Хитайниң чиқиш йоли бирла: демократийә
2007.10.16
Хитай коммунист партийисиниң баш секритари ху җинтав, 17 - қурултайдики доклатида, қурултай әзалирини хитайда инақ җәмийәт бәрпа қилишқа чақирди. Буниң биллә, хитай коммунист партийисиниң бир партийилик һакимийәт түзүмидин ваз кәчмәйдиғанлиқиниму ениқ билдүрди. Ундақта, ху җинтавниң инақ җәмийәт бәрпа қилиш чақириқиниң әмәлийлишиш мумкинчилики барму? бу темида муһакимә йүргүзиватқанлар ичидә, хитай зиялийси ляв зишеңниң қариши мундақ: хитай демократийә йолиға маңмай туруп, хитай җәмийитидә инақлиқтин сөз ечиш мумкин әмәс.
" Һоқуқ бөлүшүвелиш йиғини"
Лияв зишең, "бошүн " тор бетидә елан қилған мақалисидә, "17 -қурултайни, бир топ бюрократларниң, бир залға топлишип олтуруп, һоқуқ вә мәнпәәт тәқсимати елип бериштин башқа нәрсә әмәс" дәп көрситиду.
Лияв зишеңниң қаришичә, һазирқи мәсилә, хитай коммунист партийиниң өз хаталиқини тонуялмаслиқида әмәс, мәсилә һоқуқтин ваз кечәлмәсликидә. Хитай җәмийитидики инақсизлиқниң мәнбәси наһайити ениқ вә аддий, хитай җәмийитидә, башқурғучи қатлам билән башқурулғучи қатлам арисидики мунасивәтниң әркин халаш йоли билән әмәс зорлаш билән, мәҗбури шәкилләнгәнликидә; әгәр хитай җәмийитидә хитай хәлқи өз башлиқлирини өзлири сайлап чиқалисила, пүтүн мәсилиниң йилтизи һәл болған болиду.
"Өзара йол қоюшуш керәк"
Лияв зишең башқа сиясий өктичи язғучилардәк, хитай коммунист партийиси ағдуруп ташланмай туруп, хитай җәмийити түзәлмәйду дәп қариғучилардин әмәс, у хитай коммунист партийисиниң, ислаһат йоли билән һәм өзини һәм хәлқини қутқузалайдиғанлиқиға ишәнгүчиләрдин.
Шуңа у, нөвәттики мәвҗут сиясий түзүлмидә мәнпәәтлири тоқунушиватқан һәр икки тәрәп мәнпәәтлиридин қисмән ваз кечиши вә бир-биригә йол қоюши керәк, дәп қарайду.
Һәл қилғуч чарә әркин сайлам
Лияв зишең, хитай җәмийитидики мутләқ көп сандики инақсизлиқниң сәвәбини, асасий қатлам кадирлириниң зомигәрлики дәп көрситиду. Униң қаришичә, уларниң зомигәрлик қилишиниң йилтизи болса, улар хәлқ тәрипидин сайланмай, юқиридин тәйинләнгән болушидур. Шуңа мәсилини һәл қилишниң йоли, наһийә вә өлкә дәриҗилик әмәлдарлар әркин сайлам билән вәзипә елиши керәк, шундила, асасий қатлам әмәлдарлири хәлқниң назарити астиға чүшкән болиду, хәлқи алдида җавабкарлиқ болиду; юқириға хушамәт қилип, хәлқни қақти-соқти қилиш истилиниң йилтизиға палта урулған болиду.
"Баш ағриса башни, пут ағриса путни давалаш керәк, бир дөвә қуруқ шуар билән һеч мәсилини һәл қилғили болмайду" дәп әскәрткән аптор, наһийә вә өлкә дәриҗилик әркин сайламни, бирдин бир чиқиш йоли дәп қарайду вә буни һәр икки тәрәп үчүн пайдилиқ дәп көрситиду . Йәни апторниң қаришичә, бу йол билән, хитай коммунист партийиси өз хәлқиниң ишәнчисигә еришәләйду, дуня җамаәтчилики алдидики хунүкләшкән образини түзийәләйду. Техиму кәлгүсидә йүз бәргүси чоң бир тоқунушниң алди елиниду.
Проффесорлар нимә дәйду?
Франсийә ахбарат агентлиқиниң, 15 - өктәбир күни хитайниң шямен шәһиридә елип барған хәлқниң райини синаш зиярәтлиридин елинған җаваблар, лияв зишеңниң " җуңгониң бирдин бир чиқиш йоли демократийә" дегән пикрини қоллаш тәрипидә.
Мәзкур агентлиқиниң зияритидә җәнубий шәһәр гезитиниң обзорчиси:" бу қурултай инақ җәмийәт бәрпа қилиду дәп ишәнгән адәм әқли бинормал адәмдур" дегән. Сүн җоңшән университетниң профессори әй шявмиң пикир баян қилип, " немә үчүн инақ җәмийәт қуруш шуари оттуриға чиқиду? чүнки, инақлиқ болмиғанлиқи үчүн әлвәттә, деһқанниң йерини карханичи тартивалидиған җайда инақлиқ болмайду" дәйду.
Чоң әндишә бу нуқтида
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай зиялийлири ичидә, демократийини бирдин бир қутулуш йоли дегән пикирни муәййәнләштүргүчиләр болғинидәк, инкар қилғучиларму аз әмәс. Булардин бәзилири, асасий қатлам әмәлдарлири хәлқ тәрипидин сайланса, хәлқ тәрипидин сайланған әмәлдарларниң хитай коммунист партийисидин һесаб сорайдиғанлиқи, вә яки мәркәзгә йәни хитай коммунист партийисигә қариғуларчә итаәт қилмайдиғанлиқи, бу сәвәблик хитай коммунист һакимийитиниңму тәһдиткә дуч келидиғанлиқи бу сәвәбтин, хитай компартийисиниң һәрқандақ бир шәкилдики әркин сайламдин қачидиғанлиқини көрситиду.
Йәнә бәзи көзәткүчиләр болса, хитай демократийә йолиға маңса, хитайдики аз санлиқ милләт районлиридиму миллий ирадигә вәкиллик қилидиған кадирлар қошуниниң һакимийәт башлиридин орун алалайдиғанлиқи,миллий мәсилиләр ашкара музакирә қилиниш земини һазирлинидиғанлиқи, буниң билән, уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң мустәқиллиқ һәрикәтлиридә техиму зор илгириләш болидиғанлиқини тәхмин қилишиду. (Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәрб мәтбуатлири вә мутәхәссисләр хитай компартийиисниң 17 - нөвәтлик қурултийиға қандақ баһа бәрди?
- 17 - Қурултайниң сигнали: хитай ғәрб йолида маңмайду
- Ху җинтав һоқуқини мустәһкәмләп кетәләмду?
- Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
- " Ху җинтав компартийә 17 - қурултийида җяң земинниң тәсирини тазилашни мәқсәт қилиду "
- Хитай демократлири әмди чәтәлләрдә туруп немә иш қилалайду?
- Коммунист хитай рәһбәрлири демократийә һәққидә хәлққә әвладму-әвлад ялған вәдә берип кәлмәктә
- Түркийидә елип берилған сайламда адаләт вә тәрәққият партийиси зәпәр қучти
- Ғәрб дөләтлири нимишқа хитай билән қачқунларни өткүзүп бериш келишими имзалашни халимайду?
- Йеңи түркмәнбашиниң москва зиярити
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан