Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (1)
2007.11.26
Америкидики интернет тәтқиқатчиси нелсенниң баян қилишичә, хитайда гәрчә бәзи җайларда хәлқниң күндилик турмуш сәрпияти техи икки америка доллириға йәтмисиму, әмма һазир аз дегәндә 56 милйон адәм интернеткә кириватиду. (Б б с ниң 2007 - йил 4 - айниң 22 - күнидики хәвиригә қараң). Тор әһли қизиқиватқан темиларға нәзәр салидиған болсақ, улар америка билән хитайдики пәрқләрни селиштурушқа наһайити қизиқидикән.
Буниңға асасән, 'көзитиш журнили' қатарлиқ америкидики учур вастилири йеқинда, хитайдики тор әһлиниң суаллириға җаваб бериш үчүн, америкида 'сайлам' дегәнниң қандақ болидиғанлиқи, 'партийә қурултейи' дегәнниң қандақ ечилидиғанлиқи, америка президентиниң қандақ сайлинидиғанлиқи, у хәлққә қандақ муамилә қилидиғанлиқи вә буниң билән хитайда елип берилидиған 'сайлам', ' қурултай' ниң қандақ пәрқи барлиқи, хәлқниң турмуши, әркинлик мәсилиси, қатарлиқлар һәр хил темилар буйичә обзорлар вә мулаһизиләр елан қилди. Буниңдин мәлум болушичә, америка билән хитай оттурисида аз дегәндә төвәндики мәсилиләрдә наһайити чоң пәрқ бар.
Йиғин яки қурултай чиқимини ким көтүриду?
'Көзитиш журнили' да баян қилинишичә, хитай һөкүмитиниң шинхуа агентлиқи хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи ечилиш һарписида, америкидики демократлар партийиси 2004 - йили партийә қурултейи ачқанда 4 күн ичидә 60 милйон америка доллири сәрп қилған иди, дәп хәвәр елан қилған иди. Әмма бу пулниң мәнбәсини тилға алмиди. Әмәлийәттә, - дәп баян қилиниду "партийә қурултейи һәққидә америка билән хитай оттурисидики селиштурма" дегән обзорда, - америкида партийиләр һәр 4 йилда бир қетим қурултай ачиду.
Әмма қурултай ачса яки сайлам өткүзсә, униң хираҗитини һечқандақ бир партийә дөләт хәзинисидин чиқим қилалмайду. Қурултай яки сайламға кәткән пүтүн сәрпият шу партийини қоллайдиған шәхсий әза яки тәшкилатлар ианә қилған мәбләғдин чиқим қилиниду. Қурултай яки сайлам һәққидә радио-теливизийәләрдә берилгән еланларниң чиқиминиму шу партийә өзи төләйду. Хәлқ ичидә ким қайси партийиниң шуарини, сияситини тоғра дәп қариса, у киши шуниңға аваз бериду вә шәхсий пулини айимай ианә қилиду.
Әмма хитайда болса, партийә қурултейиниң пүтүн сәрпияти, - дәп селиштурулиду бу мақалидә, -һәтта қурултай җәрянида хәлқ ичидә пәйда болған наразилиқ авазларни бастуруш үчүн ишләткән пулму, бивастә дөләт хәзинисидин чиқим қилиниду. Дөләт хәзиниси хәлқ баҗ тапшуруп топланған пул. Буниң санини һечкимниң сүрүштә қилиш һоқуқи йоқ. Демәк бу йүкни хәлқ көтүриду.
Қурултайда намзат көрситәмду яки президентни сайлап чиқамду?
Америкида партийә қурултайлири президент сайлими өткүзүлүштин бурун кәлгүсидики президентлиққа намзат көрситиду. Президентни омум хәлқ сайлап чиқиду. 'Көзитиш журнили'да баян қилинишичә, америкида 1968 - йилидин бурун, президент намзатини һәр қайси штатларниң вәкиллири сайлап чиқатти.
Америкидики демократлар партийиси 1924 - йили бир нәпәр президент намзатини 103 қетим беләт ташлаш арқилиқ бекиткән икән. Әмма униңдин кейин, һәрким алди билән өзини намзатлиққа көрситип, шуар вә сиясәтлирини оттуриға қоюп, хәлқ сориған соалларниң һәммисигә қанаәтлинәрлик җаваб бәргәндин кейин, хәлқ аваз беридиған болди. Җумһурийәтчиләр партийиси болса 1972 - йилидин кейин президент намзатини, һәр қайси җайларда йил бешида өткүзүлгән сайлам паалийитидә еришкән авазниң саниға қарап бекитидиған болди. Америкида адәттә, кимниң президентлиққа сайланғанлиқини әң ахирида сайлам белити санап чиқилмиғичә һечким билмәйду.
Әмма хитайда ундақ әмәс, партийә қурултейида баш секритар, сиясий бюро әзалири, мәркизи комитет әзалириниң намзатини әмәс, өзинила бирақла бекитип чиқиду. Шинхуа агентлиқи 17 - қурултайда 2200 дин артуқ партийә вәкили 204 нәпәр мәркизи комитет әзасини сайлап чиқти, дәп хәвәр елан қилди. Әмма уларниң қандақ 'сайланған'лиқи кишиләргә һечбир сир әмәс. Вәкилләрниму, 'сайланған' әмәлдарларниму бир нәччә киши аллиқачан мәхпий бәлгиләп болған. Америкида сайланған кишиләр алди билән хәлқтин мәслиһәт сорайду, әмма хитайда болса бәлгиләп чиқилған кишиләр дәрһал хәлққә доклат бериду, улар бәргән доклатқа һечким қариму-қарши пикир берәлмәйду. Пәқәт уни техиму гүзәл тил билән мәдһийиләшкә мәҗбур. (Давами бар, вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай мәркизи һөкүмитигә "бомба" характерлик тәклип
- Хитайдики демократик партийиләр ақ ташлиқ китабта ейтилған 'көп партийә һәмкарлиқ түзүми' ниң сахтилиқини паш қилди
- Хитайда әмәлдарларниң 'унван елиш' долқуни көтүрүлди
- Өтмәс мата, даңлап сата
- Хитай рәһбәрлири 'демократийә' дегән аталғуниң мәнисини өзгәртмәктә
- 17 - Қурултайда оттуриға қоюлған 'дәсләпки тәқсиматта адил болуш' дегән сиясәт һәққидә мулаһизә
- 17 - Қурултай уйғурлар үчүн қандақ яхшилиқ елип келиду?
- Хитай пуқралири сиясәттин совуватамду?
- Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 2007- йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилди (3)
- Хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(4)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр (3)
- Хитай коммунистик партийисиниң 17 - қурултейидин бурунқи аламәтләр(2)