Хитайдики чириклик компартийә йоқалғанда түгәйду

Хитай компартийисиниң йеңи рәһбәрлириму ишни қуруқ шоар товлаштин башлиди. Хитай хәлқиниң һөкүмәткә болған ишәнчи йәнә суға чилашти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.12.04
shi-jinping-bashchiliqidiki-7-daimy-heyiti-305.jpg Хитай компартийиси мәркизи комитет сиясий бюросиниң ши җинпиң башчилиқидики 7 кишилик даимий әзаси. 2012-Йили 15-ноябир, бейҗиң.
AFP

Компартийиниң 18-қурултийида һоқуқ тапшурувалған ши җинпиң башлиқ хитай дөләт рәһбәрлириниң сиясий ислаһат елип берип, демократийини илгири сүрүшидин, черикликкә хатимә беришидин үмид күткән хитай хәлқи, йеңи дөләт рәһбәрлиридин бүгүнгичә һечқандақ иҗабий сигнал қобул қилалмиди. Кишилик һоқуқ дәпсәндичилики охшашла давамлашмақта. Һоқуқдарлар саһәсидики парихорлуқ, зораванлиқ йәнила бир қелипта һөкүм сүрмәктә.

Германийә долқунлири радиосиниң 3-декабирдики “Ваң чишән мина үстидә шамалға усул ойнаватамду?” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, компартийә мәркизи комитети сиясий қанун комитетиниң даимий һәйәт әзаси, мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң мәсуллуқиға йеңидин тәйинләнгән ваң чишән 30-ноябир күни өткүзүлгән чирикликкә қарши туруш сөһбәт йиғинида, һөкүмәт әмәлдарлириниң мал-мүлкини тизимлитиш чақириқини йәнә бир қетим тәкитлигән. Һөкүмәт әмәлдарлириниң мал-мүлкини тизимлитиш дегәнлик, қанчилик пули бар, қанчилик қиммәттики өй-мүлки бар, һәммини очуқ-ашкара елан қилиш дегәнлик болуп, көзәткүчиләр бу чақириқниң шәкил үчүнла оттуриға қоюлғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Һөкүмәт әмәлдарлириниң мал-мүлкини тизимлитиш мәсилиси 2000-йилидин буян һәр қетим компартийиниң йиғини чақирилип болғандин кейин изчил тәкрарлинип турған болсиму, һечқачан һәл болған әмәс.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң сабиқ баш министири җу руңҗи һоқуқ тутқан мәзгилдә“мән йүз данә өлүк сандуқи тәйярлап қойдум, 99 даниси чирик әмәлдарлар үчүн, бир даниси өзүм үчүн. Чирикликкә қарши йолумға мина орунлаштурулған тәқдирдиму, мени бу қәдәмни елиштин тосалмайду” дәп җар салған болсиму, әмәлийәттә чирикликни тизгинлийәлмәйла қалмай, чириклик техиму әвҗ алған.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, хитай компартийисиниң 18-қурултийидин илгири, ню-йорк вақти гезити хитай баш министири вен җябав җәмәтиниң 2 милярд 700 милйон доллар қиммитидә мал-мүлки барлиқини елан қилғандин кейин, хитайда һоқуқдарларниң мал-мүлкини ениқлаш, тизимлаш чуқанлири әвҗ алған иди. Мәркизи интизам тәкшүрүш комитети 30-ноябир чақирған чирикликкә қарши туруш йиғинида хәлқниң садасиға җаваб бериш йүзисидин, әмәлдарларни мал-мүлкини тизимлитишқа чақирған болсиму, бундақ иш интизам тәкшүрүш комитетиниң қолидин әсла кәлмәйтти. Чүнки, чирикликкә қарши туруш шоарини товлаватқанлар, чирикликкә қарши туруш органлириниң өзи әмәлийәттә һәммидин чирик иди.

Хәвәрдә көрситилишичә, хитайда 1994-йилила “мал-мүлүк киримини тизимлитиш қануни” мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети қанун түзүш оргинида күнтәртипкә қоюлған болсиму, рәсмий тәстиқлинип қануний күчкә игә болмиған. 1995-Йили йәнә“наһийә, башқарма дәриҗиликтин юқири рәһбири кадирларниң мал-мүлүк киримини тизимлитиш тоғрисида бәлгилимә” елан қилинған. 2006-Йили“партийилик рәһбири кадирлар мунасивәтлик шәхсий ишлирини доклат қилишқа аит бәлгилимә” тарқитилған. 2011-Йили“рәһбири кадирлар мунасивәтлик шәхсий ишлирини доклат қилишқа аит бәлгилимә” қайта тарқитилип, тунҗи қетим рәһбири кадирниң өзиниң мал-мүлкидин сирт, аялиниң вә пәрзәнтлириниң мал-мүлкини доклат қилиш тәләп қилинған. Әмма ички қисимға тарқитилған бу бәлгилимиләр, түзүмләрниң һечбири әмәлийләшмигән. Хитай пуқралири 30-ноябирдики йиғинға тор бәтлиридә инкас билдүрүп,“әгәр растинила чирикликкә қарши турмақчи болса, мал-мүлкини тизимға алдуридиған иш болса, алди билән ваң чишән өзи иш башлап бәрсун!” дейишкән.

Уйғурчә бир тор бетидә, хитайда демократийиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқи, хитай әмәлдарлиридики чирикликниң компартийә йоқалмиғучә түгимәйдиғанлиқи баян қилинип шундақ дейилгән:
-Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, һазирқи дөләт әмәлдарлиридин тартип йәрлик әмәлдарларғичә һәммиси орнини бошитип бериши керәк. Чүнки, хәлқ уларни яхши көрмәйду вә һоқуқ саһәсидин тәлтөкүс сиқип чиқириду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, барлиқ әмәлдарларниң хиянәтчилик, парихорлуқ җинайәтлири адил сотниң һөкүмигә дуч келиду. Буниңға четилидиған адәм сани қанчә милйондин ашиду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, җуңго тарихидики барлиқ қариланған сиясий һәрикәтләр ақлиниши лазим. Бу һәрикәтләрни қарилиған, бастурған һоқуқ бешидикиләр қанунниң җазасидин қечип қутулалмайду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, бүгүнгә қәдәр түрмиләргә наһәқ қамалған онмиңлиған кишилик һоқуқ паалийәтчилири ақлиниши вә уларға төләм төлиниши лазим болиду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, уйғур, тибәт, ички моңғул қатарлиқ районлардики қаршилиқ һәрикәтлири түпәйли өлтүрүлгән, қамалған, түрлүк һәқсизлиқларға учриғанлар ақлинипла қалмай, уларниң һәрикәтлириниң һәқлиқ болғанлиқи, ғайилириниң тоғрилиқи етирап қилиниши вә бу районларниң тәқдири мәсилиси йәрликләрниң таллишиға берилиши лазим болиду. Улар өз тәқдирини әркин сайлам арқилиқ бәлгиләйду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, җуңго иқтисадиниң җан томурини тизгинләп турған дөләт башлиқлири вә уларниң уруқ-әвладиниң һоқуқидин пайдилинип топлиған мал-дуняси мусадирә қилиниши лазим болиду. Һазирқи дөләт иқтисадиниң йеримидин көпрәки шуларниң янчуқида. Дөләт игиликидики барлиқ карханилар шуларниң җәмәтиниң қолида. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, хоңкоң вә тәйвән мустәқил болупла қалмай, уйғур, тибәт қатарлиқ җуңголуқлардин қутулуш койида издиниватқан районлар айрилип чиқиду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, йәр-земини, мал-мүлки дөләт яки ширкәтләр тәрипидин зиянға учриған, ютувелинған милйонлиған кишигә өсүми билән төләм төләшкә тоғра келиду. Бу төләмгә җуңгониң һазирқи барлиқ иқтисади бойлашмайду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, һәрқайси өлкиләрниң бөлүнүп кетиш еһтимали зор. Бу дегәнлик, җуңго қанчилиған кичик дөләткә айлинип кетиду. Әгәр җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүм йолға қоюлса, җ к п ниң пүтүн тарихи инкар қилиниду. Қанчә йүз милйон әмәлдар вә байлар бирақла зиянға учрайду.

Уйғурчә тор бетидики бу язма шундақ ахирлаштурулған:
-Шу сәвәбтин җуңгода аңлиқ рәвиштә сиясий ислаһат елип берилмайду. Җуңгода сиясий ислаһат елип берилип демократик түзүмниң йолға қоюлушини һәммә арзу қилсиму, бирақ бу пәқәтла бир шерин чүш. Шуни унтумаслиқ лазимки, җуңго тарихида қораллиқ инқилабсиз өзгириш барлиққа кәлгән әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.