Һиндистан гезити хитайни осама бин ладенниң хоҗайини, дәп атиди


2006.09.28

Осама бин ладенниң кезик кесилидә өлгәнлики һәққидики хәвәр һазирғичә испатланмиди. Лекин жорналист раҗиндер пури һиндистан "дөләт әрбапи" гезитидики мақалисида "әгәр осама бин ладен өлсә, буниңдин пакистан хәвәр тапқан болар иди," дәйду.

Пакистан болса әл - қаидә рәһбириниң өлгәнликини рәт қилмақта. Аптор, мақалисида хитайниң талибанлар вә әл - қаидә билән һәмкарлашқанлиқини вә һиндистанға қарши һәрикәтләрни қоллиғанлиқини илгири сүргән. Хитайни "осаманиң қудрәтлик хоҗайини," дәп атиған раҗиндер, бин ладен өлсә америкиниң җәнубий асияға қаратқан диққити аҗизлишип, пакистанниң диққити кәшмиргә бурулиду, хитай районда техиму актип һаләткә өтүши мумкин, дәп көрсәтти.

Хитай билән бин ладин оттурисидики мунасивәтниң узун тарихи бар

Раҗиндерниң әскәртишичә, хитай 1999 - йили йүз бәргән һиндистан һава йоллириниң йолучилар айрупилани гөрәгә елиниш вәқәсидин алдинала хәвәр тапқан. 1999 - Йили бир гуруппа киши непалдин қозғалған һиндистан һава йоллириниң бир йолучилар айрупиланини гөрүгә елип, талибан һакимийитиниң мәркизи қәндиһарға қондурған иди. Әйни чағда гөрүгә алғучилар йолучиларни һиндистан түрмисидә ятқан кәшмирдики Jaish-e-Mohammed тәшкилатиниң қурғучиси мәсуд әзһәр билән алмаштурди. Раҗиндер , һиндистан йолучилар айрупиланини гөрүгә елиш вәқәсидин бин ладен билән хитайниң хәвири барлиқини вә бу вәқәни бин ладенниң пиланлиғанлиқини илгири сүргән. У, "айрупилан гөрүгә елинғандин кейин һиндистан ташқи ишлар министири җасвант сиң бу хәвәрни тунҗи болуп аңлиған болсиму, лекин униңға бу учурни хитай тәрәп уқтурған.

Раҗиндерниң әскәртишичә, хитай тәрәп бу хәвәрни гөрүгә елинған һиндистан айрупиланидики бир хитай йолучиниң қолидики ян компютерда йоллиған учуридин хәвәр тапқан икән. Лекин хитай тәрәпниң бу изаһатиға гуман билән қарайдиғанлиқини тәкитлигән раҗиндер, террорчилар гөрүгә елинған айропиландики бир йолучиниң компютер ишлитишигә йол қойғанлиқини ишәнчлик, дәп қарашқа боламду ?"дәйду.

Раҗиндер, хитай билән осама бин ладен арисидики мунасивәтниң узун тарихи барлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, америка 1985 - йили советләрни афғанистандин қоғлап чиқириш үчүн муҗаһидларни тәшкиллигәндә осама бин ладен уларниң сепидин орун алған болуп, хитайниң 300 кишилик һәрбий офитсири муҗаһидларни тәрбийилигән. Шу йилларда америка билән хитай советкә қарши иттипақлашқан иди.

Раҗиндер, әйни чағда "хитай шинҗаңдики уйғур мусулманларниң муҗаһидлар сепигә қошулушиға йол қойған," дәйду. Униң әскәртишичә, советләр чекингәндин кейин америка афғанистанни тәрик әтти вә бу вәзийәт әл-қаидиниң талибанлар билән иттипақлишип, америка қарши турушиға пурсәт яритип бәргән. У, хитайниң бу пурсәтни чиң тутуп, әл - қаидә вә талибанлар билән мунасвитини күчәйткәнликини билдүрди.

Хитай әл - қаидә билән биргә пакистанға ярдәм қилған

1998 - Йили америка осама бин ладенниң афғанистандики базилириға башқурулидиған бомба атқан болуп, талибанлар партлимай қалған 2 данә башқурулидиған бомбини хитайға тапшуруп бәргән вә 1999- йили йүз бәргән һинди - пакистан каргил урушида хитай әл - қаидә билән биргә пакистанға ярдәм қилған. Раҗиндер, әйни чағда 7 нәпәр хитай һәрбий офитсириниң пакистан контроллиқидики азат кәшмирниң шарду районида пакистан армийисигә һәрбий лавазимәтләр тошуш хизмитини назарәт қилғанлиқини вә кәшмир чигрисиға қошун йөткәп, һиндистан армийисиниң диққитини тартмақчи болғанлиқини илгири сүрди.

Раҗиндерниң әскәртишичә, хитай 2001- йили 1 - айда б д т ниң талибанларға имбарго қоюш қарарини рәт қиған. У, " гәрчә уйғурлар шинҗаң вәзийитиниң чеченийә вәзийити билән охшаши икәнликини илгири сүрсиму, бин ладен америка, русийә вә һиндистанни исламниң 3 чоң дүшмини, дәп елан қилип,хитайниң исмини тилға алмиди. Лекин хитай, әл-қаидә вә талибанларниң һәқиқи мунасвити 11 - синтәбир вәқәсидә оттуриға чиқти," дәйду.

Хитай билән бин ладин оттурисидики келишим

Раҗиндер, хитайниң дуня сода тәшкилатиға кириш вақти билән11 - сентәбир вәқәсиниң охшаш бир мәзгилгә тоғра кәлгәнликини алаһидә тилға алди. Униң әскәртишичә, хитай әсли 2001 йили 9 - айниң 17 - күни дуня сода тәшкилатиға кириш келишими имзалимақчи болған. Лекин келишимдин 6 күн бурун дуня сода мәркизи һуҗумға учриди. Буниң сәл алдида хитай һәрбий даирилири талибанлар билән келишим имзалиған вә хитай афғанистанниң телефон алақә системисини ясап беришкә қошулған. Буниң бәдилигә осама бин ладен уйғурларниң шинҗаңда исян чиқиришини тосимақчи болғанлиқини тәкитлигән раҗиндер, "буниң охшаш мәзгилгә тоғра келиши бир тасадипилиқмиду ? яки буниңда хитайниң дуня сода тәшкилатиға қатнишишиға қарши турудиған күчлириниң қоли бармиди," дәйду.

Раҗиндерниң әскәртишичә, "хитай баш министири ли пең хитайниң дуня сода тәшкилатиға киришигә қәти қарши турғучи кишиләрниң бири" икән. У, ли пеңниң "хитай дуня сода тәшкилатиға әза болса, хәлқара органлар тәрипидин назарәт қилиниш вә хәлқара әһдинамиларни иҗра қилишимизға тоғра келиду," дәп қарайдиғанлиқини язди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.