Хитай дөләт байриқи чәтәлдә иккинчи қетим йиқитилди


2008.03.12
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бүгүн дуняниң һәр қайси җайлиридики тибәтликләр тибәт қозғилиңиниң 59 йиллиқини тәбрикләш мунасивити кәң көләмлик наразилиқ намайишлири елиш барди. Бу намайишлар ичидә канаданиң онтарио шәһиридә өткүзүлгини әң дағдуғилиқ болди. Бу күни намайишчилар, хитай әлчихана бинасиниң өгзисигә чиқип, хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байриқини йиқитти, орниға тибәт байриқини тиклиди.

Хитайниң дөләт байриқини йиқитиш мушуниң билән иккинчи қетим йүз бәрди. Тунҗи қетимқиси, бундин 11 йил бурун түркийидә йүз бәргән. 1997 ‏ - Йили 2‏ - айниң 8‏ - күни йәни ғулҗа шәһиридә 5 ‏ - феврал вәқәси йүз берип 3 күндин кейин, түркийидики уйғурлар истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзгән, намайишқа қатнашқан уйғурлардин 2 нәпәр яш консулхана қоросидики байрақ хадисиға ямишип чиқип хитай байриқини йиқитқан вә байраққа от қойған иди.

10‏ - Март күнидики тибәтликләрниң байрақ йиқитиш вәқәси һәққидә, канадада намайиш оюштурған тәшкилатниң рәһбири мундақ мәлумат бериду: "намайишқа 1000 йеқин тибәтлик вә тибәт достлири қатнашти. Намайишта, 18 вә 19 яшлиқ икки нәпәр тибәтлик канада пуқраси әлчихана бинасиниң өгзисигә чиқип, хитай байриқини йиқитти, орниға тибәт байриқини тиклиди. Вәқәдин кейин, әлчихана муһапизәтчилири вә канада сақчиси бу икки яшни сақчиға елип берип 5 саәт сорақ қилди. Улар алдимиздики айларда сотқа тартилиду. Биз булар үчүн һазир адвокат тәклип қилдуқ."

Адәттә, хәлқара қанун буйичә, әлчиханилар қоруси, шу әлчихана тәвә болған дөләтниң земини һесаблиниду. Әлчихана қорусиға рухсәтсиз кириш, болупму байриқини йиқитиш шу дөләткә қилинған һуҗум яки һақарәт һесаблиниду.Канададики намайшни оюштурған тәшкилат башлиқи тризери ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: "канада демократик бир дөләт, бу икки яшниң яш вә һессият җәһәттики алаһидә әһвалини нәзәрдә тутуп канада қануниниң еғир җаза бәрмәйдиғанлиқиға ишинимиз."

Канадада хитай байриқини йиқитқан икки тибәтлик яштин бири тензиң дәләк, йәнә бири наваң дапка болуп, наваң дапка вәқә һәққидики тәсиратини сөзләп өтиду.

Истанбулдики хитай байриқини йиқитқан уйғурлардин бири бәш қетим сотқа тартилған вә ахирқи сотта 5 йил сиясий паалийәтләргә қатнашмаслиқ җазаси берилгән. Әнә әшу җазаға учриған яш, тәбәт йүҗәтүрк, шу қетимқи кәчүрмишлири тоғрисида тохтилип өтиду.

Муһаҗирәттики тибәт һәрикити билән уйғур миллий һәрикити, йеқинқи йиллардин бери тәң қәдәмдә илгирилимәктә. Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур миллий һәрикитиниң хәлқара күн тәртипкә келиш нисбити, 11 ‏ - сентәбир вәқәсидин кейин, болупму, рабийә қадир ханим рәһбәрлик орниға өткәндин кейин, тибәтликләрниңкидинму алдида кетиватмақта. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.