Хитайниң һәрбий тәрәққиятини мәхпий қанат яйдуруши америкини хатирҗәмсиз қиливатиду


2008.03.12

Һәрбий селинма вә һәрбий қисимларни заманивилаштуруш пиланини ашкара елип бериш тәлипи хитай - америка һәрбий мунасивәтлиридә америка үзлүксиз оттуриға қоюп келиватқан вә уни қайғуға селиватқан мәсилидур. Америка тинч окян қисимлириниң адемирали, қомандан тимоти кетиң, алдинқи күни америка кеңәш палатасиниң һәрбий ишлар комитетидики испат бериш йиғинида бу мәсилидики әндишилирини оттуриға қоюп, хитайниң һәрбий селинмини үзлүксиз көпәйтиши америка һәрбий даирилирини биарам қиливатқанлиқини һәм хитай һәрбий қисимлириниң зади немә ғәрәзгә йәтмәкчи болуватқанлиқиға нисбәтән чүшәнчиси чәклик икәнликини билдүрди.

"Уларниң истратегийилик ғәризи бизниң диққитимизни қозғайду"

Кетиңниң кеңәш палатасидики сөзи америка дөләт мудапиә министирлиқи йеқинда елан қилған "хитай һәрбий күчиниң әһвали" дегән доклаттики қарашлар билән охшаш болуп, доклатта хитай һәрбий тәрәққиятиниң ашкара әмәслики, бу мәлум саһәләрдә америка армийисигә тәһдит селиватқанлиқи илгири сүрүлгән. Кетиң, һәрбий ишлар комитетидики кеңәш палата әзалириға бәргән гуваһлиқ сөзидә, хитайниң үзлүксиз күчийиватқан һәрбий иқтидари өзлиридә әндишә қозғаватқанлиқини, хитай армийисиниң йәтмәкчи болған ғәризигә қарита чүшәнчиси чәклик даиридә икәнликини әскәртип, " улар ашкарилиған нәрсиләр бизниң нуқтиинәзиримизчә йетәрлик әмәс " дәйду.

Баш штаби һавайдики америка тинч окян армийиси америкиниң әң қудрәтлик һава вә деңиз күчи мәркәзләшкән қисими болуп, тәйвән боғузиниң бихәтәрлики мәзкур қисимниң мәсулийәт даирисидә иди. Америка кеңәш палатасидики йиғинда хитайниң өз тәсир даирисини кеңәймәкчи болуватқанлиқини тәкитлигән кетиң " уларниң истратегийилик ғәризи бизгә қарши турушни мәқсәт қилмиған тәқдирдиму, лекин бу йәнила бизниң диққитимизни қозғайду " деди.

" Һәр икки тәрәпни һәрбий һәрикәттин сақлиниш тоғрисида агаһландурдуқ "

Америка тинч окян армийисиниң мәзкур адемирали, хитайниң өзлиридә әндишә қозғаватқан башқурулидиған бомба вә електроник уруш қилиш күчи америка һәрбий даирилиридә муназирә қилиниватқанлиқини әскәртип, "бизниң еһтияҗ чүшкәндә орунлаштуридиған назук қораллиримиз бар. Көп қисим електроник қоралларниң қарши туруш үнүми яхши, лекин йәнә бир қисим қоралларниң үнүми йәнила чәклик "дәп көрсәтти.

Кетиң америка кеңәш палата әзалириға хитай һәрбий тәрәққияти тәйвән боғузиниң бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини, америка тинч окян армийисиниң муһим вәзипилириниң бири, тәйвән боғузиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш болуп, лекин боғуздики муқимлиқни қоғдашниң ачқучи йәнила тәйвәнниң өзини мудапиә қилиш иқтидарини өстүрүш "дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, тәйвән боғузида уруш партлаш еһтимали йүз бәрмәслики мумкин, дәп қаримақта.

Кеңәш палата әзалириға "тәйвән боғузида вәқә йүз бәрмәслики мумкин " дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән кетиң, өзлириниң тәйвән яки хитайлар билән сөзләшкәндә уларға асия - тинч окян райониниң муқимлиқини, болупму тәйвән боғузиниң муқимлиқини алаһидә сәмигә салғанлиқини, лекин хитайларниң тәйвән боғузи әтрапида һәрбий орунлаштурушни күчәйткәнлики түпәйли бу тәйвән даирилириниң диққитини қозғаватқанлиқини, әмма өзлириниң һәр икки тәрәпни һәрбий һәрикәттин сақлиниш тоғрисида агаһландурғанлиқини билдүрди.

" Хитай тәйвән боғузи әтрапиға аз кәм 1000 данә башқурулидиған бомба орунлаштурди "

Америка дөләт мудапиә министирлиқи бәш бурҗәклик бинаниң доклатида, хитайниң тәйвән боғузи әтрапиға аз кәм 1000 данә башқурулидиған бомба орунлаштурғанлиқини, авиаматка, уруш парахотиға қарши чарлиғучи вә баллистик бомбилар шундақла сүний һәмраһ һәм қитәләрара башқурулидиған бомбиға қарши қоралларни раваҗландуруватқанлиқини илгири сүргән.

Лекин кетиң, кеңәш палатасидики испат бериш йиғинида тәйвән боғузиниң вәзийити тәйвәндики президент сайлимидин кейин юмшаш йолиға қарап меңиши мумкин, қаримақта. У, " тәйвән пат йеқинда йәни 3 ‏- айниң 22 ‏- күни сайлам өткүзиду. Намзатларниң һәр иккиси хитай хәлқ җумһурийитигә мөтидил сиясәт тутмақта. Бу, оттуридики ихтилапни юмшитиши мумкин. Биз наһайити еһтият билән 22 ‏- марттики сайламдин кейин оттуридики мунасивәт юмшайду, дәп қараймиз " дәп әскәртиду.

"Хитайниң електроник уруш қилиш тәйярлиқи бизни әндишигә селиватиду "

Хитай хәлқ қурултийи йеқинда, хитайниң бу йилқи һәрбий хам чотини 17.6 Пирсәнт өстүридиғанлиқини, омуми һәрбий селинма тәхминән 57 милярд долларға йетидиғанлиқини билдүргән иди. Хитай һөкүмити һәрбий селинмидики бу артишни асаслиқи һәрбийләрниң тәлим - тәрбийә вә турмуш шараитини яхшилашни мәқсәт қилған, дәп чүшәндүрмәктә. Лекин америка дөләт мудапиә министирлиқи доклатида хитайниң електроник уруш қилиш иқтидарини өстүрүватқанлиқини, хитай тор зәрбидарлириниң америка тор сестимиси вә дуняниң һәр қайси җайлиридики интернет уланмилириға һуҗум қилғанлиқини тәкитлигән.

Кетиң кеңәш палатасидики испат бериш йиғинида бу мәсилигә изаһат берип, "хитайниң електроник уруш қилиш тәйярлиқи бизни әндишигә селиватиду. Бу бизниң диққитимизни қозғаватқан мәсилиләрниң бири. Хитай учурлаштурушни һәрбий мәктәпләрдики муһим тәтқиқат темиси сүпитидә тутуватиду " дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.