Хитай америка малийә министирликиниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қиливатқан дөләтләр тизимликидин чүшүп қалди


2007.12.20

Бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә америка- хитай арисида елип берилған сода алақисида 2007- йили америка тәрәптә көрүнгән қизил рәқәмниң йәнә өсүшигә әгишип, америка дөләт мәҗлиси хитайниң сода җәһәттә муғәмбәр позитсийисигә қарши җаза қоллиниш һәққидә америка малийә министирликигә бесим ишлитип келиватқан болсиму, әмма америка малийә министирлики чаршәнбә күни дөләт мәҗлисигә йоллиған доклатида хитайни өз пулиниң алмаштуруш қиммитини қаттиқ контрол қиливатқан дөләт тизимликигә киргүзүшни рәт қилди. Малийә министирликиниң бу қарари бәзи авам палата әзалири вә бирқисми америкилиқ завут игилириниң наразилиқини қозғиди.

2000 - Йилидин буян америкида 3 милйон адәм хизмитидин айрилған

Хәвәрдә көрситилишичә, америка-хитай сода мунасивәтлири җәрянида бу йил көрүнгән қизил рәқәм 250 милярд доллар болуп, шу хилдики сода тәңпуңсизлиқиниң үзлүксиз давамлишиши сәвәбидин 2000- йилидин буян америкида 3 милйон адәм хизмитидин айрилған.

Америка малийә министирликиниң доклатида оттурға қоюлишичә, гәрчә хитайниң өз пулиниң алмаштуруш қиммитини тәңшәш қәдими бир қәдәр аста боливатқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң пулни контрол қилишқа арилишиши йәнила қанун бәлгиләп җаза қоллиниш дәриҗисигә тошмайдикән.

Доклатта йәнә, гәрчә хитай һөкүмити пулниң алмаштуруш қиммити җәһәттә мәлум илгириләшләрни һасил қилған, һәмдә хәлқара җәмийәткә изчил шундақ қилиш җәһәттә вәдә берип кәлгән болсиму, әмма хитай пулиниң долларға алмаштуруш қиммитини йәнила төвән тутуп кәлгәнлики көрситилип, хитай һөкүмитидин өз пулиниң алмаштуруш қиммитини өстүрүш шуниң билән бирликтә хитай вә дуня сода саһәси дуч келиватқан хәтәрни азайтиш тәләп қилинған.

Палата әзаси: "хитай алдамчилиқ қиливатиду"

Америка авази радиосида бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, америка дөләт мәҗилисиниң бир қисим әзалири болупму хитайға қарита иқтисади җаза қоллиниш пикирини қоллайдиған палата әзалири малийә министирликиниң бу доклаттин интайин үмидсизләнгән вә доклатни әйибләйдиғанлиқини билдүргән.

Нюйорклуқ палата әзаси чарлиз шумер бир баянат елан қилип, хитайниң өз пулиниң алмаштуруш қиммити контрол қиливатқанлиқи интайин бир ениқ мәсилә болуп, америка малийә министирликиниң хитайни шу хилдики тизимликкә киргүзүшни рәт қилиши дөләт мәҗилисини хитайға қарита җаза қоллиништа амалсиз қойғанлиқини оттурға қойған вә "малийә министирлики дөләт мәҗлисигә һечқандақ таллаш йоли бәрмиди. Бу йәрдә пәқәт өз алдимизға һәрикәт қоллиништин өзгә чарә қалмиди" дегән.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, палата әзаси дәббиә стабәнов " хитай алдамчилиқ қиливатиду. Бизниң ширкәтлиримиз вә оттура қатламда яшайдиған пуқралиримиз өзлүксиз зиян тартиватиду" дегән.

Сода саһәсидә хитайға җаза қоллинидиған қанун келәр йили мақуллиниши мумкин

Америка авази радиосида франсийә агентлиқида берилгән хәвәрләрдин нәқил елип көрситишичә, америка дөләтлик карханичилар җәмийитиниң башлиқи бу һәқтә елан қилған баянатида, америка малийә министири паулсонниң хитай билән истратегийилик иқтисади диалоги давамида хитайни өз пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистишини қоллиған болсиму, навада малийә министирлиқи хитайни пулиниң алмаштуруш қиммитини контрол қилип келиватқан дөләт тизимға киргүзгән болса ишларниң техиму оңушлуқ болуп кетидиғанлиқини оттурға қойған.

Дөләтлик карханичилар җәмийитиниң муавин рәиси франк варгонниң билдүргәнлиригә қариғанда, у малийә министирликиниң хитайға қарита һәрикәт қоллиништа мәғлуп болуши, дөләт мәҗлисни америка һөкүмитини хитайниң пул сияситидики наһәқлиқни җазалишиға йол ачидиған бир қанун лайиһиси тонуштурушқа йәнә қистайдикән.

У мундақ дегән: "бу келәр йилида өткүзилидиған сайлам мушу хилдики бир қанун лайиһисиниң тонуштуруштики еһтималлиқни күчәйтиду."

Ташқи перевоттики қизил рәқәм американи биарам қилип кәлмәктә

Өткән йиллиқ америка хитай сода алақисида америка тәрәптә 233 милярд доллар қизил рәқәм көрүнгән. Мәлум болушичә, бу йиллиқ қизил рәқәм 250 милярд долларға йетип бултурқидин ешип кәткән. Хитай содисида көрүнгән қизил рәқәмниң өрләп бериши америка тәрәпни әндишигә салған болуп бу америка дөләт мәҗилисиниң хитайни җазалаш тоғрисида нурғун қара лайиһисини тонуштурушиға сәвәб болған иди.

Малийә министири паулсон өткән һәптә хитайға башлап барған һөкүмәт хадимлири хитай пулиниң қиммитини тәңшәш һәққидә хитай билән 3- қетим сөһбәт елип барди.

Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, сөһбәтләрдә америка тәрәп йоқ дийәрлик нәтиҗигә еришкән болуп, әмма хитай һөкүмити әгәр америка дөләт мәҗлиси йәнә давамлиқ хитайни сода җәһәттә җазалайдиған қарарлар мақулланса америка ширкәтлиридин өч алидиғанлиқини оттурға қоюп тәһдит салған иди.

Хитай тәрәпниң көрситишичә, хитай пулиниң қиммитини аста қәдәм өстүрүш хитай иқтисадиниң астин -үстүн болуп кетишниң алдини алалайдиған бирдин бир тоғра йоли икән.(Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.