Б д т 2009 - йили хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәкшүриду
2007.11.15

Бу йил июнда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, әза дөләтләрни кишилик һоқуқ хатирисини тәпсилий көрүп чиқишни қобул қилишқа мәҗбурлайдиған бир қатар бәлгилимиләрни турғузған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиму мәзкур бәлгилимиләргә қошулидиғанлиқини билдүргән иди. Мәзкур бәлгилимидә бекитилгән түзүмләр буйичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң ичидә қурулған "омумйүзлүк қәрәллик баһалаш" хизмәт гурупписи 2008- йилидин 2011 - йилиғичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза 192 дөләтниң кишилик һоқуқ хатирисини тәпсилий тәкшүрүп чиқидикән.
Тибәт һәрикитини қоллиғучилар гурупписиниң 12- ноябир хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши өзиниң бу йил сиентәбирдики 6- нөвәтлик йиғинида, 2009- йилиниң башлирида, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәпсилий тәкшүрүп чиқишни бекиткән.
Хиккс ханим: " кона системида, тәкшүрүштин өзини қачуруш қәстидә болған күчлүк дөләтләр амал қилип қутулуп қалатти"
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини кишилик һоқуқни йәршари характерлик тәрғиб қилиш бөлүминиң директори пәггй хиккс ханимниң көрситишичә, "омумйүзлүк қәрәллик баһалаш" түзүлмиси буйичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши, барлиқ әза дөләтләрниң кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилиш әһвалини қәрәллик һалда тәкшүрүп туридиған болуп бу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә әза барлиқ дөләтләрни өз ичигә алидикән, һәммә дөләтләргә охшаш өлчәм қойидикән вә тәң муамилә қилидикән.
Униң билдүрүшичә йәнә, кишилик һоқуқ кеңиши бу нөвәт тонуштурған системида әза дөләтләрниң һәммиси бирдәк тәкшүрүлидиған болуп, бурунқидәк тәкшүрүлүшини халимайдиған күчлүк дөләтләр амал қилип қутулуп қалидиған әһваллардин сақланғили болидикән.
У мундақ деди: "кона системида, тәкшүрүштин өзини қачуруш қәстидә болған күчлүк дөләтләр амал қилип қутулуп қалатти, буларниң ичидә хитайму бар иди. Русийә, хитай вә америкиға охшаш дөләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аит қарар мақуллаш бәк тәскә тохтап кәлгән. Бу системида болса һәр бир әза дөләт һәр төт йилда бир қетим тәкшүрүлиду. "
У йәнә, кишилик һоқуқ хатириси җәһәттә һәр қандақ бир дөләттә илгири сүрүлмисә болмайдиған йәрләрниң барлиқини, шуңа мушу хилдики мәсилиләрни тәкшүрүп турушта бирләшкән дөләтләр тәшкилати бекиткән бу йеңи түзүлмә муһим әһмийәткә игә икәнликини көрсәтти.
Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи уйғур кишилик һоқуқ қурулуши программиси ишләватқан алим сийтофниң билдүрүшичә, илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләр ичидә хитайни һимайә қилидиған диктатор дөләтләрму көп болғанлиқтин хитайда изчил дәпсәндә қилинип келиниватқан кишилик һоқуқ мәсилисиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида оттуриға қоюлмиғанлиқини, әмма бу йеңи системидин хитайниң өзини чоқум қачуралмайдиғанлиқини билдүрди.
Хиккс ханим ": бу система хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көзитип турушта иҗабий рол ойнайду"
Бу қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши тонуштурған мәзкур йеңи түзүлминиң хитайдики кишилик һоқуқ хатирисигә қандақ өзгиришләрни елип келидиғанлиқи һәққидә сориған соалимизға кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики хиккс ханим, мәзкур системиниң тунҗи қетим йолға қоюлғанлиқини, техичә башқа дөләтләрни тәкшүрүшкә башлимиғанлиқини шуңлашқа нәтиҗиниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә бир нәрсә демәкниң тәс икәнликини вә бу системиниң йәнила хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көзитип турушта иҗабий рол ойнайдиғанлиқини көрсәтти.
У мундақ деди:" әгәр йүз беришкә тегишлик ишларниң бәзи тәрәплиридә өзгириш болуп қалса, бизгә охшаш тәшкилатларниң әң үмид қилидиғини, хитайдики үзлүксиз йүз берип туридиған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүп туридиған конкретни көзитиш механизми вә кишилик һоқуқ кеңишиниң баһалишида тәләп қилинған тәрәпләрдә хитай көрсәткән әмәлләр һәққидә доклат берип туруш механизиминиң шәкиллиниши."
Алим сейитофниң көрситишичә, мәзкур тәкшүрүш системиси елип келидиған бир иҗабий тәрәп болса, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидәк хәлқаралиқ сорунда оттуриға қоюлуши болуп, буниң хитайдики кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилинишиға охшаш бир қатар рәзил қилмишларниң яхшилинишиға түрткилик рол ойниши мумкин икән.
2009 - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң икки хил тәкшүрүшигә дуч келиду
Тибәт һәрикитини қоллиғучилар гурупписи бәргән хәвәрдин мәлум болушичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң "омумйүзлүк қәрәллик баһалаш" хизмәт гурупписи 2009- йилниң бешида хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәпсилий тәкшүрүп чиққандин башқа йәнә,, хитай кишилик һоқуқ кеңишиниң тәкшүрүшини қобул қилиштин бир нәччә ай илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тән җазаси вә қийнашқа қарши туруш комитети, мәзкур көзәтчи комитетқа сунған дунядики башқа дөләтләрниң қийнаш, тән җазаси бериш, башқа вәһший вә инсан қелипидин чиққан җазалаш васитилиригә қарши мақулланған җәнвә келишимнамисиниң роһиға қанчилик дәриҗидә риайә қилғанлиқи һәққидә хитай үстидә тәйярланған 4 - қетимлиқ доклатини көздин кәчүриду. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- Мутәхәссис мартин: хәлқара террорчилиққа қарши һәрикәт сиясий панаһланғучиларға зәрбә берип қоймақта
- Меркел ханим хитайни ахбарат вә сөз-пикир әркинликини қоюветишкә қистиди
- Ангела меркел: хитай оюнниң хәлқара қаидисигә бойсунуши керәк
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?