Бавтоң әпәндиниң қаришичә, коммунист партийигә бесим ишлитиш яхши чарә


2007.06.04

Хитайда һәрбий қисимлар коммунст партийиниң қолида, ‏‏- дәп обзорини башлайду бавтоң әпәнди. Бавтоң әпәнди әйни вақитта хитай мәркизи комитетиниң сабиқ баш секритари җавзияңниң катипи иди. Бавтоң әпәнди өзиниң бу обзорини елан қилиш һоқуқини әркин асия радиосиға тапшурди. Бавтоң әпәндиниң баян қилишичә, 1989 ‏- йили 4 ‏- ийон күни бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида, хиянәтчиләрни җазалаш вә демократийини йолға қоюшни тәләп қилған хәлқни, коммунист партийиниң һәрбий комитети бир нәччә йүз миң кишилик қораллиқ қисимни ишқа селип қанлиқ бастурған иди.

1957 ‏- Йили хитайда елип берилған оңчиларға қарши туруш һәрикитидә 550 миң нәпәр адәмни 'оңчи' дәп қоршап һуҗум қилишниң баш қомандани дең шавпиң, әйни вақитта коммунист партийиниң һәрбий комитетиниң рәиси иди. Дең шавпиң шу күни, хитай армийисигә дөләтниң игиси болған хәлқни танка, пилимутлар билән һуҗум қилип бастурушқа буйруқ чүшүрди.

Хитайда хәлиқни қирғинчилиқ қилғанниму мәдһийиләйдиған виҗдансиз кишиләр чиқти

‏- Бейҗиңдики дохтурханиларниң тез қутқузуш бөлүмлиригә яридарлар, җәсәтләр сиғмиди, ‏-‏ дәйду бавтоң әпәнди обзорида, - әйни вақитта, пүтүн дуня хитайда болуватқан бу қанлиқ вәқәләрни сүний һәмраһ арқилиқ көрүп турған иди. Бундақ вәқә қуллуқ җәмийәттиму, милитаристлар дәвридиму инсанийәтни қирған җинайәт дәп һесаблинатти.

Әмма заманимизда болса , - дәйду бавтоң әпәнди, ‏‏- шундақ дәһшәтлик қирғинчилиқниму мәдһийиләйдиған виҗдансиз кишиләр чиқти. Бундақ кишиләр хәлқни қирғучиларға шәрәп тахтиси асти. Шу чоң қирғинчилиқтин кейинму, хәлқ давамлиқ бастурулуватиду.

Йоқсуллар үчүн ясалған түрмә вә коммунист партийә үчүн ясалған җәннәт

4 ‏- Июндики чоң бастуруштин кейин, хитайда пәйда болған хиянәтчилик -чириклик омумйүзлүк ямрап кәткән 'иқтисадий аватлиқ' пәйда болди. Бу чоң 'иқтисадий аватлиқ'тин хитай иккигә парчиланди, ‏- дәп баян қилиду бавтоң әпәнди, ‏- униң бири, хитайда намрат-йоқсуллар үчүн ясалған түрмә, йәнә бири коммунист партийә үчүн ясалған җәннәт.

Коммунист партийә һазир өзигә ялақчилиқ қилидиған кишини вәзипигә қойиду, қанунму коммунист партийиниң қолида, улар дөләт хәзинисидин халиғанчә хиянәт қилиду. Һазир хитайда, ‏-‏ дәйду бавтоң әпәнди, ‏‏- йүз милйон доллардин көп мүлки бар байвәччиләрниң сани 3200 дин ашиду, униң 2900 дин артуқи коммунист партийә каттибашлириниң бала-чақилири.

Пул муамилә, ташқи сода, йәр асти байлиқларни ечиш, чоң қурулушларни елип бериш, дөләт бихәтәрлики қатарлиқ саһәләрдә % 90 тин артуқ муһим һоқуқлар шуларниң қолида. Әгәр һазир хитайда пай базири гумран болса, пай қошқан бирнәччә он милйон адәм бирдәмдила вәйран болиду. 'Сотсиялистик' җуңго дегән мана шу, 'инақ җуңго', 'адәмни асаси орунда қойидиған җуңго', 'тинч баш көтүрүватқан җуңго' дегәнму мушу, бу бир чирикләшкән җуңго, 4 ‏- ийон күни хәлқни бастурғандин кейин пәйда болған җуңго.

Хитай һөкүмити немә иш қилса 4 ‏- июн дегән дохмуштин өтәлмәй тосулуп қеливатиду

‏ 4 ‏- Ийон күнидики қирғинчилиқ чоң қуруқлуқ хәлқи, хоңкоңлуқлар, тәйвәнликләр, башқа милләтләрниң, һәтта пүтүн дуня хәлқиниң һессиятини зәхмиләндүргән иди. ‏- Дәп баян қилиду бавтоң әпәнди обзорида, ‏- шуңлашқа хитай һөкүмити немә иш қилса, мушу дохмуштин өтәлмәй тосулуп қеливатиду.

'Бастуруш тоғра болған' дегүчиләр қоғдаватқан дең шавпиңниң 'иззәт -һөрмити' пәйда қилған сиясий, әхлақий җәһәттики бузғунчилиқ дөләтниң бирлик асасиниму бузувәтти. Бундақ җуңго әмди пәқәт 4 ‏- июндики қирғинчилиқни инкар қилғандила, андин йеңи һаяти күчкә игә болиду.

4‏-Ийон күнидики қирғинчилиққа дең шавпиң җавабкар

‏ 4 ‏- Июн қирғинчилиқиға дең шавпиң җавабкар, у аллиқачан өлди, ‏‏- дәйду бавтоң әпәнди, ‏‏- әмди дөләт пуқралири бу һәқтики бир адил баһани аңлиши керәк! һазирқи рәһбәрләр, гәрчә бу вәқәниң ақивитини бир тәрәп қилиш қабилийити болмисиму, әмма дөләт пуқралириға хәлқни бастуруш җинайәт икәнликини ейтиши керәк. Шундақ қилғандила андин дөләтниң асасий қануни һәққидә гәп ачалайду.

Пурсәт күтсә, мәсилә өзи тәбии һалда һәл болуп кәтмәйду

Бавтоң әпәнди обзорида сүкүт қилип туруп пурсәт күтүватқан кишиләр һәққидиму тохталған. Униң баян қилишичә, бәзи кишиләр пурсәт күтүватқили хели көп йиллар болуп қалди, улар 4 ‏- ийон вәқәси һаман бир күни тәбиий һалда өзликидин һәл болиду, дәп қарайду.

Оңчиларға қарши туруш һәрикити болуп өткәнгә 50 нәччә йил болди, лекин бу мәсилә 'тәбиий һалда' өзлүкидин һәл болуп кәттиму? ‏-‏ бав тоң әпәндиниң қаришичә, ‏‏- коммунист партийиниң мустәбит түзүми пут терәп туруватқан шараитта, наһәқчилиқниң 'тәбиий һалда' өзлүкидин һәл болуп кетиш еһтималлиқи мәвҗут әмәс. Чүнки, вақит дегән каинаттики һәммә мәвҗудийәт үчүн ортақ нәрсә, у битәрәп нәрсә.

Хәлқниң дөләт қануниға асасән коммунист партийиниң рәһбәрлик гуруһиға бесим ишлитиш һоқуқи бар

‏-‏ Тәрәққиятниң йөнилиши һәрхил бесим күчиниң омумий қувитигә бағлиқ, ‏- дәйду бавтоң әпәнди, ‏-‏ коммунист партийиниң бир партийә дектаторисиға тақабил туруш амили үнүмлүк амил. Хәлқниң дөләт қануниға асасән коммунист партийиниң рәһбәрлик гуруһиға бесим ишлитиш һоқуқи бар. Испатландики, бесим ишлитиш яхши чарә, шундақ бесимдин демократик җуңго келип чиқиши мумкин. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.