Хитайниң һәрбий тәрәққияти америка билән австралийиниң әндишисини күчәйтмәктә


2007.07.05

Хитай һәрбий тәрәққиятиниң сүрити хитайниң қошна дөләтлирини әндишигә селипла қалмай, асия - тинч окян районидики дөләтләрниму җиддийләштүрүп қоймақта. Ахирқи күнләрдә хитай һәрбий тәрәққиятиниң сүритидин биарам болуватқан дөләтләргә қатариға австралийә қошулди. Австралийә баш министири җон ховард вә австралийини зиярәт қилған америка һәрбий қисимлириниң юқири дәриҗилик бир генирали, хитайниң һәрбий кеңәймичиликигә диққәт қиливатқанлиқини тәкитлигән вә буни асия - тинч окян райониниң бихәтәрликигә пайдисиз , муқимсиз амиллар, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Хитайниң һәрбий күчи район муқимлиқиға пайдисиз

Хитай һәрбий селинмиси вә һәрбий күчиниң тез кеңийишидин биарам болуватқан японийә вә америка қатарлиқ дөләтләр қатариға ахирқи күнләрдә австралийә қетилди. Австралийә баш министири ховард, пәйшәнбә күни австралийиниң 2005 - йили елан қилған дөләт мудапиә сияситини йеңилаш мунасивити билән пикир баян қилип, хитай һәрбий күчиниң тез кеңийиши асия - тинч окян районида муқимсизлиқниң келип чиқишиға сәвәбчи болуш еһтимали барлиқини билдүрди.

Ховард,"хитайниң һәрбий заманивилаштуруш сүрити вә көлими, болупму сүний һәмраһға қарши башқурулидиған бомба синиқи қатарлиқларда вәйран қилиш күчиниң тәрәққияти, районда уқушмаслиқлар вә муқимсизлиқларға сәвәбчи болуши мумкин "дәйду. Бу австралийә баш министириниң һазирға қәдәр австралийиниң әң чоң сода шерики хитай тоғрисида униң һәрбий күчини тунҗи қетим районниң муқимлиқиға пайдисиз, дәп баһа бериши болуп, америка австралийиниң хитай һәрбий тәрәққиятиға сәл қараватқанлиқини үзлүксиз әскәртип кәлмәктә иди.

японийә район ишлирида техиму зор ролларни ойнаш керәк

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, австралийиниң йеңи дөләт мудапиә сиясити хитайниң һәрбий күчи мәсилисидә австралийиниң америка билән пикирдаш икәнликини ипадилигән. Австралийә, америка вә японийиләр билән бихәтәрлик шәртнамиси имзалиған дөләт шундақла австралийиниң дөләт мудапиә сияситигә асасланғанда америка билән японийә австралийиниң әң йеқин шерики.

Җон ховард, японийә мәсилисини тилға алғанда японийини австралийиниң райондики дөләтләр ичидә әң йеқин вә әң қиммәтлик дости, дәп тәриплиди вә "японийә америка башчилиқидики көп дөләт иттипақдашлириниң ичидә техиму актип рол ойниса, бу униң иқтисади вә дипломатик тәсир күчигә пүтүнләй уйғун келиду " дәп көрсәтти.

Хитайниң һәрбий күчини тәрәққи қилдуруштики муддиаси нимә ?

Хитайниң һәрбий күчини кәң - көләмлик вә тез сүрәт билән кеңәйтишидики мәқсәт вә муддиаси америка сияси вә һәрбий даирилириниң үзлүксиз гуманини қозғаватқан мәсилә иди. Австралийә баш министири хитайниң һәрбий кеңәймичилики районниң муқимлиқиға пайдисиз, дәп тәкитлигән шу күни, америка деңиз армийисиниң бир авиаматка пилоти австралийини зиярәт қилмақта иди.

Америка деңиз армийә адмерали,"бүркүт бачкиси" бәлгилик америка авиаматка пилотиниң қомандани риейк вирен, седнейда "бизниң хитайдин әндишә қилидиған йәрлиримиз бар " дәп тәкитлиди. У мундақ дәйду, "хитайниң һәрбий күчини кәң көләмлик кеңәйтишидики мәқсиди вә муддиасиға бәргән изаһати ишәнчлик әмәс. "

Хитай: мәқсидимиз өзимизни қоғдаш

Хитай һөкүмити хитай һәрбий күчини кеңәйтишидики муддиасини ақлап, хитайниң бихәтәрлики вә муқимлиқини көздә тутуватқанлиқини, һәрбий селинма йәнила омум хамчотниң наһайити аз бир қисимини игиләйдиғанлиқини әскәртмәктә. Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң, пәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида австралийиниң дөләт мудапиә һөҗҗитигә инкас қайтуруп, җуңгониң дөләт мудапиә сияситини " өзини қоғдаш характерлик шундақла биз тинч тәрәққият йолида маңимиз. Җуңго дуня бихәтәрлики, районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдаштики асаси күч " дәп ақлиди.

Америка деңиз армийә адмерали рейк вирен, " әлвәттә биз хитайниң районда муқимлуқни сақлиғучи бир күч болушини күтимиз. Лекин биз буниңға қанаәт һасил қилғичә өз ишимизни қиливеримиз шундақла президентниң буйруқини иҗра қилиш үчүн тәйяр туримиз " дәйду.

Һәрбий маневир кимгә берилгән агаһландуруш ?

" Бүркүт бачкиси"бәлгилик америка авиаматка пилоти адәттики күнләрдә америкиниң японийидики һәрбий базисида турсиму, лекин улар бу қетим австралийигә америка - австралийә һәрбий қисимлириниң 2 йилда бир қетим өткүзүлидиған һәрбий маневирға қатнишиш үчүн кәлгән. Чаршәнбә күни ахирлашқан икки һәптилик маневирға америка 20 миң кишилик қошун, австралийә 7500 кишилик қошун қатнаштурди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.