Америка билән хитайдики пәрқләрни билишкә қизиққучилар үчүн учурлар (2)


2007.11.27

Хитайда һазир аз дегәндә 56 милйон адәм интернеткә кириватиду. Буларниң бәзилири хәлқниң күндилик турмуш сәрпияти техи икки америка доллириға йәтмәйдиған турмуш сәвийисидики җайларда яшайдиған кишиләр болсиму, әмма уларда қизғинлиқ бар. (Б б с ниң 2007 ‏- йил 4 ‏- айниң 22 ‏- күнидики хәвиригә қараң) . Хитайдики тор әһли қизиқиватқан темиларға нәзәр салидиған болсақ, улар көпинчә һалда америка билән хитайдики пәрқләрни селиштурушқа наһайити қизиқиду.

Йеқинда хәлқарада учур вастилири, америкида 'сайлам' дегәнниң қандақ болидиғанлиқи, 'партийә қурултейи' дегәнниң қандақ ечилидиғанлиқи, америка президентиниң вә йәрлик әмәлдарларниң қандақ сайлинидиғанлиқи, буниң хитайдики 'сайлам', 'қурултай' вә 'дөләт рәиси' ни сайлаш билән қандақ пәрқи барлиқи һәққидә обзорлар вә мулаһизиләрни елан қилди. Буниңдики селиштурмилардин америка билән хитай оттурисида қандақ пәрқ барлиқини көрүвалғили болиду.

Хәлқ оттуриға қойған мәсилиниң һәл қилиниш - қилинмаслиқи җәһәттә

Америкида 2008 ‏- йилидики президент сайлими үчүн намзат көрситиш паалийити бу йилниң баш йеримидила башланған иди. Болупму америкидики өктичи партийә ‏-‏ демократлар партийисиниң президентлиққа намзат көрситиш паалийити һазир наһайити дағдуғилиқ болмақта. Бу йил америкида демократлар партийиси көрсәткән президент намзатлириниң бири қара тәнликләрдин, униң исми барак обама әпәнди. Һазирқи сайлам паалийәтлиригә қариғанда, униң районлар буйичә авазға еришиши алдинқи яки иккинчи қатарда туруп келиватиду. (Көзитиш журнилиниң2007 ‏- йил 11 ‏- айниң 20 ‏- күнидики саниға қараң)

Мушундақ әһвал астида, хитай һөкүмити 17 ‏- қурултай ечилиш һарписида, бу йил 9 ‏- айда америкиниң луисияна штатида йүз бәргән ерқий кәмситишкә қарши туруш намайиши тоғрисидики хәвәрни алаһидә гәвдиләндүрүп кәң даиридә дағдуға қилди. (Шинхуа ториниң 2007 ‏- йил 9 ‏- айниң 21 ‏- күнидики саниға қараң)

Һалбуки, америкида ерқий кәмситиш мәсилиси наһайити сәзгүр мәсилә. Әмма америкида ким бу мәсилини азрақ һес қилсила уни дәрһал ипадиләйду, һәтта чоң намайиш тәшкилләйду. Учур вастилири бундақ хәвәрләрни техиму тез аңлитиду. Лекин хитайда ундақ әмәс, хәлқ бундақ сәзгүр мәсилидә өзиниң һессиятини асан ипадилийәлмәйду. Нопус сани аз милләтләрдин дөләтниң президентлиқиға намзат көрситилиши мумкин әмәс. Хәлқтә нарази болған мәсилини оттуриға қойидиған шараитму йоқ . Намайиш қилса бастуриду. Америкида һәр қандақ мәсилә көрүлсә кишиләр уни паш қилалайду, көрүлгән мәсилә һәл қилиниши мумкин. Әмма хитайда көрүлгән мәсилини һөкүмәт етирап қилмайду һәм һәл қилмайду. Мәсилән, 62 ‏- йилидики ачарчилиқ мәсилиси, 57 ‏- йилидики 'оңчи' дәп қалпақ кәйгүзүлүш мәсилиси, 89 ‏- йили тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәси қатарлиқлар. (Көзитиш журнилиниң2007 ‏- йил 11 ‏- айниң 20 ‏- күнидики саниға қараң)

Президент намзатлириниң хәлққә қандақ муамилә қилидиғанлиқи җәһәттә

1976 ‏- Йили демократлар партийиси президентлиққа көрсәткән бир намзат сайлам әһлигә рәһмәт ейтип "мениң исимим җими картер, сайлам әһли мени президентлиққа көрсәткән күндин тартип бүгүнгә қәдәр, мән дөлитимизниң һәммә йерини айлинип чиқтим. Әмди бүгүн силәрниң мени намзатлиққа көрсәткәнликиңларни қобул қилдим , дәватимән. Мән буниңдин һаяҗанландим, мән силәргә миннәтдарлиқ билдүримән" дегән. Шундақла у сөзини давамлаштуруп " мәндә һазир бирла нийәт бар, у болсиму, пүтүн һуҗудум, меңәм вә нерва әзалиримни дөлитимизни техиму улуғ дөләт қилишқа беғишлаймән" дегән ‏-‏ мана бу , америкида бир партийә көрсәткән президент намзатиниң ағзидин чиққан сөз иди.

Америкида президентлиққа көрситилгән намзатларниң хәлқ алдида бундақ һессият ипадилишини хитайда тәсәввур қилғили болмайду. Хитайда бундақ шәкилдә намзат көрситиш дегәнму йоқ, дөләт рәисини вә башқа әмәлдарларни мустәбитләр өзи бәлгиливалиду, шуңлашқа улар хәлққә рәһмәт ейтмайду бәлки дәрһал хәлққә доклат берип буйруқ чүшүриду. Қилған гәплирини зиялийларға мәдһийилигүзиду. (Көзитиш журнилиниң2007 ‏- йил 11 ‏- айниң 20 ‏- күнидики саниға қараң)

Йиғин әһлиниң райиға беқиш - бақмаслиқ җәһәттә

Америкида демократлар партийисиниң 2004 ‏- йилидики қурултейи масачусетс штатиниң бостон шәһиридә ечилған болса, җумһурийәтчиләр партийисиниң қурултийи нюйоркта ечилди. 2008 ‏- Йиллиқ президент сайлими үчүн җумһурийәтчиләр қурултейи миннисуда штатиниң сәнтпол шәһиридә ечилған болса, демократлар калирадо шитатиниң денвер шәһирини таллиди. Әмма хитайда болса партийә қурултейи 1949 ‏- йилидин тартип бейҗиңдин башқа җайда ечилмайду. Америкида бундақ чоң йиғинниң вақти 4 күндин ашмайду. Хитайда болса әң аз дегәндә бир һәптә давам қилиду. Хитай коммунист партийисиниң 7 ‏- қурултейи 1945 ‏- йили 4 ‏- айниң 23 ‏- күнидин 6 ‏- айниң 11 ‏- күнигичә икки ай давам қилған мисалму бар.

Америкида һәр қандақ йиғинда һәл қилидиған мәсилә бирла, шу бирла мәсилини көп адәм мулаһизә қилип испатлап көрситиду. Әгәр йиғинда қилинған сөз йиғин әһлиниң қулиқиға яқмиса, аңлимай чиқип кәтсә яки бирнәччә киши 'кичик йиғин' ечип олтурса боливериду. Лекин хитайда ундақ әмәс, 'йиғинда һәл қилидиған мәсилә' дейилгән мәсилиниң түрлири наһайити көп, уни сөзләйдиған адәм бир яки икки, у сөзлигәндә башқилар чуқум җим олтуруп аңлаш, чавак челип алқишлаш, әмма униңға қарши ипадә билдүрмәслик керәк, әмма йиғинда мәсилә һәл қилинмайду. (Давами бар, вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.