Кичик лачин вәқәси америка - хитай мунасивитиниң йиғинчақланған көрүнүши
2007.11.29
11 - Айниң 21 - күни, америкиниң 'кичик лачин' бәлгилик авиаматка урушчи парахотлар топиниң үч парахоти 8000 әскири билән хоңкоңға келип 'тәшәккүр байрими' ни тәбриклимәкчи болған иди. Хитай униң хоңкоңға киришигә иҗазәт бәрмигәнлики үчүн, бу парахотлар әң ахирқи минутта дәрһал кәйнигә йенип, өзиниң японийидики деңиз армийә базисиға қайтип кәтти. Хитай тәрәп 'инсанпәрвәрлик нуқтисидин хоңкоңға киришигә рухсәт' дегәндә, 'кичик лачин'лар аллиқачан 20 нәччә чақирим йирақлиққа барған иди.
Бу вәқәдин кейин, аллиқачан хоңкоңға келип, 22 - ноябир күнидики миллий байрамда дидар җәм болушни күтүп турған америка әскәрлириниң хотун - балилири хитай һөкүмитидин қаттиқ хапа болди. Бу вәқәдин кейин, америка -хитай оттурисида қаидә буйичә сөзлишиш көпәйди. Бундақ дипломатик һәрикәтләр һәтта америка дөләт мудапиә министирлиқи қаттиқ наразилиқ билдүридиған дәриҗигә көтүрүлди.
Хитай техичә бәш бурҗәк бинаниң наразилиқиға қарита тоғра изаһат бәрмәйватиду
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси гиоф моррилниң ейтишичә, бәш бурҗәк бина бу қетимқи вәқәгә җиддий қарайду, чүнки буниңдин сәл бурунму, деңиз астидики юшурун миналарни чарлайдиған америка парахотлири дәһшәтлик боранға дуч кәлгәндә, хитай тәрәп уларниң хоңкоң портиға кирип бираз һаял болуш тәлипини рәт қилған иди. Бундақ қаидисизлик бир нәччә әсрдин буян деңиз ара мунасивәтләрдә һечқачан көрүлүп бақмиған иди.
Бу вәқәдин икки күн кейин, йәнә мушу авиаматка урушчи парахотлар топи, 1997 - йилидин буян давамлишип келиватқан хоңкоңда байрам өткүзүш әнәниси буйичә хоңкоңға кәлгәндә, хитай тәрәп униң киришигә иҗазәт бәрмиди. Бәш бурҗәк бина бундақ қаидисизликкә ипадә билдүрүш үчүн, хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиханисиниң һәрбий әмәлдарини чақиртса, у әрбаб сөһбәткә кәлмиди. Хитай техичә бәш бурҗәк бинаниң хитайға билдүргән наразилиқиға тоғра изаһат бәрмәйватиду. (Америка авазниң 29 - ноябир күнидики хәвиригә қараң)
Хитай ташқи ишлар министириниң ейтишичә, бу бир чоң уқушмаслиқ
'Нюйорк таймис гезити'ниң язғучиси давет лагониң 29 - ноябир күни елан қилған мақалисидә баян қилинишичә, 'кичик лачин' авиаматка урушчи парахотлар топиниң хоңкоңға кирмигәнлики мәсилиси тоғрисида һазирчә хитай тәрәптин берилгән бирла изһат бар.
Униң ейтишичә, хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиси яң җечи 28 - ноябир күни америка президенти җорҗ бушниң бу һәқтики суалиға 'бу бир чоң уқушмаслиқ ' дәп җаваб бәргән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң ейтишичә, уқушмаслиқ болмиған
Гәрчә хитай ташқи ишлар миниситири бу вәқәни 'уқушмаслиқ' дәп чүшәндүргән болсиму, әмма хитай ташқи ишлар мнистирлиқиниң баянатчиси буниңда уқушмаслиқ йоқлуқини изаһлиди. 'Бирләшмә агентлиқи'ниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси лю җәнчавниң 'америка - хитай мәсилисидә йүз бәргән 'кичик лачин' авиаматка урушчи парахотлар топиниң хоңкоңға киргүзүлмигәнлик мәсилиси җуңго - америка мунасивәтлиридики әрзимәс мәсилә. Җуңго бу һәқтә америкиниң һечқандақ наразилиқини тапшуруп алғини йоқ, бу вәқәдә һечбир уқушмаслиқму йоқ. Тәләпләргә қарита җуңго өзиниң игилик һоқуқи даирисидә тәстиқ селип келиватиду' дегән.
Униң ейтишичә, бу йил 10 - айда америка дөләт мәҗлисиниң далай ламаға алтун медал тәқдим қилғанлиқи хитай -америка мунасивитини зәхмиләндүрди, бу бир, йәнә бири, вашингтон һөкүмити тәйвәнгә 3 милярд америка доллирилиқ қорал сетип беришни тәстиқлиғанлиқи.
Һазирқи америка - хитай мунасивитидики назук мәсилә
Б б с ниң баян қилишичә, америкиниң кичик лачин авиаматка урушчи парахотлар топи 1997 - йилидин буян хоңкоңға кирип -чиқип туруватиду. Әмма бу қетим хитай рәт қилди. Бу һазирқи риал америка -хитай мунасивитиниң йиғинчақланған көрүнүши. Чүнки америка тинч окян районидики бир қудрәтлик күч, у буниңдин кейинму бу районда өзиниң тәсирини сақлап қалмақчи. Хитай болса тез баш көтүрүватқан дөләт, у һазир бу районда өзиниң тәсирини тиклимәкчи. Мана бу мәсилиниң назук томури.
Мутәхәссисләрниң тәһлил қилишичә, хитай аҗиз вақтида башқиларға йелинип, һөрмәт қилип мулайим туридиған, азрақ күчләнсила терисигә патмай башқиларға муш көтүрүп қопидиған, башқиларниң земинини тартивалидиған миҗәзи бар дөләт. Қачанлики хитай милләтчилики қозғалсила, америка 1999 - йили хитайниң белеграттики әлчиханисини бомбилиған вәқәни, 2001 - йили хитайниң йеңи типтики бомбардиманчи айрупилани, хәйнән арилида америкиниң чарлиғучи айрупиланиға өзи соқулуп пачақлинип кетип номусқа қалған вәқәни әсләп қопидиғанлиқини дуня көрүп туруватиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)
- Америка палата мәслиһәтчилири, хитай җасуслуқ һәрикитини 1 - дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди
- Америка - хитай һәрбий даирилири достлишиватамду?
- Хитайниң ай шари орбитисиға сүний һәмраһ чиқириши асия әллири арисида аләм техникиси мусабиқисини күчәйтиветиши мумкин
- Хитайниң һәрбий мувәппәқийитиниң сири
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (2)
- Далай ламани мукапатлаш хитай - америка мунасивәтлиригә қанчилик тәсир көрситиду?
- Америкида уйғур мәсилисигә болған қизиқиш күчәймәктә
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати асиядики нато (NATO) болуп шәкиллинәләмду?
- Виладимер путин русийиниң һава армийә күчини намайиш қилди
- Хитай дөлити терроризимниң тәһдитигә учраватамду?
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта