Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт язди


2006.05.24
hujintao-anna-200.jpg

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи кофи аннан йеқинда хитайни зиярәт қиливатқанда, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң аилә тәвәлири кофи аннанға хәт йезип, униң мәзкур җайдики кишилик һоқуқ вәзийитини көздә тутушини тәләп қилған. Улар йәнә кофи аннанни хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қоюп берилишигә ярдәм беришкә үндигән.

Кофи аннанға хәт язғанлар хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған кишилик һоқуқ паалийәтчиси сәндуңлиқ әма чин гуаңчиң, өй чеқиш мәсилиси түпәйлидин қолға елинған кишилик һоқуқ паалийәтчиси шү җенчиң вә чин шявмин қатарлиқларниң ата - анилири болуп, улар кофи аннандин хитай дөләт рәиси ху җинтав билән сөһбәтләшкинидә, уларниң түрмидики балилириниң чапсанрақ қоюп берилиши керәкликини тәләп қилишини үмид қилған.

Ата- аниниң оғлини йоқлишиға рухсәт қилинмиған

Радиомизниң зияритини қобул қилған хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси шү җиншниң 70 яштин ашқан дадиси оғлиниң йәрлик һөкүмәтниң халиғанчә өй чеқиш вә өй көчүрүш қилмишлири һәққидә юқирилап әрз қилғанлиқтин, сақчилар тәрипидин қолға елинип, униңға 3 йил қамақ җазаси берилгәнликини сөзләп келип, хитай һөкүмитиниң та һазирға қәдәр униң оғли билән көрүшүшигә рухсәт қилмайватқанлиқини мәлум қилди.

Зияритимизни қобул қилған бу 70 тин ашқан бовай оғлиниң һәқиқәтән бигунаһ икәнликини тәкитләп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи аннанниң мәзкур мәсилигә көңүл бөлүшини вә шундақла бу ишни ху җинтавға мәлум қилиш арқилиқ, оғлиниң чапсанрақ түрмидин қоюп берилишигә күч чиқиришини кечә - күндүз тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Биз шү җинчиңниң аниси шү чявти биләнму қисқичә сөһбәттә болдуқ. Зияритимизни қобул қилған шү чявти оғли билән көрүшмигили 1 йерим йил болғанлиқини йиғлап туруп сөзләп бәрди, у йәнә мәтбуатниңму бу һәқтә көпрәк күч чиқиришини тәләп қилди.

Шаңхәйдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси чин шявминму мәзкур җайдики аһалилар дуч кәлгән өй чеқиш вә өй көчүрүш мәсилиси һәққидә юқирилап әрз сунған һәмдә мәзкур җайдики америка әлчиханиси билән алақилишиш арқилиқ, мәзкур мәсилиниң тоғра бир тәрәп қилинишиға ярдәм беришни сориған. Шуниң билән у 15 ‏- феврал күни хитай һөкүмити тәрипидин тутуп кетилип, аилисидикиләр билән, һәтта адвокати билән көрүшүшкиму рухсәт қилинмиған.

Чин шявминниң 80 яштин ашқан аниси зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу һәқтә аннанға хәт язғанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң бу хил йолсизлиқ қилмишлиридин интайин ғәзәплинидиғанлиқини билдүрди.

Б д т хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә җиддий қариши керәк

Мәркизи нйо-йорктики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатиниң хитайдики кишилик һоқуқ ишлири мәсули фең соңде мәзкур тәшкилатниң кофи аннанға хәт язған хитайдики бу аилә тәвәлирини изчил қоллайдиғанлиқини билдүрүп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә җиддий қариши керәкликини һәмдә назарәт қилиш күчини техиму күчәйтиши керәкликини оттуриға қойди.

Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи кофи аннан хитайни зиярәт қиливатқан мәзгилдә,хитайдики һәр қайси өлкиләрдин кәлгән 150 дин артуқ әрз қилғучилар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бейҗиңда турушлуқ ишханиси алдиға йиғилип, мәзкур тәшкилатниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин нәзәр селишини тәләп қилған. Лекин буларниң арисидики бир қисим кишиләр сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.