" Америка һөкүмити хитай ширкәтлиригә илғар үскүниләрни сетишни тохтитиши керәк"


2008.01.03

Висконсин ядро қораллирини чәкләш тәшкилати пәйшәнбә күни " биз хитайға ишинәләмдуқ? " намлиқ 22 бәтлик бир доклат елан қилип, америка һөкүмитиниң шәхсий хитай ширкәтлиригә һәрбийдә ишлитиш мумкинчилики болған илғар үскүниләрни сетип бериш программисиниң америка бихәтәрликигә тәһдит икәнликини көрситип, бу программини тохтитиш керәкликини оттуриға қойди.

" Хитай бу ширкәтлири америка һөкүмитиниң җазасиға учриған ширкәтләр"

Америка сода министирлиқи, 2007- йили өктәбирниң оттурилирида һәрбий саһәдә ишлитилишкә болидиған техникилиқ мәһсулатларни хитайға сетип беришкә қаритилған чәклимини тунҗи қетим юмшатқан вә хитайниң бәш експорт ширкитини бихәтәр тизимлики ичигә киргүзүп, улардин мал експорт гуваһнамиси тәләп қилмаслиқни оттуриға қойған болуп, доклатта көрситилишичә, америка сода министирлиқи йолға қойған бу хил программа, хитай ширкәтлириниң америка мәһсулатлири билән хитайниң өз армийисини күчәйтишигә ярдәм қилса, йәнә бир җәһәттин хитай ширкәтлириниң бундақ техникиларни иран вә сүрийигә өткүзүп бериш хәтирини һасил қилидикән.

Бу доклатта көрситилишичә йәнә, һазирғичә америка тәрәптин елип барған бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткән 5 хитай ширкитиниң ичидики икки ширкәт омумий тәкшүрүш өлчиминиң 45 пирсәнтидинму өтәлмәйдиған болуп, бу ширкәтләр хитайниң һәрбий санаитигә қоюқ арилашқан вә илгири қорал - ярақ кеңәймичилик ишлири вә намувапиқ експорт қилиш ишлириға арилашти дәп баһаланғанлиқи үчүн америка һөкүмитиниң җазасиға учриған ширкәтләр икән.

Доклатта ашкарилинишичә, шаңхәй хуахуң електронлуқ мәһсулатлар ширкити, америкидин һәрбий санаәткә алақидар мәһсулатларни хитайға импорт қилидиған бәш ширкәтниң бирси вә хитай електронлуқ мәһсулат гуруһи чәмбирикигә тәвә ширкәт болуп, бу ширкәт хитай һөкүмитиниң шерик игидарчилиқидики һәрбий әслиһә вә авам хәлқниң турмушида ишлитидиған електронлуқ мәһсулатни ишләпчиқиридикән.

Боен ширкити хитайниң һәрбий санаәт ширкитиниң 40 пирсәнт пай чекигә игә

Шаңхәй хуахуң електронлуқ мәһсулатлар ширкитиниң намини ашкарилашни халимиған бир хадими бирләшмә агентлиқиға өз ширкитиниң һәрбий саһәси билән пәқәт алақә қилмайдиғанлиқини тәкитләп: " бизниң херидар таллаш ишлиримиз бәк қаттиқ. Биз һәрбий тәрәп билән сода қалмаймиз" дегән вә йәнә өз ширкитиниң иран вә сурийә билән сода алақиси қилиш мумкинчилики йоқ икәнликини қошумчә қилған.

Доклатқа асасланғанда, ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә һәрбий бомбардиманчи айропиланларни вә хитайниң 90 пирсәнт һәрбий авиатсийә үскүнилирини ишләпчиқиридиған дөләт игидарчилиқидики һәрбий санаәт ширкити, америкиниң айропилан ясаш ширкити боен вә реактип айропиланларда ишлитилидиған карбонлуқ тала ишләпчиқиридиған хексил ширкитиниң тәң игидарчилиқида икән.

Әмма боен ширкитиниң бейҗиңда турушлуқ баянатчиси бирләшмә агентлиқиға, боен ширкити хитайниң бу ширкитиниң 40 пирсәнт пай чекигә игә болуп, експорт вә импорт қилишта америка дөләт мәҗлисниң бәлгилимилиригә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Бәзи америка һөкүмәт хадимлири: " америка експорт нисбитини илгири сүрүштә һечқанчә рол ойниялмайду"

Америка сода министирлиқи өзи йолға қойған бу программиниң пәқәт ишләмчилик хитай ширкәтлириниң, електронлуқ мәһсулат, йерим өткүзгүч вә бәзи химийилик буюмларни експорт қилишиға асанлиқ яритиш үчүн йүргүзүлгәнликини тәкитлимәктә.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, хитайниң қорал-ярақ содигәрлиригә хитайниң һәрбий тәрәққиятини илгири сүрүшигә ярдими тегидиған бу хилдики һәрбий техникиларни сетип бериш рәт қилиниватқан бир пәйттә, әмма америка сода министирлики хадимлири, хитайдин кәлгән шәхси содигәрләрниң бу хилдики техникиларни америкидин импорт қилиши америка експорт нисбитини илгири сүрүштә иҗабий рол ойнайдиғанлиқини билдүргән.

Америка қошма штатлири һәрбий саһәсидә ишлитидиған айропилан матори, йетәкләш системиси, лазер нур техникиси вә електронлуқ алақидә ишлитидиған үскүниләрни хитайға сетип беришкә қаттиқ чәк қойған болуп, әмма хитай тәрәп америка даирилиригә бу хил чәклимини елип ташлаш тәклипини берип, шундақ болғанда хитай ‏- америка сода алақисида мәйданға кәлгән қизил рәқәмни азайтишқа пайдиси тегидиғанлиқини көрсәткән иди.

Әмма, бәзи америка һөкүмәт хадимлириниң билдүрүшичә, илғар үскүниләр експортиниң, хитай- америка сода експортида мәйданға кәлгән қизил рәқәмни кемәйтишкә көрситидиған тәсири анчә чоң әмәс икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.