Хитай 2007- йиллиқ паклиқ дәриҗиси баһалишида начар баһаға еришти
2007.09.27
26- Сентәбир чаршәнбә күни, баш штаби германийиниң берлин шәһиригә җайлашқан чирикликкә қариши туруш тәшкилати- хәлқара сүзүклүк тәшкилати, 2007- йиллиқ тәкшүрүш доклатини елан қилип, дунядики әң чирики дөләтләрни рәткә тизди.
Доклат нәтиҗисигә қариғанда, хитай еришкән омуми номур бәк төвән болуп, 180 дөләт ичидә 72 -орунға тизилған. Тәһлилчиләрниң қаришичә, чириклик хитайда күнсайин еғирлишиватқан бай-кәмбәғәллик арисидики пәрқни техиму кеңәйтип, нәтиҗидә хитай җәмийитидә иҗтимаий вә сиясий давалғуш пәйда қилидикән.
Бу баһалаш түзүмидә паклиқниң юқири дәриҗиси номур 10, әң төвән дәриҗиси 0 номур қилип бәлгиләнгән болуп, буларниң ичидә хитай 3.5 Номурға еришип, һиндистан, мексика, маракәш қатарлиқ дөләтләр билән бир орунға тизилған.
Баһалаш доклатида көрситишичә, асия әллиридә чириклик йәнила еғир болуп, бу нөвәт баһаланған 32 асия дөлитиниң 22си баһалашта 5 тин төвән номур алған дөләтләр категорийисигә киргүзүлгән болуп, буларниң ичидә оттура асия әллиридин түркмәнистан, таҗикистан қатарлиқларму бар.
Чериклик, шу дөләтләрдики байлиқ мәнбәлириниң еқип кетишини кәлтүрүп чиқармақта
Хәлқара сүзүклүк тәшкилатиниң рәиси рабирниң америка авази радиосида ейтқанлириға қариғанда, чириклик тәрәққиятни илгири сүрүшкә тосалғу болидикән. Униң қаришичә, бу йил бәзи тәрәққий қиливатқан дөләтләр чирикликниң алдини елишта зор тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, әмма чериклик мәзкур дөләтләрдики байлиқ мәнбәлириниң еқип кетишини кәлтүрүп чиқармақта икән.
Хитай һәр йили чирикликкә қарши туруш тәшкилатиниң йиллиқ баһалишида изчил төвән номур елип келиватқан болуп, 2006- йилиму 3.3 Номурға еришкән иди.
Сиясий тәһлилчи асия вә хитай илмий тәтқиқатчиси, түркийидики һаҗи төпә университетиниң профессори, әркин әкрәмниң қаришичә, чириклик хитайда бир хил сиясий әнәнә болуп, йеқинқи йиллардин бери хитайда мәйданға кәлгән иқтисади ислаһатқа яндаш һалда сиясий түзүлмә ислаһати елип берилмиғанлиқтин, хитайдики чериклик техиму еғирлашқан икән.
Лю шавҗу: хитайдики чириклик мәсилиси, дөләт түзүлмисиниң маһийәтлик алаһидилики
Хитай сиясий тәһлилчи лй шавҗуниң америка авази радиосида хитайдики чириклик тоғрисида ейтқанлириға қариғанда, хитайдики чириклик мәсилиси дөләт түзүлмисиниң маһийәтлик алаһидилики болуп, бюрократлиқтин келип чиққан икән.
Лю шавҗуниң ейтқанлириға қариғанда йәнә, чириклик башқа дөләтләрдә дөләт түзүлмисидики иккиләмчи орунда турса, хитайда асаслиқ орунда туридикән.
Әркин әкрәм: чириклик хитай һакимийитигә зор тәһдит елип келиду
Әркин әкрәм бу һәқтә тохтилип, ғәрб әллиридә иқтисади ислаһат билән сиясий түзүлмә ислаһатиниң бирликтә елип берилидиғанлиқини, иқтисадниң йүксилишигә әгишип шуниңға мас һалда шу дөләттики иқтисади түзүлмиләр вә тәрәққиятни көзитип вә назарәт қилип туридиған органларниң тәсис қилинидиғанлиқини, әмма хитайда болса барлиқ сиясий түзүлмә қанун йүргүзүш органлириниң хитайдики һакимийәт бешидики партийә, хитай компартийисиниң қолида икәнликини, мана бу хил әһвалниң чирикликниң хитайда әвҗ елип кетишидики асасий сәвәбләрниң бири икәнликини оттуриға қойди.
Әркин әкрәмниң қаришичә йәнә, иқтисади йүксиливатқан, әмма сиясий түзүлмисидә мунасип өзгәртиш елип берилип чирикликниң алди елинмиған дөләтләрниң, қаримаққа йүксәлгән вә қудрәтлик көрүнгәндәк қилсиму, әмәлийәттә ичидин порлишип кәткән яғачқа охшайдиғанлиқини көрсәтти.
У йәнә, хитайдики иқтисади тәрәққиятидин пәқәт нәччә он пирсәнт адәм мәнпәәт еливатқан болуп, бу хил әһвал хитайда күнсайин еғирлишиватқан бай - кәмбәғәллик арисидики пәрқни йәниму илгирилигән һалда чоңайтип кәлгүсидә хитайда техиму еғир иҗтимаий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини һәмдә хитай компартийисиниң һакимийитигә зор тәһдит елип келидиғанлиқиниму қошумчә қилди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур вәтинини талан - тараҗ қилиш сиясити күчәймәктә
- 'Намратлар' дегән уқумниң америка билән хитайдики пәрқи тоғрисида мулаһизә
- Хитайда намратлар билән байлар оттурисидики пәрқ интайин чоң
- Һүсәйин җелил мәсилиси түпәйли хитай - канада консул ишлар келишимигә дәз кәтти
- ¨Коммунист хитайниң консули шветсийә парламент әзасини җим қилишқа урунмақта¨
- Җәнубий хитайда аптобус вәқәсидә 26 адәм қаза қилди
- Хитайдики нәччә миңлиған су амбарлири "муддәтлик бомба" ға охшап қалди
- Хитай мәтбуатида ваң лечүән хиянәтчилик билән әйибләнди
- Хитай һакимийити давалғуш вәзийитидә турмақта
- Уйғур елиниң қизилма байлиқлири немә мәқсәттә булаң - талаң қилиниватиду
- Шаңхәй партком секретариниң хиянәтчиликкә четилип қелиш дилоси кеңәймәктә
- Қаштеши юртида буниңдин кейин қаштеши тепиларму?