусусән, чоң дөләтләрдә нефит записи күндин күнгә азлап кетиватқан, нефит баһаси өсүватқан вә урандәк байлиқларни қолға чүшүрүш асанға тохтимайдиған бу вәзийәттә, дуняниң көзи африқиға тикилгән десәкму ашуруватқан болмаймиз. Африқа дөләтлири ичидә чоң дөләтләрни өзигә әң зор җәлп қиливатқан район суданниң дарфур вилайитидур.

Дарфур әң көп нефит записиға игә бир район болуп, явропа дөләтлири бу районниң кризисини һәл қилишқа тиришиватқан бу пәйттә хитайлар бу районниң нефит записиға көз тиккән. явропа дөләтлири африқа дөләтлирини илгири мустәмликә қилғанлиқи мунасивити билән бу дөләтләрниң мәсилисигә көңүл бөлиду. Әмма хитайларниң бу районлардики байлиқларни кәшип қилиши түнүгүнки иш. Әһвал шундақ турупму африқидики хитай ширкәтлириниң сани күндин - күнгә ешип бармақта."

Хитайлар пакистанлиқлар билән һиндистанлиқларниң ненини талашмақта

Мақалидә йәнә мундақ дәң йезилған: "африқиниң нигерийә, бенин, того вә гана қатарлиқ дөләтлириниң тоқумичилиқ ишлирини һиндистанлиқлар билән пакистанлиқлар бурунла қолиға еливалған болуп, башқа дөләтләр арилашмиған иди.

Әмди йеқинда хитайлар ойғунуп бу дөләтләргә қол узартишқа киришмәктә. Һазир хитай ширкәтлири бу районларда иш елип беришқа башлиди. Йеқин пурсәт ичидә хитайларниң бу дөләтләрдики пакистанлиқлар билән һиндистанлиқларниң орниға дәссиши муқәррәр."

Хитайларниң һийлиси

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:" хитай дөлити африқа байлиқлириға игә болуш вә бу дөләтләрниң һәр хил типтики санаәт вә пән - техникилирини қолиға елиш үчүн алди билән африқа дөләтлири билән көплигән келишимләрни вә иттипақларни түзүвалди.

Шуниң билән африқа дөләтлиригә хитай ширкәтлири бир- бирләп киришкә башлиди. Хитайлар африқиға киргәндин кейин, америка қошма штатлири вә франсийә билән риқабәтлишишкә башлиди. Һазир нигерийиниң уран байлиқини бу үч дөләт бар күчи билән талашмақта."

Хитайлар анголани мустәмликә қилғанму?

Дубәйниң "әл әрәбийә" телевизийә қанилида 2008- йили 27- феврал күни елип берилған иқтисадшунаслар сөһбитидә, кувейтлиқ бир иқтисадшунас мундақ деди: " һазирқи күнләрдә ангула дөлитини зиярәт қилған һәр қандақ адәм бу дөләт хитайниң мустәмликиси астида охшайду, дәп қалиду. Анголаниң пайтәхти вә башқа чоң шәһәрлириниң һәммиси дегүдәк хитайлар билән толуп кәткән. Бинакарлар һәммиси асасән хитайлардин болуп, пүтүн шәһәр қурулушлириниң һәммини хитай ширкәтлири еливалған. Мундин башқа анголадәк күнигә бир милйон 700 миң тоң нефит чиқиридиған бир дөләттә хитайдәк нефит тәшналиқида дуняни арилап йүрүдиған бир дөләтниң алдинқи орунда туруши әҗәблинәрлик әмәс.

Хитай дөлити анголаға 2004- йилидин башлап қәрз беришкә башлиған болуп, шу йили 11 милярд доллар қәрз бәргән. Йәнә шу йили анголадин елип келидиған нефит көлими 6 милярд долларға йәткән болса, 2005- йили 9 милярдқа йәткән. 2006- Йилидин башлап хитай ангола нефитини елип кетиштә дуняда биринчи дөләт болуп қалди". (Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.