Хитай б д т кишилик һоқуқи кеңишиниң әзалиқиға сайланди


2006.05.11
bdt-qoral.jpg
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нйо-йорктики баш штаби сиртидики толғанған тапанча. Куба, хитай вә сәуди әрәбистан қатарлиқ кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләр б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуп сайланди. AFP

Б д т омуми қурултийиниң бу йил 3 - айдики қарари бойичә кишилик һоқуқ комитетини бикар қилип, униң орниға кишилик һоқуқи кеңишини қуруш қарар қилинғандин кейин 5 - айниң 9 - күни б д т омуми қурултийи кишилик һоқуқи кеңишиниң әзалирини сайлап чиқти.

Кишилик һоқуқи кеңишигә әза 47 дөләт ичидә кишилик һоқуқи хатириси тәнқидкә учраватқан хитай, пакистан, куба қатарлиқ дөләтләр сайламда мәзкур кеңәшкә әза болуш салаһийитигә игә болди. Лекин хитайниң б д т кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуп сайланғанлиқи бәзи кишиләрни үмидсизләндүрсә, бәзи тәшкилатлар буни бир "пурсәт," дәп қаримақта.

Хитайниң б д т дики вәкили 5 - айниң 2 - күни җуңгониң кишилик һоқуқи кеңишигә намзат болидиғанлиқини җакалиғанда, "җоңго тәрәққи қиливатқан нопуси көп дөләт. Җоңго кишилик һоқуқ саһәсидә қилишқа тегишлик йәнә нурғун ишлар бар," дәп тәкитлигән иди. Хитайниң кишилик һоқуқи кеңишигә намзат болидиғанлиқини җакарлиғанда елан қилған сайлам хитапнамисида оттуриға қойған вәдиси, хитайниң иқтисад ислаһат мувәппиқийити вә кишилик һоқуқ саһәсидә чиқарған қанунлирини тәкитләшни асас қилған.

Хитай демократлири: хитай һөкүмитигә бир синақ

Хитайдики демократик гуруһлар вә өктичи затларниң әскәртишичә, җоңго һөкүмити "кишилик һоқуқ саһәсидә қилишқа тегишлик нурғун ишлар бар," дәп тәкитлигән болсиму, лекин сөз вә мәтбуат әркинлики, сияси вә виҗдан мәһбуслирини қоюп бериш, сияси, диний өктичиләргә зиянкәшлик қилишни тохтутуш қатарлиқ мәсилиләрдә конкирит вәдә бәрмигән.

Җоңго кишилик һоқуқи вә диний әркинлик саһәсидә илгирләшкә еришмәй туруп, америкиниң хитай билән нормал мунасивәт қилиш мүмкинчилики мәңгү мәвҗут әмәс." Хитайниң б д т кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуп сайланғанлиқи америкидики уйғур тәшкилатлирини "һәйран" қалдурди.

Бейҗиңдики тәрәпсиз обзорчи лю шавбо әпәнди, "әмди җоңго б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға сайланғандин кейин, алди билән униң сөз -һәрикити бир - биригә уйғун келәмду - кәләлмәмду, буниңға қараш керәк. Һазир хәлқ қурултийи сияси һоқуқ әһдинамисини тәстиқламду - тәстиқлимамду, дегән мәсилә, җоңго һөкүмитиниң сөз - һәрикити бирдәкликкә игә - игә әмәсликини испатлайдиған синақтур," дәйду.

Лю шавбониң әскәртишичә, хитай һөкүмити б д т пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқи әһдинамисиға имза қойғили 10 йил болай, дәп қалған болсиму, лекин хәлқ қурултийи мәзкур әһдинамини һазирғичә тәстиқлимиған. Лю шавбу, "бу әһдинамини тәстиқлаш яки кәйнигә сүрүш җоңго һөкүмитиниң сәмимийитини синайдиған пурсәт," дәп қаримақта.

Риқабәт вә пурсәт

Хитайда тарқитилидиған "пуқралар һоқуқини қоғдаш" тор понкитиниң мәсули ли җйән, хитай һөкүмити кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң хитайда ашкарә паалийәт елип беришини қанунлаштуруш керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, "җоңго кишилик һоқуқи паалийәтчилириниң җоңго чоң қуруқлуқидики хизмити қанунлаштурулушини үмид қилимән," дәйду.

Буниң сәл алдида мәркизи ню йорктики җоңго кишилик һоқуқи җәмийити, хитайниң б д т кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуп сайланғанлиқини "риқабәт вә пурсәт," дәп атиған. Җоңго кишилик һоқуқи җәмийити, "җоңгониң қуруқ шуарни ташлап кишилик һоқуқни һәқиқи түрдә қоғдаш вә һөрмәт қилиш вақти кәлгәнлики", вә " илгирики кишилик һоқуқи комитетида йүз бәргән сияси оюнларниң қайтиланмаслиқиға капаләтлик қилишқа чақиримиз," дәйду.

Америка: кишилик һоқуқ хатириси начар дөләтләрниң әза болуп киривелишини тосалмидуқ

Бу қетимқи сайламда намзат дөләт, кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуш үчүн 96 дөләтниң қоллишиға еришиши керәк болсиму, лекин хитай 143 дөләтниң қоллап биләт ташлиши билән мәзкур кеңәшниң әзалиқиға сайланди. Америка, мәзкур кеңәшкә хәлқара кишилик һоқуқи өлчәмлирини бузуватқан дөләтләр әза болуп киривелишни тосайдиған чарә - тәдбир елинмиғанлиқиға нарази болуп, өзини намзат қилип көрсәтмигән.

Әмди җоңго б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға сайланғандин кейин, алди билән униң сөз -һәрикити бир - биригә уйғун келәмду - кәләлмәмду, буниңға қараш керәк. Һазир хәлқ қурултийи сияси һоқуқ әһдинамисини тәстиқламду - тәстиқлимамду, дегән мәсилә, җоңго һөкүмитиниң сөз - һәрикити бирдәкликкә игә - игә әмәсликини испатлайдиған синақтур,

Америка ташқи ишлар министирликиниң 2005 -йилдики кишилик һоқуқи доклатида, җоңго "кишилик һоқуқи хатириси начар вә һөкүмәт кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилишни давамлаштуриватқан дөләт," дәп хатирләнгән иди.

Америкиниң муавин ташқи ишлар министири роберт золиейкниң әскәртишичә, хитайниң кишилик һоқуқи хатириси изчил түрдә начар болуп кәлмәктә. Золейк бу сөзләрни чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики бир испат бериш йиғинида, җуңгода мәтбуат әркинлики вә ишчилар уюшмилириниң ролини тилға алғанда тәкитлигән. Роберт золейк, "әркин җоңго сағлам җоңго димәкликтур. Әркин мәтбуат мәсулийәт туйғусини турғузуш вә хитайда омумлашқан хиянәтчилик мәсилисини бир тәрәп қилишқа ярдәмчи болиду. Мустәқил ишчилар уюшмилири әмгәкчиләрниң мәнпәәтини қоғдаш вә ихтилапларни бир тәрәп қилишта техиму яхши рол ойнайду," дәйду. Золейк, хитайда пуқралар йәрлик һөкүмәт ишлириға әркин қатнишалиса, мәсилини зораванлиққа тайинип һәл қилиш мумкинчилики азийидиғанлиқини билдүрди.

Җоңго кишилик һоқуқи хатириси яхшиланмиса, америка билән нормал мунасивити болуши мумкин әмәс

Америка дөләт мәҗлиси авам палата әзаси там лантосниң әскәртишичә, "җоңго кишилик һоқуқи вә диний әркинлик саһәсидә илгирләшкә еришмәй туруп, америкиниң хитай билән нормал мунасивәт қилиш мүмкинчилики мәңгү мәвҗут әмәс." Хитайниң б д т кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуп сайланғанлиқи америкидики уйғур тәшкилатлирини "һәйран" қалдурди.

Мәркизи вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитиниң баш катипи алим сейтофниң әскәртишичә, кишилик һоқуқи хатириси назарәт қилинишқа тегишлик бир дөләтниң кишилик һоқуқи кеңишигә әза болуп сайланғанлиқи кишини һәйран қалдуридикән.

Лекин хитай һөкүмити кишилик һоқуқни омуми йүзлүк илгири сүридиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси лю җйәнчав, кишилик һоқуқи кеңишиниң сайлими өткүзүлгән күни "җоңго асаси қанундики дөләт кишилик һоқуққа һөрмәт қилиду вә уни қоғдайду," дегән принсип бойичә кишилик һоқуқ ишлирини омуми йүзлүк илгири сүриду," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.