Үзүлүп қалған хитай ‏- америка кишилик һоқуқ диалоги қайтидин башланмақчи


2008.02.26

Rice1-150.jpg
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис. Source: State Department Site

Америка бирләшмә агентлиқи, америка ташқи ишлар министирлиқидики бир хадимниң сөзини нәқил кәлтүрүп, америка ташқи ишлар министири кандилиза райис ханимниң, хитай ташқи ишлар министири яң җечиға бир қанчә муһим мәсилә үстидә өзиниң тәләплирини оттуриға қойғанлиқини билдүргән, әмма мәзкүр хадим райис оттуриға қойған мәсилиләрниң қайси мәсилиләр икәнлики тоғрисида ениқ ипадә билдүрмигән.

Хитай билән америка икки дөләт 1990 ‏- йилидин буян кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә қәрәлсиз диалог қуруп кәлгән. Бирақ президент җорҗ буш 2002 ‏- йили тәхткә чиққандин кейин, америка хитайниң бәргән вәдисидә турмиғанлиқини, йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети тәкшүрүш гурупписиниң хитайдики вәзийәтни тәкшүрүшигә қошулмиғанлиқини баһанә қилип, икки тәрәпниң бу мәсилә үстидики диалоги тохтап қалған иди.

Хитай тәрәп 2004 ‏- йили америкиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң җуңгони әйибләйдиған бир қарар лайиһисини қоллиғанлиқини баһанә қилип, гәрчә мәзкүр қарар лайиһиси тәстиқланмиған болсиму, икки тәрәп оттурисидики диалогни пүтүнләй тоңлитивәтти.

Әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири, президент буш һөкүмитиниң изчил түрдә, хитайниң кишилик һоқуққа хилап қилмишлириға көз юмуш позитсийсини билдүрүп келиватқанлиқини шуниңдәк америкиниң бу арқилиқ, корийә мәсилиси, иран мәсилиси һәмдә террорлуққа зәрбә бериш һәрикити қатарлиқ тәрәпләрдә бейҗиңниң қоллишиға еришкәнликини илгири сүрмәктә.

Ғәрб мәтбуатлирида кандилиза райисниң, бу қетим хитайда елип баридиған зияритиниң асаслиқ мәқсиди шималий корийә ядро қораллирини бир тәрәп қилиш мәсилисдә хитайниң түрткилик рол ойнап, шималий корийигә бесим ишлитидиғанлиқи, булардин сирт америка хитай оттурисида үзүлүп қалған кишилик һоқуқ диалогини қайта башлаш мәсилиси икәнлики ениқ тәкитләнгән. Лекин хитай мәтбуатлирида икки тәрәпниң кишилик һоқуқ диалогини әслигә кәлтүрүш тоғрисида һечнәрсә дейилмигән.

Хитай мәтбуатлирида немә үчүн, хитай ‏билән америкиниң үзүлүп қалған кишилик һоқуқ диалогини әслигә кәлтүрүш һәққидики мәзмунлар тилға елинмайду, бу һәқтә өз қарашлирини баян қилған америка уйғур бирләшмисиниң актип паалийәтчилиридин илшат әпәнди мундақ дәйду.

Йәнә бир қисим көзәткүчиләр, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә, америка билән диалогни әслигә кәлтүрүши хитайға йәнила бесим елип келидиғанлиқини, чүнки хитайда кишилик һоқуқ яхшилинишқа қарап маңмай, әксичә күндин - күнгә начарлишип кетиватқанлиқи, болупму хитайниң олимпик мурасимини өткүзүш салаһийитигә игә болуштин бурун хәлқараға бәргән вәдисидә турмиғанлиқи нөвәттә әң көп тилға елиниватқан бир мәсилигә айланғинини оттуриға қоюшмақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.