Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди


2007.05.03

John-N-200.jpg
Йиғинда америка қошма штатлири муавин ташқи ишлар министири җон димитри нәгропонте гуваһлиқ бәрди. Capitol Hill in Washington, DC 01 May 2007. AFP PHOTO/Saul LOEB

Сәйшәнбә күни (1 - май) америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң ташқи ишлар комитети йиғин ечип, хитай - америка сияси, иқтисади вә бихәтәрлик мунасивәтлириниң кәлгүси һәққидә гуваһлиқ бәрди.

Йиғин авам палатасиниң ташқи ишлар комитетиниң рәиси том ләнтос әпәндиниң риясәтчиликидә давам әтти. Йиғинда америка қошма штатлири муавин ташқи ишлар министири җон димитри нәгропонте гуваһлиқ берип, америкиниң хитай мунасивәтлиридики сиясий мәвқәсини ипадилиди.

Америка-хитай мунасивитидики 6 нуқта

Нәгропонте, америкиниң хитай мунасивәтлиридики нишанини, шәрқий асияда тинчлиқ вә муқимлиқни сақлаш, енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә муһитни қоғдаш асасида хитайда иқтисадни илгири сүрүш, ядро қораллирини чәкләш, террорлуққа қарши туруш, юқумлуқ кесәлләрниң алдини елиш, хәлқаралиқ инсаний ярдәм йәткүзүш ишлириға инкас қайтурушта иҗабий һәмкарлиқини күчәйтиш, инсан һәқлири вә диний әркинликини илгири сүрүш қатарлиқ 6 нуқтиға йиғинчақлиди.

Америкиниң хитай мунасивәтлиридики нишанини әмәлгә ашуруштики сиясити һәққидә җон нәгропонте : "хитайни хәлқара мунасивәтләрдә мәсулийәтчан вә муқимлаштуруш ролини ойнайдиған дөләт сүпитидә һәрикәт елип беришқа риғбәтләндүрүш " деди.

Әмма у йәнә, бәзи мәсилиләрни икки тәрәп сөһбити арқилиқ һәл қилғили болмайдиғанлиқини һәмдә шундақ мәсилиләрдә америка өз қиммәт қаришини сақлап қалидиғанлиқини ипадилиди.

Нәгропонте, хитайдики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилилири җәһәттә уйғурлар һәққидиму алаһидә тохталған болуп,хитайниң уйғур вә тибәтләрниң диний әркинликини боғуватқанлиқини вә хитай һөкүмити өз пуқралириниң әң әқәллий кишилик һоқуқлириға һөрмәт қилиши керәкликини тәкитләп: "тибәтниң әһвали шуниңдәк шинҗаң өлкисидики уйғур мусулманлар учраватқан муамилә америка үчүн әң муһим кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилиси сүпитидә мәвҗут болуп турмақта" деди.

У хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә тохтилип йәнә, хитайниң чоқум өз пуқралириниң сөзләш, нәшр қилиш, етиқад қилиш вә аилә қуруш, көпийиш җәһәттики әркинлик һоқуқиға һөрмәт қилиши керәкликини оттуриға қойди.

Америка ‏- хитай содиси адил әмәс, америкаға қизил рәқәм елип кәлди

Мәзкур йиғинда йәнә, америка ‏- хитай мунасивәтлиригә җиддийчилик елип келиватқан сода алақисидә мәйданға чиққан тәңпуңсизлиқ оттуриға қоюлған болуп, нәгропонте, хитайниң базар игиликигә өтүшидики кәмтүк җайлири америкиға 235.5 Милярд доллар қизил рәқәм елип кәлгәнликини көрситип өтти.

Мәлум болушичә, хитай америкиға қаритилған експорт миқдарини ашуруш үчүн хитай пулиниң қиммитини 40 пирсәнт төвәнләткән икән. Алдимиздики бир нәччә һәптә ичидә америка авам палат әзалири хитай пулиниң қиммити мәсилисигә қарита қанун лайиһәси мақуллаш пиланини түзгән.

Ваһаләнки, чаршәнбә күни вашингтонда өткүзүлгән америка- хитай сода мунасивәтлири муһакимә йиғинида, америка сода министири һенри паулсон мушу айниң ахирида хитай билән елип баридиған сода вә пул- муамилә сөһбитиниң күткәндәк бөсүш характерлик нәтиҗә бериш еһтималлиқиниң анчә юқири әмәсликини көрсәтти.

Мәзкур сөһбәт йиғини петерсен хәлқаралиқ иқтисад институтиниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән болуп, бу йиғинда паулсон хитай һөкүмитиниң хитай пулиниң қиммитини өстүрүш қәдимини йәниму тизлитиш керәкликини тәкитләп, хитайда базар риқабити бекиткән пул муамилә түзүми болмиған әһвал астида хитайниң хәлқаралиқ иқтисади системиға шунчә сиңишип кетиши "бинормал қилмиш" деди.

Лекин паулсон хитай һөкүмитиниң хитай пулиниң қиммитини өстүрүш қәдимини тизлитиш майиллиқи җәһәттә һечқандақ пикир баян қилмиди. У йәнә, хитай сода әмәлдарлириниң вашингтон зиярити җәрянида,улар билән йепиқ һалда елип берилидиған музакириниң өз-ара чүшәнчә һасил қилишта муәййән пайдиси барлиқиға ишәнчисини ипадилиди.

Әмма сәйшәнбә күнидики гуваһлиқ бериш йиғинида калифорнийилик авам палата әзаси дана рора бакер хитайда һазирғичә ениқ бир иқтисади түзүлмә ислаһати болмиғанлиқи сәвәблик америкиниң зиянға учрап келиватқанлиқини көрситип: "биз һазирғичә, бу вәһши мәхлуқни сода вә америка-хитай мунасивәтлири арқилиқ көндүргили болиду вә хитайда ислаһат болиду дәп ишинип кәлгән. Лекин хитайда һечқандақ ислаһат болғини йоқ" деди.

Америка қошма штатлири билән хитай һөкүмити өткән йили декабирда биринчи қетимлиқ "истратегийилик иқтисади диалог" елип барған болуп, иккинчи қетимлиқ диалог мушу айниң 23-24 ‏- күнлири америка пайтәхти вашингтонда өткүзилиду. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.