Спелбергниң истипаси хитайларни тәңқислиқта қойди


2008.02.14

Spielberg99-150.jpg
Бейҗиң олимпик йиғининиң сәнәт мәслиһәтчиси, мәшһур һолливуд режиссори стивен спиелберг алдинқи күни мәслиһәтчилик вәзиписидин истипа бәрди Source: wikipedia.org

Уйғурлар, бейҗиң олимпик йиғини сәнәт мәслиһәтчиси стивен спелбергниң сәнәт талантини униң режиссорлуқидики "шиндилерниң тизимлики", "юра бағчиси " дегән кинолирида көргән. Униң режиссорлуқидики нурғун кино - филимләрниң көп қетим оскар мукапатиға еришкәнлики спелбергниң сәнәт талантиниң муәййәнләштүрүлүши иди. Кейинки йилларда бейҗиң олимпик йиғининиң сәнәт мәслиһәтчиликигә тәклип қилинған һолливудниң бу мәшһур режиссори, алдинқи күни хитай һөкүмитиниң дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш мәсилисидә йетәрлик күч чиқармиғанлиқи түпәйли истипа бәрди. Бу һәқтики баянатида "мән бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш вә йепилиш мурасимиға мәслиһәтчилик қилишни рәсмий тохтаттим " дәп тәкитлигән спиелберг, әхлақий бу хизмәтни давамлаштурушқа йол қоймиғанлиқини әскәртиду. У мундақ дәйду, " мениң виҗданим бу хизмәтни йәнә давамлаштурушумға йол қоймиди. Судан һөкүмитиниң йүз бериватқан зораванлиқларда зор мәсулийити бар. Лекин хәлқара җәмийәт болупму хитай дарфур районидики инсанлар дуч келиватқан азап - оқубәтни түгитишкә техиму көп күч чиқириши керәк ".

Спелбергниң қарари һолливуд артиси мия фарровни сөйүндүрди

Спиелберг шәхсий тор бетидә елан қилған қилған бу һәқтики баянатида йәнә, өзиниң 2007 ‏- йили хитай рәһбәрлиригә 2 қетим хәт йезип, суданға бесим ишлитишни, дарфурдики кишилик һоқуқи әһвалини өзгәртишни тәләп қилған болсиму, лекин нәтиҗә алалмиғанлиқини билдүрди. Спелбергниң истипаси олимпик билән кишилик һоқуқни бирләштүрүшкә қарши туруватқан бейҗиң даирилирини әпсусландуруш билән биргә, кишилик һоқуқи паалийәтчилириниң алқишиға еришмәктә.

Спиелберг шәхсий тор бетидә елан қилған қилған бу һәқтики баянатида йәнә, өзиниң 2007 ‏- йили хитай рәһбәрлиригә 2 қетим хәт йезип, суданға бесим ишлитишни, дарфурдики кишилик һоқуқи әһвалини өзгәртишни тәләп қилған болсиму, лекин нәтиҗә алалмиғанлиқини билдүрди. Спелбергниң истипаси олимпик билән кишилик һоқуқни бирләштүрүшкә қарши туруватқан бейҗиң даирилирини әпсусландуруш билән биргә, кишилик һоқуқи паалийәтчилириниң алқишиға еришмәктә.

Һолливуд артиси мия фарровниң әскәртишичә, спелбергниң қарари уни сөйүндүргән. Мия фарров, әйни чағда спелгерниң бейҗиң олимпик йиғиниға сәнәт җәһәттә мәслиһәтчилик қилидиғанлиқини аңлап һәйран қалғанлиқини, спелбергниң бир йәһуди болуш сүпитидә "ирқий тазилаш олимпики", дәп нам алған бейҗиң олимпик йиғиниға қатнашмаслиқи керәк, дәп ойлиғанлиқини билдүриду. Спелбергниң қарари һолливудтики инсанпәрвәр артисларниң алқишиға еришипла қалмай, хитай даирилирини һоқуқни яхшилаш вәдисидә турмиди, дәп әйибләватқан кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң алқишиға еришмәктә.

Содигәрләр, һөкүмәтләр, һәр қайси дөләт олимпик комитетлири кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тәнқид қилиши керәк

Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң баянатчиси софийә ричардсон, радиомизға спелбергниң қарари пүтүн дуня хитайниң кишилик һоқуқи мәсилисидики позитсийисигә диққәт қиливатқанлиқини көрситиду, дәп сөзлиди. Ричардсон ханим мундақ дәйду, "бизниң қаришимизчә бу наһайити муһим бир мисалдур. Тәнтәрбийә һәрикитигә мәбләғ салған содигәрләр, һөкүмәтләр, һәр қайси дөләт олимпик комитетлири вә олимпик йиғинида муһим рол ойнайдиған башқа шәхсләр яки тәшкилатлар һәр хил усуллар билән хитай вә чәтәлдики кишилик һоқуқи дәпсәндичиликлирини тәнқид қилса болиду."

Америка заман һәптилик журнилиниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики бир мақалидә әскәртишичә, спелбергниң истипа бериш қарари бейҗиң олимпик йиғинида пүтүн дуняға өзиниң күч ‏- қудрити вә образини көрситип қоймақчи болуватқан хитай һөкүмитини тәңқислиқта қойған. Чүнки хитайниң судан сиясити хәлқара җәмийәтниң үзлүксиз тәнқидигә учримақта иди.

" Әгәр буниңда сиясий муддиа чиқиш қилинған болса қобул қилинмайду "

Спелбергниң истипа бериш қарари америка дөләт мәҗлисиниң 220 нәпәр әзаси хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, хитайни дарфур мәсилисидә хартум һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирған мәзгилгә тоғра кәлди. Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң хетидә хитайни судан билән болған мунасивәттики йеқинлиқидин пайдилинип, дарфурдики инсани кризисни түгитишкә үндигән. Хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси лю җйәнчав болса спелбергниң истипаси өзлирини әпсусландурғанлиқини, "әгәр бу җуңгониң сияситини чүшәнмәслик түпәйли йүз бериватқан болса буни чүшинишкә болидиғанлиқини, әмма сиясий муддиа чиқиш қилинған болса буниң қобул қилинмайдиғанлиқини" билдүрди. Хитай мәтбуатлири лю җйәнчавниң сөзини хәвәр қилған болсиму,лекин спелбергниң истипа бәргәнликини тилға алмиди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики ричардсон ханимниң әскәртишичә, олимпик йиғини һарписида хитайниң өзидики кишилик һоқуқ әһвалиға диққәт қилидиған вә уни тәнқид қилидиғанлар көпәймәктә. У, " мениң қаришимчә хитайниң кишилик һоқуқ әһвали олимпик йиғини түпәйли яхшилиниш әмәс, әксинчә техиму начарлишип кәтти. Мәсилән, бурунқиға қариғанда қолға елинған өктичи затлар көпийип, ишчи - деһқанлар һәрикитини бастуруш техиму күчәйди" дәйду.

"Дарфурдикигә охшаш җиддий тоқунушлар хәлқара олимпик комитетиниң вәзиписи әмәс "

Бейҗиң олимпик йиғини мәсилисидә бесимға учраватқан тәшкилатларниң бири хәлқара олимпик комитетидур. Лекин хәлқара олимпик комитети дарфур мәсилиси яки хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә бейҗиң һөкүмитигә бесим ишлитишни изчил түрдә рәт қилмақта. Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җәк роге, пәйшәнбә күни дарфур мәсилисидә хитайни суданға бесим ишлитишкә үндәйдиған бир чақириқнамиға имза қоюшни рәт қилди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, рогениң баянатчиси еммануелла моруй, " бу пүтүнләй хата " дәп тәкитлигән. Әнгилийә " мустәқилчи," гезити пәйшәнбә күнки санида 8 нәпәр нобил мукапати саһиплириниң дарфур мәсилиси һәққидики хитайни хартум һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирған хетини елан қилди.

Хәттики имза қойғучилар қатарида җәк рогениң исми болсиму,лекин у имза қоймиған. Рогениң баянатчиси еммануелла моруй, имза қойғучиларниң олимпик йиғинини тәнтәрбийә билән мунасивәтсиз мәсилиләр билән бағлаш һоқуқи болсиму, лекин "дарфурдикигә охшаш җиддий тоқунушлар б д т да һәл қилинишини, бу хәлқара олимпик комитетиниң вәзиписи болуп қалмаслиқини" тәкитлимәктә.

Хитайниң содандики қирғинчилиқларда баш тартип болмайдиған мәсулийити бар

Әмма мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити болса спелбергниң истипаси хәлқара җәмийәтниң диққитини дарфур шундақла уйғур вә тибәтләрниң вәзийитигә қаритишиға ярдәмчи болушни үмид қилди. Америка уйғур җәмийитиниң тәтқиқатчиси әми, "бу хәлқара җамаәтчиликниң диққәт ‏- нәзири басқунчи һөкүмәтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қаритилишиға ярдәмчи болуш ролини ойнайду. Болупму чәтәлдә суданға охшаш шундақла хитайниң мәмликәт ичидә уйғурлар яки тибәтләрниң вәзийити диққәт қозғишини үмид қилимиз " дәп көрсәтти.

Хитай суданниң әң муһим сода шерики болупла қалмай, йәнә уни әң муһим қорал - ярақлар билән тәминлигүчи шундақла суданниң нефит әслиһәлиригә мәбләғ салғучи дөләт болуп һесаблиниду. Хитайниң судан билән болған мунасивитини тәнқид қилғучилар, суданниң дарфур районидики қирғинчилиқларда аз дегәндә 200 миң адәм өлгәнликини, 2 милйон адәмниң өй ‏- маканидин айрилғанлиқини, судан һөкүмитини қоллаватқан хитайниң бу қирғинчилиқларда баш тартип болмайдиған мәсулийити барлиқини илгири сүрмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.