"Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"


2007.06.19

Америка мутәхәссислири 21‏- әсирдә хәлқара мунасивәтләрдики әң муһим мәсилә америка -хитай мунасивәтлириниң йүнүлүши болиду. Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду, дейшмәктә.

Хитайниң иқтисадий тәрәққиятиниң сүрити, буниңға әгишип хитай ‏- америка сода мунасивәтлиридики қизил рәқәмниң йилдин -йилға өрлиши вә хитайниң һәрбий күчини күнсери көчәйтип, тәйвәнгә қаратқан тәһдитини җиддийләштүрүши америка сиясәтчилирини әң көп әндишиләндүрүватқан мәсилә болуп қалди. Америка хитайға қарита қандақ бир сиясәт елип бериши мумкин?

Хитайға қаратқан сияситиниң қандақ болидиғанлиқиға америкиниң келәрки президенти қарар бериду

Америкиниң хитайға қаратқан сияситиниң қандақ болидиғанлиқиға америкиниң келәрки президенти қарар бериду. Шуниң үчүн сиясий мулаһизичиләр, 2008 ‏- йилда өткүзүлидиған президент сайлими намзатлириниң хитайға қарита елип баридиған сиясәт һәққидики сүзлирини әһмийәтлик дәп қаримақта.

2008 - Йили елип берилидиған президент сайлимида үзлирини намзат көрсәткән демократлар арисида америкиниң сабиқ президенти бил килнтонниң аяли һеләри килинтон башқа демократ партийә намзатлириға қариғанда хитайға қарита қаттиқрақ сиясәт елип баридиғандәк туриду.

Чүнки у башқа демократ партийә намзатлириниң әксичә, сайлам тәйярлиқи нутуқлирида хитайниң иқтисадий тәрәққияти вә униң америка иқтисадиға йәткүзүватқан сәлбий тәсири үстидә алаһидә тохталмақта. Һеләри килинтон 2007‏ - йили феврал ейида америка мәркәз банкисиниң рәиси бән бәрнанки вә малийә минстири һәнри павәлсунға хәт йезип, улардин хитайға берилидиған қәрзни азайтишини тәләп қилған.

Демократлар партийисиниң намзатлириниң хитайға қарита көз қарашлири

Һеләри килинтон нутуқлирида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини қаттиқ тәнқид қилмақта һәмдә хитай һөкүмитини хитай пули үстидики контроллуқини бикар қилишқа чақирмақта. У йеқинда мухбирлар билән өткүзгән сөһбитидә "мән хитай рәһбәрлиридин хитайда қанун һакимийитини тиклишини, хитай пули үстидики контроллуқини бикар қилишини тәләп қилимән" дегән.

Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси әзаси крситорфәр дод, америкиниң хитайға қарита қаттиқ сиясәт елип беришини қоллайдиған демократ партийиси президент намзатлириниң йәнә бири һесаблиниду. У 2007 ‏- йили феврал ейида хитайниң һәрбий күчини күчәйтишигә қарши туруш үчүн, америка мудапиә минстирлиқидин шәрқий асия райондики су асти парахотиниң санини көпәйтишини тәләп қилған иди.

2008‏- Йилида өткүзүлидиған президент сайлимида демократ партийә намзатлириниң бери болған җон әдвард, америкиниң хитайға қарита юмшақрақ сиясәт елип бериши керәкликигә ишинидиған намзатлар қатаридин орун алиду. Хәвәрләргә қариғанда, у хитай- америка мунасивәтлириниң тәрәққиятиға көп әһмийәт беридикән һәмдә хитай рәһбәрлириниң иқтисадий тәрәққиятни давамлаштуруш үчүн дуняда турақлиқ вә муқимлиқни үндәйдиғанлиқиға ишинидикән.

Демократчиларниң 2008 ‏- йилида өткүзүлидиған президент сайлимидики әң күчлүк намзатлириниң бери болған барак обама, гәрчә хитай билән һәмкарлишишқа қизиқидиғанлиқини ипадилигән болсиму, әмма хитайни америкиниң дунядики әң чоң риқабәтчиси дәп қарайдикән. У 2007 ‏- йили април ейида демократчи президент намзатлири билән өткүзүлгән бир муназиридә, " хитай бизниң нә достимиз, нә дүшминимиз. Хитай бизниң риқабәтчимиз" дегән. Обама,2007 ‏- йили април ейида бәргән баянатида, "әгәр мән президент вәзиписигә сайлансам, хитай билән мунасивәтләрни давамлаштуримән. Әмма кишилик һоқуқ, әқилий мүлүк һоқуқи қатарлиқ мәсилиләрниму иккиләнмәй оттуриға қойимән" дегән.

Демократчиларниң йәнә бир президент намзати болған бил ричардсн болса, хитай билән дипломатик мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш вә бу арқилиқ кишилик һоқуқ вә муһит мәсилилирини бир тәрәп қилиш пикрини оттуриға қоймақта. Униң қаршичә, америка -хитай дипломатик мунасивәтлириниң тәрәққий қилиши, кишилик һоқуқ вә муһитниң булғиниши қатарлиқ мәсилиләрниң оттуриға қоюлуши үчүн пурсәт яритидикән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.