Ваң җавҗүн хуҗинтавға очуқ хәт йоллап, асасий қанун ислаһатини тәләп қилди


2008.01.31

Әнхуй өлкилик сиясий кеңәш даимий комитетиниң әзаси ваң җавҗүн, түнүгүн йәни 30 ‏ - январ күни хитай дөләт президенти ху җинтав билән баш министир вен җябавға очуқ хәт йоллап, асасий қанунни өзгәртиш тәклипини сунған. Ваң җавҗүн бултур 22 ‏ - өктәбир күни бир нөвәт очуқ мәктуп йоллап, сиясий ислаһат тәклипини оттуриға қойған. Униң тәклип лайиһиси хитай ичи ‏ - сиртидики демократийә тәрәпдарлириниң қизғин алқишиға еришкән иди. Очуқ мәктупта билдүрүлишичә, у иккинчи қетимлиқ очуқ мәктупини алдинқи очуқ мәктупи сәвәблик хәлқтин кәлгән алқишниң илһами билән язған. У бу қетимқи очуқ мәктупиниму, әнхуй өлкилик сиясий кеңәш даимий комитетиға сунған вә ху җинтав билән вен җябавға йәткүзүшни илтимас қилған.

Хитай әвладлири әң әқәллий әхлақ тәрбийиси муһитидин мәһрум қеливатиду

Ваң җавҗүн мәктупида, нөвәттә хитай җәмийити дуч келиватқан муһим мәсилиләрни көрситип өткәндин кейин, бу мәсилиләрни һәл қилишниң бирдин ‏ - бир йоли асасий қанун ислаһати дәп көрсәткән. У оттуриға қойған мәсилиләрдин бири, хитай җәмийитиниң етиқад кризиси болуп, у бу һәқтә мундақ дегән: дуня иқтисадий йәр шарилишишқа қарап илгириләватқан бүгүнки күндә тоғра - дурус инсан болуш бу риқабәттә утуп чиқишниң муһим бир шәрти, әпсуски хитай әвладлири бүгүн, өзиниң әң қиммәтлик болған яш - өсмүрлүк дәврини ақмайдиған нәзәрийиләрни өгиниш билән өткүзүватиду. Инсан болуштин ибарәт әң әқәллий әхлақ тәрбийиси муһитидин мәһрум қеливатиду. Бу мәһрум қеливатқанлар бир киши яки бир гуруппа әмәс, бир җәмийәт, бир милләттур.

У асасий қанун ислаһати тәклипини, ахбарат әркинлики, көп партийә түзүми вә демократик сайламдин ибарәт үч мәзмунда оттуриға қойған. У хетидә, хитай коммунист һакимийитини вәзийәтни тоғра мөлчәрләшкә, дөләт ахбарати тәшвиқ қиливатқан аталмиш чоң яхши вәзийәткә ишәнмәсликкә чақирған. У айрим нәтиҗиләрни омуми нәтиҗиләр қатарида санивалмаслиққа агаһландуруп мундақ дегән: дөләт, айпәри 1 сүний һәмраһини қоюп бериш нәтиҗисини бәк чоң билип кәтмәслики керәк, совет иттипақи парчиланған чағдики аләм техникиси вә нәтиҗилири буниңдин нәччә қат үстүн иди.

Тәйвәндә өткүзүлгән парламент сайлиминиң нәтиҗиси чоң қуруқлуқтики хәлқниң көзини ачти дәп көрсәткән ваң җавҗүн мундақ дегән: қизғин сайлам җәрянини, сайламниң нәтиҗисини хәлқимиз көрди, демократийиниң қорқунчлуқ нәрсә әмәсликини йәнә бир рәт билди. Бу сайламниң нәтиҗисидин, хитай коммунист партийиси елишқа тегишлик бир дәрс бар, у болсиму, әгәр бир партийә өтмүштә хаталиқ өткүзгән болсиму, нөвәттә тоғра иш қилса, хәлқиғә қучақ ачса, хәлқму униңға қучақ ачиду."

Һәрбий әмәлдарларниң бастуруш буйруқини төвән дәриҗиликләр иҗра қилмайду

Чәтәлдә қурулған хитай өткүнчи һөкүмити билән, хитайда қурулған хитай йеңи демократийә партийиси вә униң мустәқил паалийәтлиригә апирин оқуған аптор, бу вәзийәтни хитайда нөвәттики бирқанчә йилда, чоң демократик һәрикәтләр йүз беридиғанлиқидин бишарәт дәп көрсәткән. Бу нөвәт йүз бәргүси аммивий қаршилиқ һәрикитини, 1989 ‏ - йилидикидәк, танка билән бир тәрәп қилиш хиялида болмаслиқни тәвсийә қилған аптор мундақ дегән: һазирқи коммунист партийә рәһбәрлик қатлимида, диң шявпиңға охшаш үстүн нопузға игә бирму киши йоқ, бастуруш буйруқи берилсиму, һәрбийләр иҗра қилишқа җүрәт қилалмайду. Униң үстигә, хитай армийиси 20 йилдин бери уруш қилмиди, нөвәттики, һәрбий қошунимизда, уруш көргән, генераллар йоқ.

Һазирқи юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарларниң бастуруш буйруқини төвән дәриҗиликләр иҗра қилалмайду,демәк хитай коммунист партийиси үчүн әскәргә ишинидиған дәвр кәлмәскә кәтти. Нөвәттики учур - алақә техникисидики тәрәққиятниң 1989 ‏ - йилдикидин көп илгири икәнликини әскәрткән аптор, бундин кейин, хәлқни ялғуз тәшвиқатқа тайинип, қаймуқтуруп башқурушниңму мумкинсизликини тәкитлигән вә хитай коммунист партийисини, йиқитилиштин бурун өзини оңшашқа, тоғра йолини тепишқа үндигән; хитай коммунист партийә әмәлдарлири үчүн бүгүнниң һәм өзини ақлаш һәм өзини қутқузуш һәтта һакимийәтни адил йол билән давамлаштуруш пурсити икәнликини билдүргән.

Һәр қандақ келишмәсликкә роһий җәһәттин тәйярмән

Ваң җавҗүн, хетиниң ахирида өзиниң бу очуқ мәктупи сәвәблик бешиға келидиған һәр қандақ келишмәсликкә роһий җәһәттин тәйяр икәнликини билдүрүп мундақ дегән : " күн келип, сот мәйданида өзүмни көрсәм, хитай хәлқиғә вә дуня җамаәтчиликигә йәнә бир рәт һәқ гәп қиливелиш пурситигә ериштим дәп билимән."

Ваң җавҗүн биринчи қетимлиқ очуқ мәктупида, сиясий ислаһат тәклипини оттуриға қоюп, 4 ‏ - июн тйәнәнмен вәқәсигә қайтидин баһа беришни, фалунгуңчилар мәсилисигә қайта қарап чиқишни, чәтәлдики демократик вә өктичи күчләрниң дөләт ичигә қайтип кирип паалийәт елип беришиға йол қоюшни тәләп қилған иди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.